гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклири

биливелиң (49)

2022573
гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклири

гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклири

түркийәниң қарадеңиз қирғиқида 80 милйон йиллиқ тарихқа игә тәбиий бир мөҗизәниң барлиқини биләмсиз?

түркийәниң мислисиз тәбиий гүзәлликлиридин бири, қарадеңиз райониға җайлашқан гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклиридур. бартин вилайити чеграсиға җайлашқан бу тәбиий мөҗизәниң тарихи 80 милйон йил бурунқи дәвргичә созулиду. гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклири «лава», «базалт», «түврүк» вә «хада таш»  дегәндәк бирқанчә исим билән атилиду.

бартин вилайитиниң гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклири каинатта интайин аз көрүлидиған йанар тағниң партлиши нәтиҗисидә барлиққа кәлгән пәвқуладдә бир тәбиий мөҗизәдур. волқанлардин аққан лаваниң совуши вә киристаллишиши нәтиҗисидә шәкилләнгән лава түврүклирини дунйадики наһайити аз җайлардила көргили болиду.

дунйада түркийәдин башқа, шималий иреландийә, шотландийә, исландийә, йапонийә, мексика, русийә, җәнубий корейә, вийетнам, испанийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдики лава түврүклири әң қиммәтлик вә қоғдилидиған тәбиий мираслар һесаблиниду.

 тик вә йанту шәкиллик түзүлүши билән дунйадики башқа өрнәклиригә охшимайдиған гүзәлҗәһисар кәнтидики лава түврүклири адәмниң әқлини лал қилиду. лава түврүклири җайлашқан тәхминән 15 гектар келидиған бу җай тәбиий байлиқ қиммити сәвәбидин, 2017-йили «нуқтилиқ қоғдилидиған тәбиий йадикарлиқлар» тизимликигә киргүзүлгән.

лава түврүклири җайлашқан гүзәлҗәһисар  өз пети сақлинип қалған тәбиий гүзәлликләргә игә деңиз бойидики кичик бир кәнт һесаблиниду.  йешил рәң билән көк рәңни учраштуридиған, наһайити аз билинидиған олтурақ райони болған гүзәлҗәһисар  кәнтини лава түврүклиридин башқа, тарихий қурулушлири, миллий вә йәрлик алаһидиликкә игә өй – имарәтлири, гүзәл йайлақлири,  кәң даирилик бүк - барақсан орманлиқлири, сүйи сүзүк деңизи сәвәбидинму көрүшкә әрзийду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر