бодрум балет байрими

биливелиң (48)

2021152
бодрум балет байрими

бодрум балет байрими

түркийәниң әң муһим сайаһәт мәркәзлиридин бири болған бодрумда уда 20 йилдин буйан балет байрими өткүзүлүватқанлиқини биләмсиз?

бу йил 20-қетим уйуштурулған хәлқара бодрум балет байрими түркийәниң тунҗи вә бирдинбир балет байрими һесаблиниду. бодрум балет байрими һәр йили авғуст ейида,  бодрум шәһәрлик һөкүмәтниң қоллиши астида түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқи опера вә балет баш идариси тәрипидин бодрумниң символи болған, бүгүнки күндә су асти археологийә музейиға өзгәртилгән бодрум қәләсидики шималий һәндәги сәһнисидә өткүзүлиду.

дөләт  ичи – сиртидики аләмшумул мувәппәқийәтлири билән тонулған бодрум балет байрими түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқи опера вә балет баш идариси тәрипидин 2003-йилдин етибарән һәр йили зор иштийақ билән тәнтәнилик һалда өткүзүлмәктә.

сәнәтниң әң нәпис намайәндилиридин бири болған балет байриминиң тарихий бир қәләдә, бодрумниң даңлиқ мандарин пуриқи астида тамашибинлар билән учришиши наһайити зор әһмийәткә игә.

дунйада интайин аз учрайдиған, түркийәдә болса бирдинбир фестивал һесаблинидиған бу байрам йилсери  алаһидиликини техиму зорайтип, бодрумниң гүзәлликигә һөсин қошмақта, шундақла җәлпкарлиқ паалийәтләрдин биригә айланмақта. көплигән дөләтләр вә охшимиған мәдәнийәтләрдин сәнәт һәвәскарлири бу байрамда түркийә вә дунйаниң мунәввәр балет вә заманиви уссул сәнити билән тонушиду.

түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқи опера вә балет баш идариси хәлқаралиқ бодрум балет байриминиң сиртида түркийәниң башқа муһим сайаһәт мәркәзлиридиму фестивалларни өткүзүш арқилиқ  сәнәт һәвәскарлири үчүн тарихий сорунларда көңүл ечиш паалийәтлирини уйуштуриду. җүмлидин бу опера вә балет байрамлири истанбул, қәдимки әфәс шәһири вә анталйадики аспендос қәдимки тийатирханисида өткүзүлиду.

бу муһим хәлқаралиқ байрамлар дунйа мәдәнийитиниң башлиниш нуқтиси болған анадолу терротерийәсигә йеңи қиммәтләрни қошмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر