хушаллиқ йуқумлуқтур؛ шүкүр

көзнәк -23

1952295
хушаллиқ йуқумлуқтур؛ шүкүр

хушаллиқ йуқумлуқтур؛ шүкүр

хушаллиқ йуқумлуқтур؛ шүкүр

көзнәк -23

түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, түркийә җумһурийитиниң пайтәхти әнқәрәдин, түркийә авази радийоси ситудийолиридин һәммиңларға отлуқ салам!  «көзнәк»кә хуш кәлдиңлар! «көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «хушаллиқниң мәнбәси болған шүкүр вә хушаллиқимиздики муһим әһмийити» үстидә тохтилимиз. қени ундақта диққитиңлар пирограммимизда болсун!

******* ****** ****** *******

хушаллиқ йуқумлуқтур. хушал болуш үчүн биз чиққан йолда, немә үчүн йолға чиққанлиқимизни унтуп қалмаслиқимиз керәк. бүгүнки күндә азаблинишниң  әң чоң мәнбәлиридин бири хушаллиқни издәш усулимиздур. хушаллиқимизни пәқәт ғайигә йетиш билән бир гәвдиләштүрәлишимиз лазим.

хушаллиқниң мәнбәси болған шүкүр вә хушаллиқимиздики муһим әһмийити бизгә биз азабланған әһвалларда немә қилишимиз керәкликини ейтип бериду. қени әмисә оқутқучи әлп әпәндиниң бу тоғрида бизгә немә дәйдиғанлиқиға  қолақ салайли!

қәдирлик достлар! хушалму силәр? мән хушалмән, «бекардин бекар хошал болимән» дейәләймән,  чүнки мән тохтап, әтрапимға қаридим вә көргәнлиримгә шүкри қилдим.

әмәлийәттиму шүкүр хушаллиқниң мәнбәлиридин бирсидур. буни тапалмайватқанларму бар. бу йәрдә тилға алғиним؛ қандақтур олтурсақ, қопсақ һалимизға шүкри қилайли! дәйдиған тәслимчилик әмәс.  әлвәттә, биз емигә болған һәммә нәрсә үчүн, саламәтлик, аң, аилә вә достлиримизға охшаш һәммә нәрсә үчүн шүкри қилайли!

әмма, мән бу йәрдә өз хушаллиқимизни тонуш үчүн башқиларниң кәмтүклиридин  илһам алайли демәкчи әмәс.

һайат бизгә һәр хил әһвалларни суниду. бу әһвалларниң бәзилиридә хушал, бәзилиридә азаблинимиз. бизни хушал қилидиған әһваллар һәққидә сөзләп йүрүшниң һаҗити йоқ.  әмисә келиңлар азабланғанда немә қилалайдиғанлиқимизға нәзәр селип бақайли!

алди билән һәр қандақ әһвалдин хушаллиққа еришәләйдиған болуш үчүн дәсләптә хушаллиқ капалити сәвийәсини йетиштүрүшимиз керәк. бу сәвийәдә дуч келидиған әһвал вә һессийатларни немигә асасән баһалайдиғанлиқимизни билишимиз лазим. мәзкур  капаләт сәвийәсиниң тоғра болмаслиқи бизгә икки хил зийан йәткүзүши мумкин.

 биринчиси, сәвийәни наһайити төвән тутуп, давамлиқ хушалдәк бир алдиниш билән әһвал вә вәзийәтләрни хата йаки кәмтүк изаһлап, кейин әксичә азабқа қилишимиз мумкин .

 иккинчиси, сәвийәни бәк йуқири қиливелип, әслидә хушал болалайдиған әһвалларниму нәзәрдин сақит қилидиған вә  турмушқа қарита тутушимиз керәклик иҗабий позитсийәгә зийан салидиған болуп қелишимиз мумкин.

хушаллиқниң өлчәм, сәвийәсини тоғра бәлгиләп чиқиш үчүн дәл шүкүргә еһтийаҗлиқмиз.

әтигәндә ойғанғанда ойғанғанлиқимизни билиштин тартип, һайатимизда әмәлгә ашурған нишанлиримиз, аилимиз, достлиримиз, бүгүнгичә еришкән вә ериштүргән сөйгүлиримиз,  туғулуштин кәлгән талантлиримиз вә һәр түрлүк мустәқил утуқлиримизғичә болған турмушимизда шүкүр қилишқа тегишлик мәнбәләрниң интайин көплүкини көрәләймиз.

ундақта биз шүкүрдин хушаллиқниң мәнбәси сүпитидә қандақ пайдилиналаймиз?

җаваби наһайити аддий. игә болғанлириңизниң һәммисиниң тизимликини турғузуп чиқиң!

сизни башқилардин пәрқләндүридиған талантлириңизни, қолға кәлтүргән утуқлириңизни, өзиңиз йахши көридиған вә йахши көрилидиған мунасивәтлириңизни, тәҗрибиләрдин һасил қилған савақларни, сиз пәхирләнгән һәр бир әс - хатириңизни йезип чиқиң. тизимликиңизгә қошулған һәр бир қурниң йүзиңиздики тәбәссумни нә қәдәр чоңайтиватқанлиқини көрисиз.

шуниң билән биргә йәнә,  тизимликкә қарап олтурмастин, шүкүр қилишни өгинивелиң. чүнки йашаватқанлиқиңиз үчүн, йашаватқанлиқиңизни билгәнликиңиз үчүн, һайатиңизға мәнә қошидиған йәнә бир күн вә йәнә бир пурсәт тапалиғанлиқиңиз үчүн шүкри қилиң. пәқәт мәвҗут болғанлиқиңиз үчүн шүкри қилишла сизни һайат билән чәмбәрчас бағлап, енергийәңизни өстүриду.

актип енергийәңиз өскәндә һайатқа техиму иҗабий көзнәктин қарайдиған болисиз. вәқәләрни техиму иҗабий нуқтидин баһалайдиған болисиз. қени ундақта шүкри қилишни башлаң. хушаллиқ шүкри қилишниң арқисидила қарап туриду.

түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, йуқирида «көзнәк» намлиқ пирограммимизниң бү һәптилик санида, «хушаллиқниң мәнбәси болған шүкүр вә хушаллиқимиздики муһим әһмийити» үстидә тохтилип өттүқ.  бу һәқтики йазма учурларни оқуш үчүн, түркийә авази радийоси уйғурчә бөлүминиң тор бетини зийарәт қилишиңларни тәвсийә қилимиз.

мәнбә: т р т маарип мунбири



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر