<ақ тоғач> ниң шипалиқ роли

ниң шипалиқ роли (20)

1938966
<ақ тоғач> ниң шипалиқ роли

<ақ тоғач> ниң шипалиқ роли

ширнилик вә сортлуқ «ақ тоғач»  ниң пәқәт «каз тағлири» дила өсидиған йәрлик мевә икәнликини биләмсиз?

анадолуниң ғәрбидә, әпсаниви исми «ида» болған «каз тағлири» ниң шималий етәклиригә җайлашқан чанаққәлә вилайитиниң байрамич наһийәсидә өсидиған «ақ тоғач», ширнилик бир хил шаптулдур. тәми вә пуриқи билән башқа ширнилик түрләргә охшимайдиған бу мевиниң, «каз тағлири» дин келидиған орман һаваси вә деңиздики йод вә оксиген миқдариниң тәсиридә өзгичә тәм бар. өзгичә иқлими түпәйли бу районда өсидиған«ақ тоғач» ниң башқа җайда өсүши мумкин әмәс.

рәңги, тәми вә пуриқи билән 2013-йили түркийәдә җуғрапийәлик көрсәткүч сүпитидә «ақ байрамич» исми билән тизимға елинған бу мевә, 2021-йили 16 – апрел күни, йавропа иттипақиниң рәсмий гезитидә елан қилинди вә йавропа иттипақидики җуғрапийәлик көрсәткүч сүпитидә тизимға елинған түркийәниң йәттинчи мәһсулати болуп қалди.

 йәттә миң дөнүмлүк йәрдә баһар, йаз вә күз пәсиллиридә йиғивелинидиған «ақ тоғач» ниң өмри, башқа ширнилик сортларға қариғанда узун болиду.

хушпурақ тәркиби йуқири болған «ақ тоғач» мукәммәл сағламлиқ мәнбәси һесаблиниду. оксидлинишқа қарши туруш мәнбәси болған «ақ тоғач», өсмиләр вә түрлүк боғмақ үчәй раклириниң алдини алалайдиған тәбиий тәркибләргә игә болуштәк шипалиқ роли сайисида,  оруқлашни халайдиғанлар үчүн наһайити йахши мевидур. тәркибидики лутен маддиси сайисида көз сағламлиқини қоғдаш роли бар.

«ақ тоғач», һәм териниң гүзәлликигә төһпә қошиду, һәмдә хушпурақ пуриқи әтир санаитидиму ишлитилиду.

әнә шундақ алаһидиликлири түпәйли, түркийәниң муһим експорт мәһсулатлириниң бири болған бу мевигә болған тәләп наһайити йуқиридур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر