хәтәрләр вә пурсәтләр

күнтәртип вә анализ (20)

1931958
хәтәрләр вә пурсәтләр

хәтәрләр вә пурсәтләр

хәтәрләр вә пурсәтләр

күнтәртип вә анализ (20)

(мурат йешил таш)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «хәтәрләр вә пурсәтләр» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

һазир биз тарихий әһмийәткә игә бир дәврниң һалқилиқ босуғилиридин биридә турмақтимиз. бир тәрәптин йәр шари характерлик ениқсизлиқниң ешишишға әгишип, чоң күч риқабити дунйави һалға кәлгән вә район характерлик барлиқ тармақ системилар өзгириш басқучида туруватқан болса, йәнә бир тәрәптин мәйли қайси нуқтидин қарисиңиз қараң, түркийә дунйави мәсилиләрниң йадролуқ мәркизигә айланған вәзийәттә турмақта. украина уруши, кавказ районидики сәзгүр тинчлиқ мусаписи, балқан районида намайан болуш алдида турған йәрлик тоқунуш һәрикәтлири, гиретсийәниң йеңилиниш шоарлири вә сийасити, шәрқий ақдеңиздики енергийә риқабити вә американиң районға қарита ешиватқан қизиқиши, шималий африқа линийәсиниң әң қизиқ мәсилиси болған ливийәниң парчилиниши, сүрийәдә давамлишиватқан муқимсиз вәзийәт, ирақтики сийасий аҗизлиқ вә келип чиққан бошлуқлар, иранда давамлишиватқан намайишлар пәйда қилған ениқсизлиқлар....

бу тизимликни техиму көпәйтиш мумкин. чүнки украина уруши кәлтүрүп чиқарған енергийә вә йемәк-ичмәк киризиси түркийәгә нисбәтән һәм пурсәт, һәм йеңи хәтәрләрни елип кәлди. буларға йәнә килимат өзгириши вә пат арида көрүлүш алдида турған йәр шари иқтисадиниң чекиниши қатарлиқ мәсилиләр  қошулғанда, түркийә 2023 - йилиға қәдәм қойғанда, геополитикилиқ (җуғрапийәлик сийасий) муһитиниң интайин һәрикәтчан болидиғанлиқини чүшинивалғили болиду.

бу темиларниң ичидә 2023 - йили әң көп күнтәртипкә келидиғини؛ украинада давамлишиватқан уруш болидиғанлиқи ениқ. урушниң ахирлишиши мумкин әмәстәк қилиду. бәлки техиму чоңқурлашқан һалда давам қилидиғанлиқи һәққидики мөлчәрләр хелила көп.  зеленскийниң вашингтондики зийарити американиң украинаға қилған һәрбий йардимини көпәйтидиғанлиқини, әң муһими йардәмниң характерини өзгәртидиғанлиқини көрситип бәрди.

ундақта урушниң давамлишиш сенарийәсиигә көрә тәййарлиқ қилиш пайдилиқтәк қилиду. әгәр уруш давамлашқан вә техиму күчәйгән тәқдирдә, түркийә орнини техиму күчәйтип давамлаштуралиши мумкин. һәтта бу орнини дипломатик вә геополитикилиқ үстүнлүк җәһәттин техиму күчәйтиши мумкин. шуниңдәк енергийә, йавропа бихәтәрлики вә йемәк-ичмәк бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләрдиму түркийә актип ролини техиму чоңқурлаштуралиши мумкин. әгәр уруш йөнилиши өзгәрсә йаки чоңқурлашса, түркийәниң һазирқи орнини сақлап қалалиши тәскә тохтиши вә  әнқәрә – бирйуссел - вашингтон линийәсидә җиддий йирикчиликләрниң йүз бериш еһтималлиқи йуқири. бәлким 2023 - йили украина уруши билән бирликтә күнтәртипимиздин орун алидиған әң һалқилиқ тема қара деңиз болуши мумкин. уруштин кейин қара деңизниң техиму бәк американиң нишан даирисигә киргәнлики һәмдә американиң қара деңиздики дөләтләр билән русийәгә қарши йеңи бир һәрикәт шәкилләндүрүшни халаватқанлиқи мәлум. бу нуқтидин «кеңәйтилгән қара деңиз лайиһәси» гә диққәт қилиш пайдилиқ.

  2023 - йилида иҗабий күнтәртип нуқтисидин ейтқанда, оттура шәрқтики нормаллишиш мусаписиниң астилимай давамлишидиғанлиқини пәрәз қилалаймиз. район украина урушидин кейин дөләтләрниң өз орнини әслигә кәлтүрүш җәрйанини баштин кәчүрмәктә. нормаллишишму бу муһит астида әмәлгә ашмақта. сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә исраилийә билән болған нормаллишиш мусапимизниң техиму мустәһкәмлинидиғанлиқини ейталаймиз. мисир билән аста-аста алға илгирилисәкму, әмма 2022 - йилиға селиштурғанда техиму пәрқлиқ бир җәрйанниң оттуриға чиқидиғанлиқини мөлчәрләш тәс әмәс.

сүрийә мәсилисиму һәйран қаларлиқ йеңилиқларға очуқ. йил ахирида москвада өткүзүлгән үч тәрәплик башлиқлар йиғини 11 йилдин кейин ташланған әң чоң қәдәм болди. үч тәрәплик механизмниң давамлишалайдиған бир қурулма сүпитидә 2023 - йилидиму давам қилидиғанлиқи һәмдә қәдәмму қәдәм мәслиләр үстидин илгириләйдиғанлиқи мәлум. террорлуқ мәслиси вә панаһланғучиларниң вәтинигә қайтишиға қарита сийасий һәл қилиш чарисиниң тез тәрәққий қилишини күтүш тоғра әмәс. әмма илгириләшләрниң болидиғанлиқи ениқ. җумһур рәис әрдоған билән бәшшар әсәд оттурисида көрүшүш боламду йоқ билмәймиз. шундақтиму сайламдин илгири москваниң мурәссәчилики билән бундақ бир көрүшүш өткүзүлсә һечкиши һәйран қалмаслиқи лазим. мумкин болған нәтиҗигә қарайдиған болсақ әсәд һакимийити билән сүрийә миллий армийәси оттурисидики һәрбий җиддийликни азайтиш, п к к ниң паалийәтлириниң чәклик һалға чүшүрүлүши, панаһланғучиларниң тәдриҗий вәтинигә қайтиши вә идлиб мәсилисидиму бәзи илгириләшләрниң  қолға кәлтүрүлүши тамамән мумкин. иранниң бу җәрйанға бузғунчилиқ қилишқа урунуши вә дәмәшиқ даирилирини түркийәдин узақ тутушқа тиришиши бәзи ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиришиму мумкин. вашингитонниң бу җәрйанларни қоллиши анчә мумкин әмәстәк қилиду. бу нуқтида анчә үмидвар әмәсмиз, әгәр һәммә ишлар оңушлуқ болуп, мәсилиләрдә илгириләш болса, йилниң дәсләпки алтә ейида техиму бир пүтүн рәсимни көрәләймиз.

2023 - йилиниң алдинқи алтә ейида әстайидиллиқ билән диққәт қилишқа тегишлик йәнә бир муһим тема, түркийә билән гиретсийә оттурисидики җиддийчиликтур. һәр икки тәрәптә сайлам бар вә афена һазирқи қутратқулуқ қилиш сийаситидин ваз кәчмәйдиғандәк қилиду. аралларни қоралландуруш вә уларни алтә милдин 12 милға чиқартиш урунуши түркийәни гиретсийәгә қарши қәдәм ташлашқа мәҗбурлиши шундақла сийасий вә қануний чиқишалмаслиқлар туйуқсиз вәқәләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин. әгәр ишлар бу нуқтиға берип қалса һәмдә  үчинчи тәрәпләр бу җәрйанда тиничландуруш ролини ойнийалмиса, әнқәрә-афена җиддийчилики техиму чоңқурлишиши мумкин.

2023 - йили ташқи сийасәт күнтәртипимиздә бәк көп мәсилиләр болған бир йил болиду. һәммисини бир- бирләп тилға елиш мумкин әмәс. шундақтиму йеңи йилниң интайн һәрикәтчан болидиғанлиқини пәрәз қилиш тәс әмәс. 2023 - йилидики җумһур рәислик сайлими түркийә җумһурийитиниң иккинчи йүз йилиға қәдәм қойидиған мәзгилигә тоғра кәлди. түркийәниң геополитикилиқ вә бихәтәрлик муһити күчлүк риқабәт  вә чәклимиләргә толған болиду. иккинчи йүз йилдики түркийәниң истратегийәлик йөнилишигә мунасивәтлик бир- бири билән мусабиқигә чүшкән геополитикилиқ лайиһәләр барлиқи мәлум. 2023 - йили пәқәт ички сийасәт нуқтисидинла әмәс, бәлки түркийәниң район вә йәршари характерлик истратегийәлик йөнилиши нуқтисидинму дөләтниң иккинчи йүз йилиниң башлиниши болиду. бу нуқтида сайламлар түркийәниң геополитикисини шәкилләндүрүши бәлки әң асаслиқ динамик күчи болуп қилиши мумкин.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر