интернетни өзгәртиш еһтимали болған технологийә: ChatGPT

«көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, интернетни өзгәртиш еһтимали болған технологийә: ChatGPT тоғрисида тохтилип өтимиз.

1926950
интернетни өзгәртиш еһтимали болған технологийә: ChatGPT

интернетни өзгәртиш еһтимали болған технологийә: ChatGPT

түркийә авази радийоси: OpenAI ширкити тәрипидин тәрәққий қилдурулған «ChatGPT» намлиқ сөһбәт роботи, дийалог шәклидә өзара тәсир көрситидиған тил әндизиси сүпитидә нурғун мәсилиләрдә қанаәтлинәрлик җавабларни берәләйду. башқичә ейтқанда, униңға шеир йаздуриғанларму, код йаздурушни халайдиғанларму бар...

* * * * *

ChatGPT сүний идрак вә машина өгиниши арқилиқ тәрбийәләнгән тил модели. у 30-нойабир сүний идрак тәтқиқат ширкити OpenAI тәрипидин пүтүн дунйаниң истемалиға сунулди. униң абунт сани тәхминән бәш күндә бир милйонға йәтти. абонтларниң ChatGPT билән болған параңлирида, системиниң нурғун мәсилиләрдә логикилиқ вә қанаәтлинәрлик җаваб берәләйдиғанлиқи көрүлди.

инсанға охшаш җавабларни берәләйдиған бу модел, интернеттин елинған ғайәт зор текист санлиқ мәлуматлири билән тәрбийәләнгән болуп, кәлгүси бир нәччә йилда издәш маторлириниң орнини игиләш еһтимали оттуриға қойулмақта.

ChatGPT һазирға қәдәр әң чоң вә әң күчлүк тил бир тәрәп қилиш техникисиниң бири сүпитидә тилға елиниватқан GPT-3 техникисини ишлитиду. ChatGPT ниң алаһидә йери, униң «дийалог» үчүн әлалаштурулған болушидур.

техника академийәси қурғучиси дәврим данйалниң тәкитлишичә, ChatGPT абонтлириниң инкасидин озуқ алидикән.

ChatGPT қайси темиларда сөзлийәләйду? дегән темиға кәлсәк, ChatGPT ниң немиләрни қилалайдиғанлиқини бирмубир оттуриға қойуш тәс. мәсилән, у тәләп қилинған темида мақалә йазалайду, саәтлик електиронлуқ җәдвәл мәшғулати қилалайду, йахши түр тәклипи тәййарлийалайду, һәтта нахша текисти, һекайә, сенарийә вә тамақ ретсеплирини йазалайду...

кәлгүсидә ChatGPT қайси нуқтиғичә тәрәққий қилиши мумкин? дегән мәсилигә кәлсәк, ChatGPT ниң иқтидари йәнила интайин чәклик болуп, OpenAI ширкитиму бу системиниң синақ басқучида икәнликини тәкитлиди. бу модел интернеттин елинған ғайәт зор текист санлиқ мәлуматлири билән тәрбийәләнгән болғачқа, у тәминлигән учурларниң җәзмләштүрүшкә моһтаҗ икәнликини унтумаслиқ керәк.

техника академийәси қурғучиси дәврим данйалниң қаришичә, ChatGPT кәлгүсидә тәстиқтин өтидиған, җәзмләштүрүшкә моһтаҗ әмәс учурлар билән тәминлисә, униң қарар чиқириш механизмиғичә тәрәққий қилиши мумкин икән.


خەتكۈچ: #уйғурчә , #ChatGPT

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر