дунйа кишилик һоқуқ күни

бүгүн 12 – декабир дунйа кишилик һоқуқ күнидур.

1917197
дунйа кишилик һоқуқ күни

пүткүл инсанийәтниң әркин вә баравәр болидиғанлиқи чүшәнчисигә асасән, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши, 1948-йили 10-декабирда бу «күнни дунйа кишилик һоқуқ күни» қилип бекитти. түркийә 1949-йили апрелда бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулуш әһдинамисини имзалиди. түркийә, 1949-йилдин буйан һәр йили 10- декабирни кишилик һоқуқ күни сүпитидә тәбрикләп кәлмәктә. кишилик һоқуққа болған тонушниң өсүши нәтиҗисидә, кишилик һоқуқ күни дунйаниң һәрқайси җайлирида тәбриклинидиған һаләт шәкилләнди. иккинчи дунйа урушида һавайи-һәвәслириниң кәйнигә кирип кәткән диктаторларниң дунйани һалакәт йолиға башлиши, уруш, сүргүн, ирқий қирғинчилиқ вә қәтлиамларниң йүз бериши қатарлиқ паҗиәлик һадисиләр нәтиҗисидә, хәлқара җәмийәт инсан инсан болғанлиқи үчүнла бәзи һәқ-һоқуқларға игә болуши керәклики зөрүрийини чоңқур тонуп йәтти.  күнимиздиму кәң көләмлик урушлар йүз бәрмисиму, ирақ, сүрийәгә охшаш җайларда мәйданға кәлгән тоқунушларға бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға охшаш хәлқара тәшкилатлар хатимә беришкә тиришмақта. дунйаниң қандақ йеридә болуштин қәтийнәзәр, тоқунуш, қалаймиқанчилиқ вә терроризим сәвәб болуватқан һәр қандақ кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлириниң бурунрақ түгишини арзу қилимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر