рәқәмлик дәврниң сүний (мәвһум) дунйа тили

«көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида «рәқәмлик дәврниң сүний (мәвһум) дунйа тили» тоғрисидики учурларни диққитиңларға сунимиз!

1909295
рәқәмлик дәврниң сүний (мәвһум) дунйа тили

«рәқәмлик дәврниң сүний (мәвһум) дунйа тили»

түркийә авази радийоси: лут (loot) қилиш (рәқәмлик ойунларда ғәниймәт елиш), левил атлаш (ойунларда персонажни сәвийә атлатқузушқа урунуш), DM дин учур йоллаш (биваситә учур, қарши тәрәпкә шәхсий учур әвәтиш) ... бу уқумлар йеңи әвладниң мәвһум дунйада ишлитиватқан сөзлириниң пәқәт бир қисмидинла ибарәт. ундақта, ата – анилар пәрзәнтлири ишлитиватқан бу уқумлардин қанчисиниң мәнисини билиду? рәқәмлик дунйада бала тәрбийәләватқан ата-анилар бу сөзләрни қандақ өгиниши керәк? рәқәмлик уқумларни игиләш аилиләргә қандақ төһпә қошиду?

* * * * *

интернетниң омумлишиға әгишип, мәвһум дунйа һайатимизға күнсери ичкириләп кирип, йеңи бир алақә тилини ройапқа чиқарди. лут қилиду, левил атлайду, достлири билән DM арқилиқ учурлишиду. йеңи бир әвлад рәқәмлик дәврдә мәвһум дунйаниң тилини ишләтмәктә. йеңи әвладниң мәвһум дунйада ишлитиватқан тили ата – аниларға ғәлитә йаки мәнисиздәк туйулуши мумкин. бу сөзләр билән ата - аниларға хитаб қилинғанда, улар «бу сөзләр маңа натонуш, аңлимаптикәнмән», «мән бу сөзни тунҗи қетим аңлидим» дегәндәк җавабларни бериду.

йаш әвладлар билән чоңларниң йаш пәрқи зорайғансери, мәвһум дунйада қоллиниливатқан тилдин йирақлишиш шунчә еғир болиду. дәрвәқә, бәзи ата-анилар балилириниң мәвһум дунйада ишлитидиған тор бекәтлириниму билмәйду. әзәлдин, фәйсбук, истеграм, твиттер дегән аталғуларни аңлап бақмиғанлиқини билдүргән ата – аниларму бар. һалбуки, ата-аниларниң балилириниң мәвһум дунйадики һәрикәтлирини назарәт қилиши үчүн ишлитидиған тилини игилиши тәвсийә қилиниду.

иҗтимаий таратқу вә рәқәмлик бихәтәрлик маарип тәтқиқат мәркизи муавин рәиси доктор ләвәнт әммунгил аилиләргә чақириқ қилип: «рәқәмлик дәврдә балилар истемал қиливатқан тилни улардин әң йахши шәкилдә өгинәләймиз. бу тилни улар билән бирликтә өгәнсәк, уларға <бизниң уларни қәдирләйдиғанлиқимиз вә улар билән биллә икәнликимиз>ни һес қилдуриду» дәйду.

ундақта, балилар истемал қиливатқан уқумларни билишниң аилиләргә қандақ пайдиси бар? доктор ләвәнт әммунгил бу һәқтә: «немә үчүн өгинишимиз керәк? дегән мәсилигә кәлсәк, бу йәрдики муһим нуқта, улар билән сағлам алақә орнитиш. чүнки биз уларниң дунйасидин айрилип қалмаслиқ үчүн, уларниң истемал қилидиған тилини өгинишимиз вә билишимиз керәк» дәйду.

мутәхәссисләр, бу хил алақиниң йәнә аилә ичи риштиниму күчәйтидиғанлиқини тәкитләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر