бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркни хатириләш күни

бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң аримиздин айрилғанлиқиниң 84 - йиллиқ хатирә күни.

1904608
бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркни хатириләш күни

 

бүгүн түркийә җумһурийити дөлитиниң қурғучиси вә тунҗи җумһур рәиси мустапа камал ататүркниң аримиздин айрилғанлиқиниң 84 - йиллиқини хатириләш күни мунасивити билән, уни сөйгү вә чоңқур иптихарлиқ туйғуси ичидә йад етимиз.

«чанаққәлә уруши» мәзгилидә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири билән диққәт қозғиған мустапа камал ататүрк, «биринчи дунйа уруши» дин кейин османли империйәси йеңилип, дөләт терротерийәси ғалиб дөләтләр тәрипидин ишғал қилинишқа башлиған чағда, түркийә хәлқигә рәһбәрлик қилип, азадлиқ урушини қозғиди.

бу  күрәшниң зәпәр  билән ахирлишиши нәтиҗисидә лозанда түзүлгән «тинчлиқ келишими» гә асасән түркийә җумһурийити қурулди вә мустапа камал ататүрк тунҗи җумһур рәис болди, арқидин « ататүрк» фамилисини ишлитип, өзи қозғиған инқилаблар сайисида заманиви бир  җәмийәтниң шәкиллинишигә өчмәс төһпиләрни қошти.

мустапа камал ататүркниң аримиздин айрилғанлиқиниң 84 - йиллиқини хатириләш күни мунасивити билән, уни сөйгү вә чоңқур иптихарлиқ туйғуси ичидә йәнә бир қетим йад етимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر