басилика қудуқи

биливелиң (6)

1890770
басилика қудуқи

басилика қудуқи

биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, «басилика қудуқи» һәққидә мәлумат беримиз.

:::::

истанбулниң символлуқ қурулмилиридин бириниң «басилика қудуқи» икәнликини биләмсиз?

            6-әсирдә византийә императори биринчи җастинианус тәрипидин сарийи вә униң әтрапидики су еһтийаҗини қандуруш үчүн йасалған «басилика қудуқи», истанбулдики әң чоң йепиқ қудуқ болуп, суниң ичидин йуқири өрләйдиған вә сан – санақсиздәк көрүнидиған мәрмәр түврүклири сәвәбидин, хәлқ арисида «ойман сарай»  дәп атилидиған қурулма, латин тилида «Cisterna Basilica» дәп атилиду.

су сақлаш сиғими 80 миң тонна келидиған истанбул шәһиридики әң чоң йепиқ қудуқ болған «басилика қудуқи» ниң йәр мәйдани тәхминән 1000 кивадрат метир, узунлуқи 140 метир, кәңлики 70 метир келидиған ғайәт зор тик төт булуңлуқ қурулмидур. османли империйәси дәвридә икки қетим ремонт қилинған бу қудуқ, җумһурийәт елан қилинғандин кейинму давамлиқ ремонт қилинған. 1985-йилдин 1987-йилғичә болған арилиқта кәң даирилик ремонт қилинған.

тарихидики әң кәң даирилик ремонт қилиш хизмити арқилиқ йеңилинип, кейинки әсирләргә шаһит болуш үчүн 2022-йили 22 – ийул күни қайта ечилған «басилика қудуқи» музейии давамлиқ зийарәтчиләрни күтүвалиду. әң ахирқи қетимлиқ ремонт қилишта музейға өзигә хас шәкил қазандурулған. 5-әсир устилириниң маһаритиниң намайәндиси болған хишлири вә 10 метир егизликтики һәйвәтлик қудуқи сайаһәтчиләрни һаң - таң қалдуриду. нурғунлиған хәлқаралиқ вә йәрлик меһманлар зийарәт қилидиған «басилика қудуқи», консерт вә фото сүрәт көргәзмилиригиму саһибханилиқ қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر