инсанларға рәһмәтни тетитсақ, улар буниңдин хушаллинип кетиду

әгәр уларға қилмишлири түпәйлидин бирәр көңүлсизлик йәтсә, дәрһал үмидсизлинип кетиду.

1889865
инсанларға рәһмәтни тетитсақ, улар буниңдин хушаллинип кетиду

инсанларға рәһмәтни тетитсақ, улар буниңдин хушаллинип кетиду

түркийә авази радийоси: рум сүриси, 33 - 41 - айәтләр. инсанларға бирәр зийан ـ зәхмәт йәткән чағда, улар пәрвәрдигариға ихлас билән илтиҗа қилиду, андин аллаһ уларға рәһмитини тетитқан чағда, улардин бир пирқә дәрһал пәрвәрдигариға шерик кәлтүриду[33]. улар бизниң бәргән немәтлиримизгә на шүкүрлүк қилип бақсун, (и мушриклар!) (дунйа тирикчиликидә силәргә бәргән немәтлиримиздин) бәһримән болуңлар, силәр (паний дунйаниң немитидин бәһримән болғанлиқиңларниң ақивитини) кәлгүсидә билисиләр[34]. йаки уларға уларниң бутларға чоқунишиниң тоғрилиқини сөзләйдиған бирәр китаб назил қилдуқму? (мундақ болғини йоқ)[35]. инсанларға рәһмәтни тетитсақ, улар буниңдин хушаллинип кетиду, әгәр уларға қилмишлири түпәйлидин бирәр көңүлсизлик йәтсә, дәрһал үмидсизлинип кетиду[36]. улар билмәмдуки, аллаһ халиған адәмниң ризқини кәң қилиду, (халиған адәмниң ризқини) тар қилиду, һәқиқәтән буниңда (ризиқ бәргән аллаһниң һекмитигә) ишинидиған қәвм үчүн (аллаһниң қудритини көрситидиған) нурғун аламәтләр бар[37]. хиш ـ әқрибаларға, мискинләргә, ибн сәбилләргә (силә ـ рәһим вә йахшилиқтин тегишлик) һәққини бәргин, аллаһниң разилиқини көзләйдиғанлар үчүн мундақ қилиш йахшидур, әнә шулар мәқсәткә еришкүчиләрдур[38]. силәр кишиләрниң пул ـ мели ичидә өстүрүш үчүн бирәр пул ـ мал бәрсәңлар, аллаһниң дәргаһида у өсмәйду (йәни кишиләр бәргинимдин җиқрақ қайтурсун дегән нийәт билән берилгән соғиниң аллаһниң дәргаһида саваби болмайду), аллаһниң разилиқини көзләп бәргән сәдиқәңлар (йаки еһсаниңлар) ға һәссиләп саваб берилиду[39]. аллаһ силәрни хәлқ әтти, андин силәргә ризиқ бәрди. андин силәрни қәбзи роһ қилиду, андин силәрни тирилдүриду, шерик кәлтүргәнлириңлардин қайсиси бу ишларниң қайсибирини қилалайду, аллаһ пактур, уларниң шерик кәлтүргән нәрсилиридин алийдур[40]. инсанларниң қилған гунаһлири түпәйлидин, қуруқлуқта вә деңизда апәт йүз бәрди, аллаһ уларни тәвбә қилсун дәп қилмишлириниң бир қисминиң (җазасини) уларға тетитти[41].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر