истанбул ашлиқ йөткәш келишими

күнтәртип вә анализ (48)

1861307
истанбул ашлиқ йөткәш келишими
Erdoğan Ukrayna Rusya Tahıl.jpg
rusya ukrayna türkiye tahıl.jpg

истанбул ашлиқ йөткәш келишими

түркийә, истанбулда имзаланған ашлиқ йөткәш келишими билән украина-русийә урушида қайтидин күнтәртипкә кәлди. 2022-йили февралда башланған украина-русйә уруши сәвәбидин ашлиқ мәһсулатлирини толуқ експорт қилалмиған украинаниң амбарлирида 20 милйон тоннадин артуқ ашлиқ бар. ашлиқтин һосул елинған болсиму, бош амбарларниң болмаслиқи, йемәк-ичмәк ишләпчиқиришни қийинлаштурувәтти. деңиз йолида су меналириниң болуши вә уруш парахотлириниң мәвҗудийити, украинани ашлиқ експорт қилишта йеңи йоллар үстидә издинишкә мәҗбур қилди. әмма, зөрүр астиқурулмиларниң болмаслиқи вә урушниң давамлишиши, охшимиған йоллардин пайдилиншни қийинлаштурди.

төвәндә, «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «ашлиқ йөткәш келишими» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

йеқинқи икки йилда ашлиқ мәһсулатлири баһасида пул пахаллиқиниң йуқири болушини вә бу санниң %60 кә чиқишини, украина-русийә уруши кәлтүрүп чиқарған иқтисадий мәсилиләрниң қатарида көрүш мумкин. ашлиқ еһтийаҗиниң көп қисмини украина арқилиқ қамдап кәлгән дөләтләр арисдин орун алған еритрейә, сомали, мисир, сәуди әрәбистан, умман, исираилийә, тунис, йәмән, ефийопийә вә кенийә ашлиқ киризисиниң әң еғир тәсиригә учриған дөләтләр болуп һесаблиниду. дунйа ашлиқ ишләпчиқиришида украинаниң үлүшини нәзәргә алғанда, бу дөләтләрниң башқа дөләттин ашлиқ импорт қилип, еһтийаҗини қамдиши наһайити тәс. чүнки вухән вируси, енергийә вә йемәк-ичмәк киризислири түпәйлидин баһаси өсүп кәткән ашлиқ мәһсулатлирида, қисқа вақит ичидә тәминләшни әмәлгә ашуруш мумкин әмәс. бу сәвәбтин, украина ашлиқ каридориниң ечилиши муһим әһмийәткә игә. каридорниң ечилиши билән дунйада ашлиқ мәһсулатлириниң баһасиға болған бесим йәңгиллиши мумкин. буниңдин, ғәрбий асийа вә африқа дөләтлири көп пайдиланған дөләтләр болуп қалиду.

уруш сәвәб болған ашлиққа болған еһтийаҗ вә тәләп тәңпуңлуқини һәл қилиш мәқситидә, түркийә-русийә-украина-б д т бирликтә тәсис қилмақчи болған ашлиқ каридори, амбарлардики ашлиқларниң дунйа базириға чиқирилишини нишан қилиду.  дунйа ашлиқ еһтийаҗини тәминләштә муһим актийорларниң бири болған украинаниң ашлиқиниң дунйа базириға селиниши, ашлиқ баһасидики давалғушни һәл қилиши мумкин.

украина вә русийәгә охшаш уруш һалитидики икки дөләт билән дийалог йоллирини очуқ тутқан түркийә болса, дипломатийә җәһәттин уруш башланғандин тартип тинчлиқ орнитиш үчүн тиришчанлиқ көрситип кәлди. русийәгә қаритилған ембарго вә йалғузлаштуруш сийасити һәмдә уруш кәлтүрүп чиқарған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн, дипломатийә үстили тәшкиллийәләйдиған дөләтләрниң сани чәклик. түркийәниң уруш башланған биринчи күндин башлапла тәңпуң ташқи сийасәт йүргүзүши вә тәрәпләр арисида ишни асанлаштурғучи болалайдиғанлиқини тәкитлиши, ашлиқ йөткәш келишимидики мувәппәқийәтни қолға кәлтүрүштә ачқучлуқ рол ойниди. түркийә парахотлириниң һәмраһлиқида ашлиқ парахотлириниң истанбул арқилиқ дунйа базарлириға чиқирилиши күтүлмәктә. бу әһвал, һәм дунйадики һәмдә түркийәдики ашлиқ баһалириға иҗабий тәсир көрситиду. йәр шари ашлиқ киризисини һәл қилиш йоллиридин бири болған еһтийаҗни ашуруш еһтимали, түркийәниң дипломатик тиришчанлиқи нәтиҗисидә әмәлгә ашти.

ашлиқ йөткәш келишимидә күтүлгән мувәппәқийәтни капаләткә игә қилидиған муһим нуқта, украина билән русийәниң келишим бойичә һәрикәт қилиши болуп һесаблиниду. әмма, келишим вә ашлиқ киризиси үчүн ейтқанда бәзи хәтәрләр мәвҗут. шуңа, келишимни әйнән иҗра қилиш вә русийәниң ашлиқ амбарлири һәмдә ашлиқ астиқурулмилириға һуҗум қилмаслиқи интайин муһим. русийә һуҗумни давамлаштурған йаки украина деһқанлириниң ашлиқини мусадирә қилған әһвалда, һәммидин муһими, алдимиздики йил украинада ашлиқ ишләпчиқиришиниң зор миқдарда төвәнлишини кәлтүрүп чиқириши вә келишимниң мувәппәқийәтлик болушиға тосалғу болуши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر