аллаһқа қошуп башқа бир илаһқа ибадәт қилма

аллаһниң затидин башқа барлиқ нәрсә йоқилиду.

1853464
аллаһқа қошуп башқа бир илаһқа ибадәт қилма

аллаһқа қошуп башқа бир илаһқа ибадәт қилма

 түркийә авази радийоси: қәсәс сүриси, 85 - 88 - айәтләр. саңа қуранни (йәни уни тәблиғ қилишни вә униң әһкамиға әмәл қилишни) пәрз қилған зат сени әлвәттә қайтидиған йәргә (йәни мәккигә) қайтуриду, ейтқинки, «кимниң һидайәт елип кәлгәнликини, кимниң опочуқ гумраһлиқта икәнликини пәрвәрдигарим һәммидин обдан билиду»[85]. сән (пәйғәмбәр болуштин илгири) қуранниң саңа назил қилинишини үмид қилмиған идиң, пәқәт пәрвәрдигариң рәһмәт қилип (саңа уни назил қилди), капирларға йардәмчи болмиғин[86]. саңа аллаһниң айәтлири назил қилинғандин кейин, у айәтләргә (әмәл қилиш) тин капирлар сени тосмисун, пәрвәрдигариңға (йәни уни бирдәп билишкә вә униңға ибадәт қилишқа) дәвәт қилғин, һәргизму мушриклардин болмиғин (йәни уларниң нәпси хаһишлириға маслашмиғин)[87]. аллаһқа қошуп башқа бир илаһқа ибадәт қилма, аллаһтин башқа һеч илаһ йоқтур, аллаһниң затидин башқа барлиқ нәрсә йоқилиду, (мәхлуқатта иҗра болидиған) һөкүм пәқәт аллаһқа хастур, силәр аллаһниң дәргаһиға қайтурулисиләр[88].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر