аллаһтин бөләк қайси илаһ силәргә арам елишиңлар үчүн кечини елип келәләйду?

силәрни кечидә арам алсун, күндүздә (һайатлиқ йолида һәрикәтлинип) аллаһниң пәзлини тәләп қилсун вә (аллаһниң немәтлиригә) шүкүр қилсун дәп, силәр үчүн кечә билән күндүзни йаритиши аллаһниң рәһмитидиндур.

1847688
аллаһтин бөләк қайси илаһ силәргә арам елишиңлар үчүн кечини елип келәләйду?

аллаһтин бөләк қайси илаһ силәргә арам елишиңлар үчүн кечини елип келәләйду?

түркийә авази радийоси: қәсәс сүриси, 71 - 77 айәтләр. «ейтип беқиңларчу! әгәр аллаһ кечини силәр үчүн қийамәт күнигичә созидиған болса, аллаһтин бөләк қайси илаһ силәргә йоруқлуқ елип келәләйду? силәр аңлимамсиләр?» дегин[71]. «ейтип беқиңларчу? әгәр аллаһ күндүзни силәр үчүн қийамәт күнигичә созидиған болса, аллаһтин бөләк қайси илаһ силәргә арам елишиңлар үчүн кечини елип келәләйду? силәр көрмәмсиләр?» дегин[72]. силәрни кечидә арам алсун, күндүздә (һайатлиқ йолида һәрикәтлинип) аллаһниң пәзлини тәләп қилсун вә (аллаһниң немәтлиригә) шүкүр қилсун дәп, силәр үчүн кечә билән күндүзни йаритиши аллаһниң рәһмитидиндур[73]. у күндә аллаһ уларға нида қилип: «силәр гуман қилған мениң шериклирим қәйәрдә?» дәйду[74]. биз һәр үммәттин (уларниң әмәллиригә гуваһлиқ беридиған) бир гуваһчи (йәни пәйғәмбәр) ни чиқиримиз, пакитиңларни кәлтүрүңлар дәймиз, улар һәқиқәтниң аллаһқа мәнсуп икәнликини андин билиду, уларниң ойдуруп чиққан нәрсилири (йәни мәбудлири) өзлирини улардин чәткә алиду[75]. қарун һәқиқәтән мусаниң қәвмидин иди. қарун уларға йоғанлиқ қилди, қарунға хәзиниләрдин шу қәдәр көп бәргән идуқки, уларниң ачқучлирини (көтүрүш) күчлүк бир җамаәгиму һәқиқәтән еғирлиқ қилатти, әйни вақитта қарунға қәвми ейтти: «көрәңләп кәтмә, аллаһ һәқиқәтән көрәңләп кәткүчиләрни дост тутмайду[76]. аллаһ саңа бәргән байлиқ билән ахирәт йуртини тилигин, дунйадики несивәңниму унтумиғин, аллаһ саңа йахшилиқ қилғандәк, сән (аллаһниң бәндилиригиму) йахшилиқ қилғин, йәр йүзидә бузғунчилиқни тилимигин, аллаһ һәқиқәтән бузғунчилиқ қилғучиларни дост тутмайду»[77]. һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йоқирида түркийә авази радийоси тәрипидин тәййарланған «қуран кәрим тилавити вә тәрҗимиси» намлиқ пирограммимизда, ‹қәсәс сүрисиниң 71 дин 77 гичә болған айәтлири вә тәрҗимиси› ни



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر