османли дәври бинакарлиқиниң йарқин абидиси – исһақ паша сарийи

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, османли дәври бинакарлиқиниң йарқин абидиси – исһақ паша сарийи тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1844285
османли дәври бинакарлиқиниң йарқин абидиси – исһақ паша сарийи

османли дәври бинакарлиқиниң йарқин абидиси – исһақ паша сарийи

түркийә авази радийоси: сиз илгири бирәр тағниң чоққисиға чиқип баққанмидиңиз йаки шундақ қилишни ойлап баққанмидиңиз? хейим – хәтири бар мушәққәтлик бу иш сизгә қарамларчә бир иштәк туйуламду йаки уни һайатта кәм дегәндә бир қетим синап беқиш керәк дәп ойламсиз?... тағлар вә уларниң чоққилири бәзиләр үчүн кәм болса болмайдиған бир һәвәс. тағларға бирликтә йамишип, шамалға, қарға, булутларға, қуйашқа башқиларға қариғанда йеқинрақ туруш, тағ билән бир гәвдилишип кетиш үчүн йамишиш өзгичә туйғу болса керәк. тағқа йамашқучиларниң қаришичә, инсанларниң дунйадики орнини чүшиниши бу тағларға йамишиш арқилиқла мумкин болидикән. улар мувапиқ һаварайи шараитида мувапиқ үскүниләр билән қораллинип йамишишқа башлайду. гәрчә кәспий йаки һәвәскар тағқа йамашқучиларниң нишанида охшимиған чоққилар болсиму, әмма уларниң нурғунлири бирдәк йамишишни арзу қилидиған бәзи тағлар бар. уларниң бири түркийәниң шәрқидики чоң тағ — ағри (арарат) теғидур.

* * * * *

ағри теғи оттура әсирдики даңлиқ сәййаһ марко поло, йамишип чиқишниң мумкин әмәсликини ейтқан бир тағ. униң нами ривайәтләрдиму, муқәддәс китаблардиму тилға елинған. нуһ әләйһиссаламниң кемиси бу тағда дәп қарилиду. һәвәскарлар, кемини тепиш үчүн түгимәс ғәйрәт – ирадә билән узун йиллардин бери ағри теғиға йамишип кәлмәктә. ағри теғи һәйвәтликлики билән кишини һәйран қалдуриду, һәтта әндиктүриду. у ривайәтләрниң макани. ағри теғи, тағниң чоң - кичикликини билиш үчүн, униңға йирақтин қараш керәк, дегән сөзни һәқиқий мәнидә дәлилләйду. ағри теғи түркийәниң әң егиз чоққиси вә әң чоң йанар теғи. иғдир вә ағри шәһәрлири арисида қәд көтүргән тағ, интайин һәйвәтлик болуп, уни һава очуқ чағларда әрменийә, иран, әзәрбәйҗан вә гирузийәдә турупму көргили болиду.

 анадолудики бу әң егиз тағ анадолудики әң һәйвәтлик сарайларниң бири билән бирликтә тилға елиниду. миңбир кечә чөчәклиридин чиққандәкла туридиған бу сарай (орда), османли дәвридики әң муһим бинакарлиқ әсәрлириниң бири болған исһақ паша сарийидур. бүгүнки ағриниң доғубәйазит (шәрқий бәйазид) наһийәсидики бу сарай, иғдир түзләңликигә қарайдиған бир тағ үстигә селинған болуп, кона йипәк йолиға йуқиридин қарап туридиған бу сарай, анадолудики османли дәвридин заманимизғичә сақлинип қалған бирдинбир сарай, дәп қарилиду. қурулушиға тоқсан тоққуз йил вақит кәткән исһақ паша сарийи, қурулған вақтидиму, бүгүнки күндиму районниң әң муһим йадикарлиқлириниң бири дәп қарилиду. сәлҗуқийлар, иран вә османли бинакарлиқиниң излирини өзигә муҗәссәм қилған бу һәйвәтлик бина, барок вә рококо елементлири билән кишиниң диққитини тартиду. көргүчиләрни өзигә мәптун қиливалидиған сарай, охшимиған мәдәнийәтләрниң бирикишини әкс әттүрүп бериду.

* * * * *

б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати —йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидики тарихий исһақ паша сарийи, түрк бинакарлиқ тарихидики әң гүзәл әсәрләрниң бири дәп қарилиду. исһақ паша сарийи орни вә һәйвәтлик бинакарлиқ сәнити биләнла әмәс, һәйвәтлик дәрвазилири вә уста таш безәкчилики биләнму бир сәнәт абидиси һесаблиниду.

исһақ паша сарийи османли империйәсиниң әң чоң сарийи болған топкапи (ордиси)дин кейинки әң чоң йадикарлиқ характерлик қурулуштур. сарайниң бәзи қисимлири бир, бәзи қисимлири икки, бәзи бөләклири үч қәвәтлик қилип лайиһәләнгән болуп, диван, һәрәм, мәсчит вә йатақлар икки чоң һойлиниң әтрапиға орунлаштурулған. йәрлик ташлардин йасалған исһақ паша сарийиниң қапартмилири, безәклири вә өсүмлүк нәқшлири кишини өзигә җәлп қиливалиду. сарайниң таш безәкчилики дунйадики әң есил мисалларниң бири сүпитидә тилға елиниду.

7600 квадрат метирлиқ чоң йәргә селинған бу сарай, кичик бир шәһәр еһтийаҗлиқ болған барлиқ қурулушларға игә؛ мунча, навайхана, қаравулхана, хизмәтчиләр өйи, сотхана, түрмә… булар сарайниң ичидики қурулушларниң пәқәт бир қисмидинла ибарәт. қәләгә охшайдиған үч йүздин артуқ ханиси бар бу сарай, өзгичә сеһрий күчкә игә болуп, инсан ихтийарсизла бу чоңлуқтики бинаниң қандақ исситилғанлиқи һәққидә ойланмай туралмайду. исһақ паша сарийи бу тәрипи биләнму кишиләрниң диққитини тартиду. чүнки бу сарайда буниңдин нәччә әсир илгири турубба арқилиқ исситиш системиси йолға қойулған. сарай лайдин йасалған туруббилардин қайнақ суларни еқитиш арқилиқ исситилған болуп, қурулушта бүгүнки мәркизий исситиш системисиға охшаш усулниң қоллинилиши кишиниң һәйранлиқи, шундақла қайиллиқини қозғайду.

* * * * *

чөл - байаванниң оттурисида йалғуз һаләттә көз алдимизда намайан болидиған бу һәйвәтлик сарайни көрүп тәсирләнмәслик мумкин әмәс. киши, 1800 – йилларниң башлирида исһақ паша сарийиға кәлгән ғәрблик сайаһәтчиләрниң қайиллиқи вә һәйранлиқиға қол қоймай туралмайду. сарайниң сапал буйумлири, гүл нәқишләр билән бойалған тахтайлири, фантазийәлик қушлар тәсвирләнгән туруслири, у сайаһәтчиләрниң әслимилиридә рошән әкс етиду. у сайаһәтчиләр ординиң әйнәклирини, алтун һәл берилгән һәйвәтлик залларни худди бир чөчәк сарийини тәсвирлигәндәкла тәсвирләйду.

 шунчә һәйвәтлик бинакарлиқ қурулмисиға игә болушиға қаримай, аддийлиқ исһақ паша ордисиниң әң гәвдилик алаһидилики болуп, деризилиридин көрүнгән ағри теғи вә сарайниң әтрапидики бошлуқ, сайаһәтчиләргә нәччә миң йиллиқ ривайәтләрни әслитиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر