йеңи һәрбий һәрикәт

күнтәртип вә анализ (41)

1840759
йеңи һәрбий һәрикәт

йеңи һәрбий һәрикәт

йеңи һәрбий һәрикәт

күнтәртип вә анализ (41)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «йеңи һәрбий һәрикәт» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

җумһур рәис әрдоғанниң түркийә чеграсидики террорлуқ тәһдитини йоқутуш үчүн тел рифат вә мәнбичтә п к к/й п г унсурлирини тазилайдиғанлиқини елан қилиши, сүрийә уруш мәйданида ғайәт зор һайаҗан пәйда қилди. түркийә қораллиқ қисимлири вә сурийә миллий армийәсиниң керәклик тәййарлиқларни тамамлап, бу районларға кәң көләмлик һәрбий һәрикәт елп бериши мөлчәрләнмәктә. украина кризиси кәлтүрүп чиқарған йеңи геополитикилиқ тәңлиминиң сүрийәгә көрсәткән тәсири оттуриға чиққан вәзийәттә турмақта.

җумһур рәис әрдоғанниң кәскин байанатидин кейин, көзләр сүрийә мәйданиға мәркәзләшти. түркийә қораллиқ қисимлири вә сурийә миллий армийәси зөрүр болған һәрбий тәййарлиқларни қилип, тел рифат вә мәнбиҗ районидики п к к/й п г унусрлириға һуҗум қилиш үчүн күтүшни башлиди.

терорлуқ тәшкилати п к к/й п г 2016-йили русийәниң һавадин қоллап қуввәтлиши билән тел рифатни ишғал қилип, аһалилирини қоғлап чиқарған, андин даешқа қарши туруш намида американиң һавадин қоллап қуввәтлиши билән мәнбични ишғал қилип, һәр икки районниң һөкүмранлиқни алқиниға киргүзүвалған һәмдә райондики йашлар вә кичик балиларни мәҗбурий қоралландуруп, әрәбләр билән түркмәнләрни йурт маканлиридин қоғлап чиқириш арқилиқ нопус қурулмисини  өзгәртишкә урунған иди.

терорлуқ тәшкилати п к к/й п г  бу һәр икки районни азәз, африн, баб вә җараблус қатарлиқ шәһәрләргә терорлуқ һуҗуми қилиш үчүн база орнида ишләтмәктә. шуңа түркийә һәм дөләт бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, һәм сүрийәдики районларниң муқимлиқи вә бихәтәрликини ишқа ашуруш үчүн терорлуқ унсурлирини тазилашни мәқсәт қилмақта.

нәтиҗидә, тел рифат вә мәнбичтики п к к унсурлири русийә вә сүрийә һакимийитиниң қоғдиши астиға киривилип, мәвҗутлиқини сақлашқа урунмақта. украина кризиси кәлтүрүп чиқарған йеңи геопотикилиқ тәңлимиләр түркийәниң һәрбий һәрикәт башлиши үчүн кәң паалийәт райони һазирлап бәрмәктә. түркийә русийә билән дипломатик сөһбәт өткүзүп, бу җәрйанларни йахши башқуруш арқилиқ русийәниң районрдин чекинип чиқишини ишқа ашурушқа тиришмақта.  русийә билән мунасивәтлик учришишлар вә сөһбәтләрдин кейин  түркийә қораллиқ қисимлири билән  сүрийә миллий армийәсиниң һәрикәткә  өтидиғанлиқини вә  еғир қаршилиқларға учримастин районни  террорлуқ тәшкилатидин тазилайдиғанлиқини алдин тәхмин қилишқа болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر