тәбиий витамин B12 мәнбәлиримиз

шипа булиқи - 40

1838377
тәбиий витамин B12 мәнбәлиримиз

тәбиий витамин B12 мәнбәлиримиз

(доктор мәһмәт)

витамин B12 үчәйлиримиздики бактерийәләр тәрипидин ишләпчиқирилиду. бу витаминниң үчәйлиримиз тәрипидин сүмүрүлүши үчүн, сағлам үчәй системиси вә йәнә сағлам үчәйгә пайдилиқ бактерийәләр чоқум йетәрлик болуши керәк.

витамин B12 кәм болса қандақ әһваллар йүз бериду?

витамин B12 кәм болса, меңиш қалаймиқанлишиш, һалсизлиқ, нәпәс тарлиқи, созулма характерлик һарғинлиқ, чүшкүнлүк, биарамлиқ, һәзим қилиш қалаймиқанлишиш, баш қейиш, уйқусираш, җигәрниң чоңийиши, көз кесәлликлири, хийалий туйғулар, баш ағриқлири, тил йуқумлиниш , тәңпуңлуқ мәсилиси, әстә тутуш қабилийити төвәнләп кетиш, нерва аҗизлаш, йүрәк селиш, қан азлиқ, қулақ ғуңулдаш, омуртқа зәхимлиниш, қәвзийәт вә оруқлаш қатарлиқ әһваллар йүз бериду.

тәбиий витамин B12 ниң мәнбәлири қайсилар?

әң көп һайван мәнбәлиридә учрайду. әң сүпәтлик витамин B12 мәнбәлиримиз؛

1-  сүт вә сүт мәһсулатлири: сүт, қетиқ, кефир йаки пишлақ қатарлиқ сүт мәһсулатлирида йуқири миқдарда ақсил, витамин вә минерал маддилар бар. 240 миллилетир сүт күндилик витамин B12 еһтийаҗимизниң % 18 ини қандуриду.

толуқ йағлиқ қетиқму витамин B12 ниң муһим мәнбәсидур. тәтқиқатларда көрситилишичә, сүт вә сүт мәһсулатлиридики витамин B12 ниң үчәйлиримиз тәрипидин сүмүрүлүши, белиқ йаки тухумдинму асан икән.

1 - көктатлар:  йессимуқ, қизилча, брокколи, паләк, пурчақ, йавропа кәрәпшиси. гәрчә пурчақ, бадам вә гүрүч сүтлири тәркибидә йуқири миқдарда витамин B12 болмисиму, әмма толуқлима узуқлуққа айландурулғанда, витамин миқдарини ашурғили болиду.

2 – йәр мәдики: болупму һайванат характерлик узуқлуқларда алаһидә йуқири болған витамин B12, пәқәт йәр мәдикидила өсүмлүк сүпитидә учрайду. күндилик бир қача йәр мәдики билән буни толуқлиғили болиду.

3 - тухум: тоху, ғаз вә өрдәк тухумлири. икки чоң тухум күндилик витамин B12 еһтийаҗимизниң % 22 ни, витамин B2 еһтийаҗимизниң % 28 ни қандуриду.

4 - җигәр вә бөрәк: кала, пақлан, қой җигәрлиридә, болупму қой җигиридә витамин B12 молдур. һайванатларниң ички әзалири озуқлуқ қиммити әң йуқири йемәкликләрдин бири һесаблиниду. болупму пақлан җигири вә бөрикидә витамин B12 молдур.

һайванатларниң ички әзалириниң тәркибидә витамин B12 ниң миқдари тоғралған кала гөши йаки кала гөшигә қариғанда техиму көптур.

1 - белиқ: тәркибидә витамин B12 бар болған узуқлуқлар арисида сардин белиқи, маккерел белиқи, салмон белиқи, тунна белиқи, трут белиқи вә гаскон белиқи қатарлиқлар муһим орун тутиду. бу йемәкликләрни йәнә омега - 3 билән бирликтә истемал қилиш тәвсийә қилиниду.

тунна белиқиниң тәркибидә витамин B12 ниң миқдари интайин йуқири, болупму терисиниң астидики мускуллирида зор миқдарда витамин B12 бар. 100 гирам йеңи тунна белиқи күндилик витамин B12 еһтийаҗимизниң % 160 ини қандуриду. консервалиқ тунна белиқидиму муһим миқдарда витамин B12 бар.

1 - қизил гөш: болупму кала вә қой гөшлириниң тәркибидә витамин B12 ниң миқдари йуқиридур. тәхминән 186 гирам йағсиз тоғралған кала гөши күндилик витамин B12 еһтийаҗимизниң икки һәссисини қандуриду.

2 – қуруқ йәл ـ йемиш: хам йаңақ, хасиң вә бадам

3 - ақ йесивиләк сүйи:

витамин B12 пәқәт һайванат характерлик йемәкликләрдила учрайду, әмма ақ йесивиләкниң ечитилиши нәтиҗисидә витамин B12 мол болған тәми аччиқ йесивиләк һасил болиду.

йесивиләк сүйини қандақ тәййарлаш керәк?

оттураһал чоңлуқтики ақ йесивиләкниң сиртқи йопурмиқи ташливетилиду. андин уни арилаштуруш қачисиға селип, үстигә туз вә зирә сепилиду вә йахши арилаштурулиду. арилаштуруш тамамланғандин кейин, пакиз козиға толдурулуп, үстигә йахши бесилиду вә ахирида еғир бесиши үчүн, үстигә пакиз таш қойулиду. козиниң еғизи пакиз рәхт парчиси вә резинкә билән йепилиду. күн нури чүшмәйдиған җайда кәм дегәндә 4 вә әң көп болғанда 10 күн сақлиғандин кейин, истемал қилиниду.

әскәртиш: қалқансиман бәз кесилигә гириптар болғанлар, дора ишләткән тәқдирдиму йесивиләк сүйини истемал қилмаслиқи керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر