сүрийәгә йеңи һәрбий һәрикәт

күнтәртип вә анализ (39)

1833239
сүрийәгә йеңи һәрбий һәрикәт

сүрийәгә йеңи һәрбий һәрикәт

сүрийәгә йеңи һәрибий һәрикәт

күнтәртип вә анализ (39)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «сүрийәгә йеңи һәрбий һәрикәт» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

җумһур рәис әрдоған аммиға қилған әң йеңи хитабида, сүрийәниң шималиға қарита елип берилидиған йеңи бир һәрбий һәрикәтиң сигналини бәрди. әрдоған райондин түркийәгә қарита терорлуқ тәһдитлириниң давамлишиватқанлиқини вә чегра линийәсидә 32 киломитир чоңқурлуқта бихәтәр район бәрпа қилиш үчүн п к к/й п г терорлуқ тәшкилатини нуқтилиқ һуҗум нишани қилидиған йеңи бир һәрбий һәрикәтиниң башлинидиғанлиқини оттуриға қойди. украина уруши кәлтүрүп чиқарған йеңи геополитикилиқ тәңлимә түркийәниң терорлуққа қарши күришигә нисбәтән йеңи пурсәтләрни йаратқан вәзийәттә турмақта.  

дәрвәқә түркийә дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған сүрийә мәнбәлик терорлуққа қарши көп қетим чоң һәрбий һәрикәтләрни елип барди. биринчи қетим 2016-йили фират қалқини һәрикитини башлап, даеш вә п к к терорлуқ тәшкилатлирини бирла вақитта тәң һуҗум нишани қилди. андин афринға зәйтун шехи һәрикитини вә ахирида фират дәрйасиниң шәрқидә тинчлиқ баһари һәрикитини елип барди.  бу һәрикәтләр арқилиқ терорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң оттура деңизға йетип бериш йолини кәсти вә терорлуқ дөлити қуруш урунишини йоққа чиқарди.

террорлуқ тәшкилати һазирму сүрийәдә мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә. болупму фират дәрйасиниң ғәрбидики тел рифат вә мәнбичтә русийә вә бәшшар әсәд һакимийитиниң қоғдиши астида һәрикәт қилмақта. фиратниң шәрқидә болса, асасән дегүдәк америкиниң қоғдишида турмақта. п к к/й п г ниң «шималий вә шәрқий сүрийә аптономийә һөкүмити» намида әмәлий аптономийилик район бәрпа қилип америка шундақла һәр қайси ғәрб дөләтлириниң қоллиши билән раққә вә дәйреззорни өз ичигә алидиған шәкилдә сийасий вә қануний асаста етирап қилинған аптономийәлик қурулмиға айлинишқа урунмақта. лекин түркийәниң бундақ сәвәнликкә йол қойуш нийити йоқ.

җумһур рәис әрдоған хәлққә қилған ахириқи байанатида, сүрийәниң шималиға йеңи бир һәрбий һәрикәт башлайдиғанлиқидин сигнал бәрди. әрдоған райондин түркийәгә қарита терорлуқ тәһдитлириниң давамлишиватқанлиқини вә чегра линийисидә 32 киломитир чоңқурлуқта бихәтәр район бәрпа қилиш үчүн п к к/й п г терорлуқ тәшкилатини нуқтилиқ һуҗум нишани қилидиған йеңи бир һәрбий һәрикәтиниң елип берилидиғанлиқини оттуриға қойди. украина уруши кәлтүрүп чиқарған йеңи геополитикилиқ тәңлимә түркийәниң терорлуққа қарши күришигә нисбәтән йеңи пурсәтләрни йаратқан вәзийәттә турмақта.

 болупму росийә қисимлириниң сүрийәдин тәдриҗи һалда чекинишни башлиши вә американиң украина урушиға мәркәзлишиши, түркийәниң һәрикәт саһәсини кеңәйтмәктә. зөрүр болған әшйа обороти тәййарланғандин кейин, түркийә қораллиқ қисимлири мәшиқ қилдуруп қоралландурған сүрийә миллий армийәси билән бирликтә йуқирида тилға елинған районларға кәң көләмлик һәрбий һәрикәт тәшкиллиши вақит мәсилиси болуп қалғандәк қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر