түркийәниң терорлуққа қарши күриши

күнтәртип вә анализ (37)

1826397
түркийәниң терорлуққа қарши күриши

 түркийәниң терорлуққа қарши күриши

күнтәртип вә анализ (37)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «түркийәниң терорлуққа қарши күриши» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

баһар вә йаз айлириниң башлинишиға әгишип пәсиллик шараитниң пишип йетилиши, түркийәниң терорлуққа қарши күришиниму йеңи һәрикәтләндүргүч күчкә игә қилди. ирақниң шималида пәнчә қулуп һәрикити давамлашмақта. сүрийәдиму алдинқи сәп линийәлиридә тәшкилат әзалири һуҗум нишани қилинмақта. түркийәниң дөләт ичидә болса, әмдиликтә ахирилишиш нуқтисиға кәлтүрүлгән террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши тазилаш һәрикити давамлашмақта. ағрида 11 нәпәр п к к әзасиниң уҗуқтурулғанлиқи, террорлуқ тәшкилатниң түркийәдә тайиналайдиған һечқандақ ул - әслиһәсиниң қалмиғанлиқини көрситиду.

йеқинқи йиллардин буйан түркийәниң п к к террорлуқиға қарши күрәштики қәтийлики күнсери күчәймәктә. йеңи бихәтәрлик нишаниға мас һалда давам қиливатқан һәрбий һәрикәтләрму муһим нәтиҗиләргә еришмәктә. болупму түркийәниң ичидә, йеза вә тағлиқ районларда паалийәт қиливатқан терорлуқ тәшкилатиниң ул - әслиһәлири асасән йоқ қилинди. түркийәниң ичидә ешип қалған терорлуқ тәшкилати әзалири саниниң йүздинму төвәнгә чүшүп қалғанлиқи тәхмин қилинмақта. бу қетим ағри теғида 11 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи п к к әзалириниң һәрикәт, тиранспорт имкани вә иқтидариниң асасән йоқалғанлиқиниң ипадисидур.

баһарниң йетип келишигә әгишип пәсиллик шараитниң пишип йетилиши, түркийәниң терорлуққа қарши күришиниму йеңи һәрикәтләндүргүч күчкә игә қилди. ирақта пәнчә қулуп һәрикити арқилиқ авашин-басйан вә зап районлирида террорлуқ тәшкилати һуҗум нишани қилинмақта. түркийә қораллиқ қисимлири райондики һөкүмранлиқ орнини күнсири күчәйтмәктә. шуниңдәк ирақтики башқа районлардиму түркийәниң терорлуқ тәшкилатиға қарши қораллиқ учқучисиз айропилан билән елип бериватқан һәрикәтләр үзлүксиз давамлашмақта. шималий ирақ корд районлуқ һөкүмитигә тәвә пәшмәргә қисимлириму түркийә билән маслашқан һалда, п к к ни тар булуңға қистимақта. мәркизи һөкүмәткә қарашлиқ ирақ армийәсиму параллел һалда синҗардики п к к ға тәвә й б ш унсурлирини бесим астиға елип, уларни райондин чиқип кетишкә үндимәктә.

түркийәниң п к к ға қарши күриши сүрийәдиму давамлашмақта. алдинқи сәп ленийәлиридә й п г унсурлири һуҗум нишани қилиниш билән биргә түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлириниң һәрикәтлириму зор дәриҗидә ашмақта. террорлуқ тәшкилатиниң нурғун муһим әмәлдари қораллиқ учқучисиз айропиланлар тәрипидин уҗуқтурулмақта.

буниңдин көрүвелишқа болидуки, пат йеқинда түркийә украина уруши кәлтүрүп чиқарған геополитилиқ пурсәттин пайдилинип, сүрийәдики п й д/й п г террорлуқ тәшкилатиға қарши кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башлиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر