гәлиболу йерим арилидики тарихий дөләт бағчиси

биливелиң - 35

1822343
гәлиболу йерим арилидики тарихий дөләт бағчиси

гәлиболу йерим арилидики тарихий дөләт бағчиси

биринчи дунйа уруши мәзгилидә, тарихтики әң қанлиқ җәңләр болған гәлиболу йерим арилида бир дөләт бағчиси барлиқини биләмсиз?

гәлиболу йерим арилиниң җәнубидики 33.000 гектарлиқ саһәгә, тарихий өтмүши, тәбиий байлиқлири вә чанаққәлә уруши шеһитлири үчүн йасалған шеһитләр абидәси билән бирликтә «дөләт бағчиси» қурулған. чанаққәлә боғузиниң йавропа тәрипигә җайлашқан бу бағча, 1973-йили қурулған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидинму етирап қилинған муһапизәт районидур. бу районда 250 миңдин артуқ австралийә, йеңи зеландийә, әнгилийә вә фирансийә әскәрлири вә 60 миңдин артуқ түркийә әскәрлириниң уруш мазарлири вә абидәлири бар. зийарәтчиләр, «тарихий муһапизәт райони вә мәдәнийәт байлиқи» салаһийити билән тизимға елиған җәң мәйданлири вә абидәләрдин сирт йәнә, парахотлар, зәмбирәкләр, қорғанлар , қәләләр вә равақларниму көрәләйду. бағчида, миладидин илгирики  4000 йилларға аит йадикарлиқлар орун алған археологийәлик бир муһапизәт райониму бар.

һәм тарихий һәм мәниви җәһәттин муһим орунға игә болған чанаққәлә шеһитлири абидәси гәлиболу йерим арилиға, чанаққәлә боғузиниң учиға җайлашқан. бу абидә 1915-йили чанаққәлә урушида һайатидин айрилған түркийә әскәрлириниң хатирисигә атап йасалған болуп, һәйвәтлик төт пути вә гүмбәздин тәркиб тапқан. егизлики 41.7 метир келидиған бу абидәниң қурулуши 1954-йили башланған болуп, 1960-йили 21-авғуст күни зийарәтчиләргә ечиветилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر