аллаһ (сөзлириңларни) аңлап турғучидур, (әһвалиңларни) билип турғучидур

(капирлар қуран сеһридур дәпла қалмастин) «бәлки у (муһәммәдниң ) қалаймиқан чүшлиридур, бәлки уни өзи ойдуруп чиқарғандур, бәлки у шаирдур, илгирики пәйғәмбәрләргә охшаш бизгә бирәр мөҗизә кәлтүрсун» дейишти.

1816724
аллаһ (сөзлириңларни) аңлап турғучидур, (әһвалиңларни) билип турғучидур

түркийә авази радийоси: әнбийа сүриси, 1 - 11 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

кишиләргә уларниң (әмәллиридин) һесаб елинидиған вақит (йәни қийамәт) йеқинлашти, һалбуки, улар ғәпләттидур, (қийамәт тоғрулуқ ойлиништин) йүз өрүмәктидур[1]. уларға пәрвәрдигари тәрипидин (қуранда) йеңи вәз ـ нәсиһәт назил болсила, улар униңға мәсхирә қилған һалда қулақ селишиду[2]. уларниң диллири (аллаһниң каламидин) ғәпләттидур, капирлар өз ара: «бу (йәни муһәммәд әләйһиссалам) пәқәт силәргә охшаш (аддий) бир инсан, силәр сеһирни көрүп туруп уни қобул қиламсиләр?» дәп йошурун сөзлишиду[3]. (пәйғәмбәр) ейтти: «пәрвәрдигарим асман, земинда ейтилған сөзләрни билип туриду, аллаһ (сөзлириңларни) аңлап турғучидур, (әһвалиңларни) билип турғучидур»[4]. (капирлар қуран сеһридур дәпла қалмастин) «бәлки у (муһәммәдниң ) қалаймиқан чүшлиридур, бәлки уни өзи ойдуруп чиқарғандур, бәлки у шаирдур, илгирики пәйғәмбәрләргә охшаш бизгә бирәр мөҗизә кәлтүрсун» дейишти[5]. улардин илгири, биз һалак қилған шәһәрләрдин (йәни аһалисидин) һечқайсиси иман ейтмиған турса, (мөҗизиләрни көрсәтсәң) улар иман ейтамду?[6] (и муһәммәд!) сәндин илгири ـ (пәриштиләрни әмәс) пәқәт инсанларнила пәйғәмбәр қилип әвәттуқ, әгәр (буни) билмисәңлар, әһли илимдин (йәни тәврат, инҗилларни билидиғанлардин) сораңлар[7]. пәйғәмбәрләрни тамақ йемәйдиған җәсәт қилғинимиз йоқ (йәни улар барлиқ кишиләргә охшаш йәйду, ичиду) һәмдә улар (дунйада өлмәй) мәңгү қалидиған болғини йоқ (йәни уларму барлиқ кишиләргә охшаш вапат болиду)[8]. андин уларға (уларға йардәм бериш, уларни инкар қилғанларни һалак қилиштин ибарәт вәдимизни раст қилип бәрдуқ, уларни вә биз халиғанларни қутқуздуқ, (куфрида вә гумраһлиқта) һәддидин ашқучиларни һалак қилдуқ[9], силәрниң шан ـ шәрипиңларни өз ичигә алған китабни (йәни қуранни) силәргә һәқиқәтән назил қилип бәрдуқ. (буни) чүшәнмәмсиләр?[10] биз (аһалиси) куффар болған нурғун шәһәрләрни һалак қилдуқ. улардин кейин (орниға) башқа қәвмни пәйда қилдуқ[11].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر