әрзинҗанниң сайаһәт наһийәси камалийә җимҗит шәһәрләр ториға киргүзүлди

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 33

1811217
әрзинҗанниң сайаһәт наһийәси камалийә җимҗит шәһәрләр ториға киргүзүлди

әрзинҗанниң сайаһәт наһийәси камалийә җимҗит шәһәрләр ториға киргүзүлди

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 33

ғамзә дәмәч

***********

һөрмәтлик түркийә авази радийоси уйғурчә аңлитишиниң қәлб достлири! қишниң бу гүзәл күнидә пайтәхт әнқәрәдин һәммиңларға салам. һайат гүзәлдур, һәмдә йеңи нәрсиләрни өгинишму шундақ… программимизниң бүгүнки бөлимидә, түркийәниң ситаслов (җимҗит шәһәрләр) ториға киргүзүлгән 21 - олтурақ райони шундақла әрзинҗанниң тарихи вә мәдәний байлиқи билән алдинқи пиланға чиққан сайаһәт наһийәси кәмалийәни тонуштуримиз.

әрзинҗанниң тарихи вә мәдәний байлиқи билән алдинқи пиланға чиққан сайаһәт наһийәси кәмалийә ситаслов (җимҗит шәһәрләр) ториға киргүзүлгән түркийәниң 21 - олтурақ райониға айланди.

ситаслов хәлқара пирезидентлиқи тәрипидин 2022-йили 26-мартта торда өткүзүлгән йиғинида, кәмалийә наһийәси җимҗит шәһәрләр ториға киргүзүлди.

кона исми әгин дәп атилидиған вә йуқири фират дәрйаси ойманлиқи билән тарихий йипәк йолиға җайлашқан бу наһийәниң исми 1922-йилидики мустәқиллиқ урушида, хәлқниң қувваий миллийә қисимлириға қошқан төһпилири сәвәбидин мустапа камал ататүрк тәрипидин «кәмалийә» дәп өзгәртилгән иди.

 

өтмүштин һазирғичә нурғун мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилған вә әнәниви биналири билән анадолуниң мәдәнийәт мираслириниң үлгилирини намайан қилидиған бу наһийә, 2021-йили 30-апрелда бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң дунйа вақитлиқ мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгән иди. лайиһәсидә орун алған вә тарихи шәһәрләр бирләшмисиниң қурғучи әзаси болған кәмалийә муһит асраш, шәһәр-базарлаштуруш вә келимат өзгириш министирлиқи тәрипидин 2003-йили сайаһәт мәркәзлик  йеза һөкүмити тизимликигә талланған иди.

 

кәмалийә һакими мәһмәт қараман йазма байанатида, бу наһийәниң һәм тәбиий, һәм мәдәний өлчими билән дунйадики кәм учрайдиған җайларниң бири икәнликини билдүрди.

«дунйада муәййән өлчәмләргә мас келидиған алаһидә җайларла бу торға қошулалайду»

наһийәниң ситасловға әза болуш мусаписиниң икки йил илгири башланғанлиқини вә нәтиҗә алғанлиқини билдүргән мәһмәт қараман йәнә мундақ деди:

«хәлқара җимҗит шәһәрләр ториға кириш үчүн сунған илтимасимиз вә биз тәййарлиған һөҗҗәт йиғинда қобул қилинди вә ситаслов ториға киргүзүлди. кәмалийә 30 дөләттин 281 шәһәр қатнашқан торға киргүзүлүп, йәнә бир хәлқаралиқ тизимни қолға кәлтүрди. ситасловниң мәқсити дунйада өзиниң кимликини қоғдап қалған, вәйран қиларлиқ вә хәтәрлик давалғушлардин өзини қоғдап қилиш арқилиқ кәлгүси нишанини бәрпа қилған шәһәрләрни бир йәргә топлаш һәмдә дунйаға үлгә көрситиштур. бу алаһидә шәһәрләр башқурулғанда уларниң тәбиий қиммәт қариши, әнәниси вә өрп-адитигә, йәрлик бинакарлиқ, йемәк-ичмәк, музика, қол һүнәрвәнчилик вә содигәрлиригә игә чиқишни иттипақ әзаси шәһәрләр тәрипидин қобул қилинған өлчәмләр арқилиқ ишқа ашуруш нишан қилинмақта. дунйада муәййән өлчәмләргә мас келидиған алаһидә җайларла бу торға қатнишалайду»

 

ситаслов шәһәрлири қатариға киргүзүлишиниң наһийәгә муһим төһписи болидиғанлиқини тәкитлигән кәмалийә һакими мәһмәт қараман наһийәниң дунйада техиму бәк тонулған, билинидиған вә зийарәт қилинидиған җайға айлинидиғанлиқини ейтти.

түркийә авази радиосиниң қәдирлик достлири! бүгүн биз түркийәниң ситаслов (җимҗит шәһәрләр) ториға киргүзүлгән 21 - олтурақ райони шундақла  әрзинҗанниң тарихи вә мәдәний байлиқи билән алдинқи пиланға чиққан сайаһәт наһийәси кәмалийәни тонуштурдуқ. келәр һәптә йәнә башқа йеңилиқлар билән көрүшкичә аман болғайсиләр! хәйир хош!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر