мира қәдимки шәһири

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, мира қәдимки шәһири һәққидики учурларни диққитиңларға сунимиз.

1808822
мира қәдимки шәһири

түркийә авази радийоси: су һайат – маматлиқ әһмийәткә игә болғачқа, өтмүштин буйан кишиләр деңиз, дәрйа йаки өстәңләргә охшаш су бойлирини макан тутушни йахши көрүп кәлди. бирақ, һайат – маматлиқ әһмийәткә игә шу су, бәзидә олтурақ районлири вә мәдәнийәтләрниң вәйран қилғучиси болса, йәнә бәзидә су мәнбәсиниң өзи дүшмәнгә айланди. башқичә ейтқанда, тойуқсизла кәлгән кәлкүн ғайәт зор тарихни қумлар астиға көмүвәткән, һайат – маматлиқ әһмийәткә игә су һайатлиққа хатимә бәргән чағларму болди. мирос дәрйаси, йәни бүгүнки күндики дәмрә өстиңи бойиға бәрпа қилинған қәдимки мира шәһириму мәзкур қисмәтни баштин кәчүрди. анадолуниң помпеиси дәп аталған мира, өз дәвриниң даңлиқ шәһәрлириниң бири иди. бу охшитиш йанар тағ партлиғанлиқи үчүн әмәс, бәлки бир чағларда өзигә һайатлиқ ата қилған дәрйаниң тешип шәһәрни патқақ қаплап кәткәнлики, пүткүл мәдәнийәтни қамал қиливалғанлиқи үчүндур.

* * * * *

ликйа бирләшмиси тарихтики тунҗи демократик иттипақ болуш алаһидиликигә игә. мира әнә шу иттипақниң пайтәхти болған муһим шәһәрләрниң бири болуп, «әң парлақ шәһәр» дәп атилатти. мира дегән бу исимниң районда көп өсидиған мәрсин өсүмлүкиниң мейи «мүр»дин кәлгәнлики илгири сүрүлиду. бүгүнки күндә әсирләр җимҗитлиқиға көмүлүп қалған бу шәһәр, қәдимки мәнбәләрдә «ликйаниң әң гүзәл бутханиси» дәп байан қилинған артемис бутханиси вә баш тәңри аполлониң каһинлиқ бутханисиға саһибханлиқ қилмақта.

қәдимий шәһәрниң 11 миң адәм сиғидиған тийатирханиси өз дәвриниң әң чоң вә әң һәйвәтлик қурулуши дәп қарилиду. у икки қәвәтлик сәһнә бинаси вә орундуқлири билән ликйа райониниң әң йахши сақлинип қалған тийатирханилириниң бири һесаблиниду. бинакарлиқидин башқа, бүркүт, қариған кишини ташқа айландуруветиду, дәп қарилидиған медуса, әпсаниви деңиз җанлиқлири болған сирәнләрниң сүрәтлири қапартма һаләттә көз алдимизда намайан болиду. патқан қаплап кәткән шәһәрниң нәқәдәр һәйвәтлик икәнликиниң ипсати мана бу тийатирханидур.

* * * * *

мира қәдимки тийатирханисиға йуқиридин қарап туридиған қийалиқларда сайаһәтчиләрниң һәммидин бәк диққитини тартидиған қурулмилар қәд көтүрүп туриду. қәдимки мирадин заманимизға сақлинип қалған бу сеһрий күчкә игә қурулушлар, әмәлийәттә некропол, йәни бир қәбристанлиқтин ибарәт. йирақтин қариғанда өйләргә йаки кичик бутханиларға охшайдиған бу қәбриләр, ликйа районидики әң һәйвәтлик вә җәлпкар таш қәбриләрдур. ташларға ойулған, үстүнки қисми өгзигә охшайдиған қәбриләр, өз дәвриниң йағач өйлиригә толуқ тәқлид қилип йасалған. қәбриләрниң шәкли вә ишлитилгән материйаллар, өлгүчиниң иҗтимаий орнини әкс әттүрүп бериду. уларниң бәзилиридә қәбридә йатқан адәмниң һайатидики көрүнүшләр тәсвирләнгән қапартма рәсимләр бар.

ликйа районида өй типидики қәбриләрниң тепилиши тасадипийлиқ әмәс, чүнки улар өлүмни ахирлишиш әмәс, бәлки орун өзгириши дәп қарайтти. улар өлгәндин кейин һайатлирини мушу қәбриләрдә давамлаштуридиғанлиқиға ишинәтти. бу сәвәбтин, у дунйада раһәт көрсүн үчүн, кийим-кечәк вә күндилик турмушта ишлитилидиған қача-қуча қатарлиқ нурғун нәрсиләр өлгән кишиниң қәбрисигә қойуп қойулатти. қойулидиған нәрсә - керәкләр өлгүчиниң җинси вә қиливатқан хизмитигә асасән охшимайтти. қәдимки йазғучиларниң әсәрлиридин таш қәбриләр һәққидики учурларни тапқили болиду. у йазғучиларниң байанлириға қариғанда, йилниң мәлум күнлиридә қәбриләргә йемәклик вә ичимлик қойуп қойулатти, гүл вә мевиләрдин йасалған гүлчәмбирәкләр орунлаштурулатти. өлүкләрни йаман роһлардин қоғдаш үчүн қәбриләр бойилатти.

мираниң көп қисми бүгүнки күндә нәччә миң куб метир тупрақниң астида йатмақта. бирақ, өлүмниң символи болған қәбриләр гойа һайатниң тәркиби қисми икәнликини көрсәтмәкчи болғандәкла, бүгүнки күндиму қәд көтүрүп турмақта. таш қәбриләр қизиқарлиқ бинакарлиқи вә дәпнә қилиш әнәнилири билән дәвримиз зийарәтчилириниң диққитини җәлп қилмақта.

* * * * *

мираниң қәдимки дәврдики хәлқара сода мәркизи андрийак иди. бу йәрдә бинәпшә рәң ишләпчиқирилип шәһәр иқтисадиға муһим төһпә қошулғаниди. бу рәң бир хил текәнлик  деңиз қулулиси болған морәкләрни болқа билән езип, пишшиқлап ишләш арқилиқ ройапқа чиқирилатти. 1 гирам бинәпшә рәң ишләпчиқриш үчүн миңлиған морәк қурбан қилинатти. бу рәңни ишләпчиқириш наһайити җапалиқ болғачқа, өзи қиммәтлик, баһаси йуқири иди. бу бинәпшә рәңни «тепилмас» қилған нәрсә, уни пәқәт императорлар билән йуқири қатламдикиләрла ишлитидиған болуши иди.

рәң ишләпчиқириштин ешип қалған қалдуқлар қайтидин пишшиқлап ишлинип, «мурекс» дәп атилидиған бир хил симонт йасилатти؛ симонт андрийакқа хас иди. анадолудики бу симунт тунҗи болуп ишлитилгән җай, андрийакниң әң муһим қурулушлириниң бири болған «гаранариум», йәни ашлиқ амбири иди. икки миң йил муқәддәмки чағлардин заманимизғичә сақлинип қалған бу қурулуш, бүгүнки күндә ликйа мәдәнийәтлири музей сүпитидә ишлитилмәктә. у бизни ликйа бирләшмисиниң бибаһа қалдуқлири арқилиқ муһим мәдәнийәт учурлири билән тәминлимәктә.

* * * * *

гәрчә өзиниң тарихи вә характери билән кишиләрниң диққитини тартиватқан болсиму, мираниң заманимиздики даңқиниң чиқиши әвлийа николас билән мунасивәтлик. чүнки бу қәдимки шәһәр хиристийан дининиң әң сөйүмлүк әвлийаси николас йаки санта клавус бу дунйа билән видалашқан җай. балилар вә матросларниң қоғдиғучиси дәп қарилидиған әвлийа николас мирада епископ иди. у вапат болғандин кейин «әвлийалиқ» дәриҗисигә йетиду. у вапат болғанда, дәмрәдики әвлийа николас черкавиға дәпнә қилиниду. тамлирида әвлийа николасниң мөҗизилири вә хиристийан диниға мунасивәтлик рәсимләр орун алған бу черкав, оттура әсир бойичә һәҗ мәркизи сүпитидә ишлитилиду. деңиз йоли арқилиқ қуддусқа баридиған етиқадчилар, мирада тохтап, әвлийа николас черкавини зийарәт қилип һаҗиларға айлиниду. мәлумки, бүгүнки күндә униңға беғишланған икки миңдин артуқ черкав бар. буларниң башламчиси вә әң муһими мираға, йәни дәмрәгә җайлашқан.

* * * * *

анадолуда йәр астида ухлаватқан вә нәччә әсирлик сирларни ашкарилаш пәйтиниң келишини җимҗит һаләттә сақлаватқан нурғун җайлар бар… анталйаниң дәмрә районидики мира қәдимий шәһириму нәччә миң йилдин буйан уйқуда… бүгүнки күндә, шәһәрниң кириш қисмидики егиз қийалиқларға ойулған өй типидики қәбрилири, тийатирханиси вә сеһрий күчкә игә ашлиқ амибри зийарәтчиләрни қарши алмақта. бу һәйвәтлик шәһәр қезиш хизмити арқилиқ қайтидин йоруқ көридиған күнләрни  күтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر