һаҗи бәкташи вәли вә униң тәлиматлири

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, әсирләрдин буйан нами йад етилип келиватқан һаҗи бәкташи вәли, һәмдә униң пәлсәпә вә тәлиматлири тоғрисидики учурларни диққитиңларға сунимиз.

1801340
һаҗи бәкташи вәли вә униң тәлиматлири

түркийә авази радийоси: кишилик һоқуқ хитабнамисиниң биринчи маддиси: «барлиқ инсанлар әркинлик, иззәт - һөрмәт вә һоқуқ җәһәттә баравәр туғулиду» дегән ибариләрни өз ичигә алса, иккинчи маддиси: «һәммә адәм ирқ, рәң, җинс, тил, дин, сийасий йаки башқа пикирләр, миллий йаки иҗтимаий келип чиқиши, мал-мүлүк, тоғулуш вәйаки башқа  түрдики салаһийәтләрдин қәтийнәзәр, бу хитабнамидә көрситилгән барлиқ һоқуқ вә әркинликләргә игидур» дәйду.

бу хитабнамә  1948 - йили 12 - айниң 10 - күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин мақулланған. ундақта, сиз кишилик һоқуқ омумий хитабнамисидин 700 йил илгири, анадолу җуғрапийәсидә бу пикирләрни оттуриға қойған бириниң йашап өткәнликини аңлиғанмидиңиз?

бүгүн силәр билән кәң қорсақлиқ вә тинчлиқни асас қилған пәлсәписиниң мәркизигә инсанни қойған улуғ мутәпәккур һаҗи бәкташи вәли һәққидики учурларни ортақлишимиз.

* * * * *

һаҗи бәкташи вәли хорасан түрклиридин болуп, түркистандики хоҗа әһмәд йәсәви мәдрәсәсидә пәлсәпә, иҗтимаий вә тәбиий пәнләрни өгиниду. у анадолу сәлҗуқ дөлитиниң сийасий тәртипи бузулған, моңғул истеласи башланған бир пәйттә анадолуға келиду. униң хорасанда башланған сәпири олтурақлишишқа қарар қилған сулуҗақараһөйүктә, йәни бүгүнки нәвшәһирдә ахирлишиду. у узун сәпири җәрйанида охшимиған мәдәнийәт, охшимиған етиқад вә кишиләрни көзитиш пурситигә еришиду. һаҗи бәкташи вәли әйни дәврниң давалғушлуқ муһитида тинчлиқ вә муһәббәтни алдинқи орунға қойиду, анадолуниң иҗтимаий, мәдәнийәт вә диний қурулмисини әстайидиллиқ билән тәкшүриду. у, бу мозайкини шәкилләндүргән парчиларниң бирликтә мәвҗут болуп туруши үчүн, охшимаслиқлар чоқум өзара йуғурулуши керәк, дегән ойға келиду. у һечкимни бир - биридин айримастин, йуқири – төвән көрмәстин, пүткүл инсанийәтни муһәббәткә, тинчлиққа вә қериндашлиққа чақириду, ой – пикирлирини тәсәввуп асасида байан қилиду. униң идийәси әсирләр илгирики чағлардин бүгүнләрни айдиңлитиду. у «һечқандақ бир милләт йаки кишини әйиблимә» дейиш арқилиқ келип чиқиши вә мәдәнийити пәрқлиқ кишиләрниң баравәр икәнлики қаришини оттуриға қойиду.

* * * * *

13-әсирдә моңғул истеласиниң зораванлиқлириға муптила болған анадолуда нурғун кишиләр өй - макансиз қалиду, ишләпчиқириштин йирақлишиду. инсанларниң қериндашларчә йашишини вә барлиқ етиқадларниң бирлики идийәсини асас қилған сопизм чүшәнчиси, анадолуда әнә шундақ бир дәврдә гәвдилиниду. бу чүшәнчини һаҗи бәкташи вәли, йунус әмрә вә мәвлана җалалидин руми қатарлиқ интайин муһим мутәпәккурлар аммиға йәткүзиду. бу қиммәтлик мутәпәккурлар кишиләрниң маддий вә мәниви дунйасини сағламлаштурушиға йетәкчилик қилиду؛ ишәнч, тинчлиқ вә йуқири кишилик қиммәт қаришини тәрәққий қилдурушқа тиришиду. бу мутәпәккурлар диний мәсилиләрдики қарашлирини ишләпчиқириш вә иҗтимаий мунасивәтләрни нәзәрдин сақит қилмастин баравәрлик асасида оттуриға қойиду. улар хиристийанлар вә йәһудийларғиму ишикләрни очуқ қойуштәк динлар һалқиған чүшәнчигә тайинип пикирлирини кәң хәлқ аммисиға йәткүзиду.

анадолу тәсәввуп тәпәккурида из қалдуруған, сопизм әнәнисиниң вәкиллириниң биригә айланған һаҗи бәкташи вәлиму урушниң орниға тинчлиқни, өчмәнлик вә ғәзәпниң орниға муһәббәт вә кәң қорсақлиқни дәсситиду. «дүшминиңниңму адәм икәнликини унтуп қалма» дейиш арқилиқ инсан амилиниң әһмийитини тәкитләйду؛ йахшилиқ вә гүзәлликни тәвсийә қилиду. улуғ вә чоңқур пәлсәпәни аддий, әмма шеирий тилда йәткүзиду. униң сөзлири охшимиған мәдәнийәт, охшимиған етиқадқа игә барлиқ инсанларни бир күнлүкниң астида топлаш күчигә игә. шуңлашқа, униң пикирлири анадолудила әмәс, балқан җуғрапийәсидиму қобул қилиниду. һаҗи бәкташи вәли «айалларни оқутуңлар» дәйду, 13 – әсирдила әр – айаллар баравәрликини тәшәббус қилиду, айалларни әрләрдин айримайду. у «илим бөшүктин башлинип қәбридә ахирлишиду» дегән сөзи арқилиқ маарипниң әһмийитини тәкитләйду.

* * * * *

һаҗи бәкташи вәли өзиниң билими вә тәлиматлирини сулуҗақараһөйүктики туралғусида оқуғучилири билән ортақлишиду. бүгүнки нәвшәһирниң һаҗибәкташ наһийәсидики бу дәрвиш туралғуси, һаҗи бәкташи вәли күллийәси ичигә җайлашқан. һаҗи бәкташи вәли куллийәси  түркийәниң муһим диний сайаһәт мәркәзлириниң бири болуп, һәр йили нурғун сайаһәтчиләрни күтүвалиду. бәкташизмниң қаидә – йосун вә символлирини қәбристанлиқ бинакарлиқи вә ички лайиһәсидә әкс әттүргән бу куллиййә, б д т маарип, илим - пән, мәдәнийәт тәшкилати — йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алмақта.

һаҗи бәкташи вәли куллийәси  һәр йили өткүзүлидиған мәмликәтлик вә хәлқаралиқ хатириләш мурасимлириға саһибханлиқ қилиду. 2021 - йили йунеско тәрипидин һаҗи бәкташи вәлини хатириләш вә тәбрикләш йили дәп елан қилинди. нәччә әсир илгири бүгүнниң қиммәт қаришиға игә болған, муһәббәт, иттипақлиқ, баравәрлик вә тинчлиқни тәшвиқ қилған һаҗи бәкташи вәли вапат болғанлиқиниң 750  - хатирә йилида кәң амма тәрипидин  йад етилмәктә. инсанийәтниң барлиқ әзалириға айрип олтурмастин көңүл бөлгән бу улуғ мутәпәккурниң тәлиматлири, аммибаб учурлири йәнә бир қетим пүткүл инсанийәт билән учришиду, униң пәлсәписи униң пикирлиридин вақип болмиған, униң билән тонушмиғанларға йәткүзүлиду.

* * * * *

анадолу нәччә миң йилдин буйан охшимиған мәдәнийәт, күлтүр вә етиқадниң бөшүки болуп кәлди. кәң қорсақлиқ билән йуғурулған бу тупрақлар әсирләрниң әқил-параситини өзигә муҗәссәм қилип, әвлийаларни бағриға басмақта.

һаҗи бәкташи вәлиму бу тупрақларда йашиған әң муһим мутәпәккурларниң бири. у өзиниң универсал ой-пикирлири вә тәлиматлири билән кишиләргә сопизмниң инчикә нуқтилирини байан қилип бериду. әтрапиға йиғилған кишиләргә йемәклик, хизмәт тепип бериду вә исламни өгитиду. нурғун еқимлар һәм әйни дәврдә һәмдә кейинки дәврләрдә униңдин илһам алиду. у түрк күлтүриниң исламни қобул қилиштин илгирики дәври билән кейинки дәвр оттурисида күчлүк көврүк һасил қилиду. у етиқадни әқил вә логика йөнилишигә қойиду. униң инсанни мәркизий орунға қойған, илим – пәнни асас қилған пәлсәпәси нурғун аммиға йетиду. инсан, тәбиәт, худани сөйүш, баравәрлик, кәң қорсақлиқ вә илим-пән тоғрисидики көз қарашлири билән бүгүнки җәмийәтләрни айдиңлитиду. һаҗи бәкташи вәли әсирләрдин буйан бизгә «азарлансаңму азар бәрмә», «әң катта карамәт ишләш», «билимсиз маңған йолниң ахири қараңғулуқтур» дәп нида қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر