и муһәммәд!) китабта (йәни қуранда) исмаил (ниң қисиси) ни байан қилғин

у һәқиқәтән вәдисидә растчил, һәм рәсул, һәм пәйғәмбәр иди.

1758723
и муһәммәд!) китабта (йәни қуранда) исмаил (ниң қисиси) ни байан қилғин

түркийә авази радийоси: мәрйәм сүриси, 52 - 63 айәтләр. униңға биз тур теғиниң оң тәрипидин нида қилдуқ, уни биз мунаҗат үчүн (дәргаһимизға) йеқинлаштурдуқ[52]. униңға биз мәрһәмәт қилип қериндиши һарунни пәйғәмбәр қилип бәрдуқ[53]. (и муһәммәд!) китабта (йәни қуранда) исмаил (ниң қисиси) ни байан қилғин, у һәқиқәтән вәдисидә растчил, һәм рәсул, һәм пәйғәмбәр иди[54]. у аилисидикиләрни намаз оқушқа, закат беришкә буйруйтти, пәрвәрдигариниң дәргаһида униң разилиқиға еришкән иди[55]. китабта (йәни қуранда) идрис (қисиси) ни байан қилғин, у һәқиқәтән растчил пәйғәмбәр иди[56]. уни биз йуқири орунға көтүрдуқ[57]. аллаһниң немитигә еришкән әнә шу пәйғәмбәрләр адәм (әләйһиссалам) ниң нәслидиндур, биз нуһ билән биллә кемигә салғанларниң нәслидиндур, ибраһимниң нәслидиндур, исраил (йәни йәқуб әләйһиссалам) ниң нәслидиндур, биз (иманға) һидайәт қилған, (пәйғәмбәрликкә) таллиғанлардиндур, уларға мәрһәмәтлик аллаһниң айәтлири тилавәт қилинған чағда сәҗдә қилған вә йиғлиған һалда (земинға) йиқилиду[58]. улар кәткәндин кейин (уларниң) орнини басқан орунбасарлар намазни тәрк әтти, нәпси - хаһишлириға әгәшти, улар (қийамәттә) гумраһлиқниң җазасини тартиду[59]. тәвбә қилған, иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанлар буниңдин мустәсна, әнә шуларла җәннәткә кириду, уларниң (әмәллириниң савабидин) һеч нәрсә кемәйтилмәйду[60]. у даимий туралғу болған, мәрһәмәтлик аллаһ бәндилиригә вәдә қилған, улар көрмәй туруп (ишәнгән) җәннәтләрдур, аллаһниң (җәннәт билән қилған) вәдиси чоқум ишқа ашиду[61]. улар җәннәттә биһудә сөз аңлимайду, пәқәт (пәриштиләрниң уларға бәргән) саламинила аңлайду, улар җәннәттә әтигән ـ ахшамда (көңли тартқан йимәк ـ ичмәкләрдин) ризиққа игә болуп туриду[62]. бәндилиримиз ичидики тәқвадарларға биз мирас қилип беридиған җәннәт әнә шу[63].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر