йәллик боғум ағриқи вә тәбиий давалаш усуллири

шипа булиқи - 12

1737644
йәллик боғум ағриқи вә тәбиий давалаш усуллири

(доктор мәһмәт учар)

йәллик боғум ағриқи, сүйдүк кислатаси боғумларға йиғилип, йаллуғлинишни кәлтүрүп чиқиридиған кесәлликтур.

гөш мәһсулатлири вә деңиз мәһсулатлири йәллик боғум бимарлириниң боғум ағриқлирини әвҗ алдуруветидиған асаслиқ амилларниң биридур. пурин тәркиби мол болған җигәргә охшиған һайванларниң ички әзалири, гөш сулири, деңиз мәһсулатлири, шундақла, сәрәбил йаки пурчақ түридики йемәкликләр (нуқут, пурчақ, йессимуқ), арпа умичи, гүл кәрәм, паләк вә йәр мәдики қатарлиқ йемәкликләрни истемал қилишқа болмайду. буниңдин башқа йәнә, ечитилған ичимликләрму ағриқларни көпәйтиветидиған асаслиқ амиллардиндур.

йәллик боғум ағриқи сүйдүк кислатаси сәвийәсиниң өрләп кетишидин келип чиқидиған болғачқа, бу кесәлликни йеңишни халайдиған кишиләр, сүйдүк кислатасиниң сәвийәсини төвәнлитидиған йемәкликләрни истемал қилиши керәк.

алма сиркиси:

алма сиркисиниң тәркибидики алма кислатаси, бәдәндики сүйдүк кислатасини парчилайдиған болуп, йәллик боғум ағриқиға интайин пайдилиқтур. буниң үчүн, 1 истакан суға 1 қошуқ алма сиркисини илавә қилиш керәк.

лимон сүйи:

лимон сүйи сүйдүк кислатасини нейтраллаштуриду. бу арқилиқ, сүйдүк кислатаси бәдиниңиздин чиқирилиду. лимон тәркибидики витамин C сүйдүк кислатасиниң сәвийәсини төвәнлитишиңизгә йардәм бериду. буниң үчүн, һәр күни  1 истакан суға йерим йаки бир лимонни сиқип ичиш йетәрликтур.

гилас:

қара бөлҗүргән вә гилас сортлири бәдәндики сүйдүк кислатасини азайтиш арқилиқ боғум йаллуғиға пайда қилиду. буларниң сайисида сүйдүк кислатаси парчилиниду вә аҗритип чиқириш системисидин өтүп, бәдиниңиздин тезликтә чиқириветилиду.

чимән сүйи:

чимән сүйи сүйдүк кислатасини қанниң ишқарлиқ дәриҗисини тәңшәш арқилиқ йоқитиду.

көктат шәрбәтлири:

қәрәллик вә йетәрлик миқдарда көктат шәрбити ичсиңиз,  йәллик боғум ағриқини азайталайсиз.

йавропа кәрәпшиси:

йавропа кәрәпшиси, бәдәндә артуқчә ишләпчиқирилидиған сүйдүк кислатасиниң бәдәндин тезликтә чиқирилишиға капаләтлик қилиду. йавропа кәрәпшисини ушшақ-чүшшәк йемәкликләргә йаки тамақларға селип истемал қилип бериш арқилиқ, йәллик боғум ағриқиниң пассип тәсиридин сақлиналайсиз. йәллик боғум ағриқиға пайда қилидиған йәнә бир йемәклик болған лимон билән бирликтә техиму тәмлик болған йавропа кәрәпшисини чоқум синап беқишиңиз керәк.

зәнҗивил вә зәрчивә:

зәрчивәниң бәдәнгә сүмүрүлүши төвән болғачқа, һәр күни, 6-8 гирам зәрчивә талқинини һәсәл билән арилаштуруп йутуш керәк.

сүйдүк һәйдәш чайлири:

күндүзи сүйдүк һәйдәш чайлирини ичишму сүйдүк кислатасиниң сәвийәсини төвәнлитишкә пайдилиқтур. көммиқонақ һечқандақ әкис тәсири болмиған ишәнчлик сүйдүк һәйдәш дорисидур. алтун башақ өсүмлүкиму һәрдаим сүйдүк һәйдәш дориси сүпитидә ишлитилиду.

алма, банан, пийаз вә нәшпүтни даим истемал қилиш керәк.

рәйһан, лавангүл, роземарийә вә қара арча  қатарлиқларниң учушчан майлири:

увулаш вә муҗуш шәклидә ишлитилиду.

карбонат:

күнигә бир истакан суға бир татлиқ қошуқи карбонат арилаштуруп ичилиду. (қан бесими бар бимарлар ишләтмәслики керәк.)

кәрәпшә шәрбити:

материйаллар: 300 - 350 гирам кәрәпшә, 2.5 истакан су

тәййарлиниши: бир кишилик кәрәпшә шәрбити тәййарлимақчи болған кишиләр, һәптидә үч қетим 300 - 350 гирам кәрәпшә истемал қилиши керәк. кәрәпшәни инчикә тоғрап, 2.5 истакан су илавә қилғандин кейин, ағзини йепип, төвән отта 6-7 минут қайнитишиңиз лазим. кәрәпшә истемал қилишни йақтурмайдиған кишиләр, уни йәнә 7 минут қайнитип, чүшлүк вә кәчлик тамақтин бурун, униң пәқәт сүйинила ач қорсаққа истемал қилса болиду. әң йахшиси, чүшлүк вә кәчлик тамақтин йерим саәт бурун истемал қилиң. туз, май вә шуниңға охшаш маддиларни һәргиз қошмаң.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر