зулқәрнәйн (аллаһ униңға асанлаштуруп бәргән) йолға маңди

униңға биз земинда һәқиқәтән күч ـ қудрәт ата қилдуқ, униңға өз мәқситигә йетишниң пүтүн йоллирини асанлаштуруп бәрдуқ.

1729757
зулқәрнәйн (аллаһ униңға асанлаштуруп бәргән) йолға маңди

 

түркийә авази радийоси:  кәһф сүриси, 84 – 96 - айәтләр. униңға биз земинда һәқиқәтән күч ـ қудрәт ата қилдуқ, униңға өз мәқситигә йетишниң пүтүн йоллирини асанлаштуруп бәрдуқ[84]. зулқәрнәйн (аллаһ униңға асанлаштуруп бәргән) йолға маңди[85]. у күнпетиш тәрәпкә йетип барғанда, күнниң қара лайлиқ булаққа петип кетиватқанлиқини һес қилди. у булақниң йенида бир түрлүк қәвмни учратти. биз: «и зулқәрнәйн! сән уларни җазалиғин йаки уларға йахши муамилидә болғин» дедуқ[86]. зулқәрнәйн ейтти: «кимки зулум қилған болса, биз уни җазалаймиз, андин у пәрвәрдигариниң дәргаһиға қайтурулиду, пәрвәрдигари уни қаттиқ җазалайду[87]. кимки иман ейтса вә йахши әмәл қилса, униңға әң йахши мукапат берилиду, уни қолай ишқа буйруймиз»[88]. андин зулқәрнәйн (аллаһ униңға қолайлиқ қилип бәргән) йолға маңди[89]. зулқәрнәйн күнчиқиш тәрәпкә барғанда, күнниң шундақ бир қәвмниң үстигә чүшүватқанлиқини көрдики, у қәвмгә биз (күнниң һараритидин) сақлинидиған (кийим, имарәт қатарлиқ) нәрсиләрни ата қилмидуқ[90]. әһвал шундақ болди (йәни зулқәрнәйн күнчиқиш тәрәптики кишиләргиму күнпетиш тәрәптики кишиләргә қилған муамилини қилди). биз униң қолидики нәрсиләрдин толуқ хәвәрдар идуқ[91]. андин у (аллаһ униңға қолайлиқ қилип бәргән) йолға маңди[92]. зулқәрнәйн икки тағ арисиға йетип барғанда, икки тағ алдида һечқандақ сөзни чүшәнмәйдиған (йәни өзиниң тилидин ғәйри тилни билмәйдиған) бир қәвмни учратти[93]. улар: «и зулқәрнәйн! йәҗуҗ билән мәҗуҗ йәр йүзидә һәқиқәтән бузғунчилиқ қилғучилардур, биз билән уларниң арисиға бир тосма селип беришиң үчүн, саңа бир қисим мелимизни (баҗға охшаш төлисәк боламду?» деди[94]. зулқәрнәйн ейтти: «аллаһниң маңа бәргән нәрсилири (йәни күч ـ қуввәт вә падишаһлиқ силәрниң маңа беридиған мелиңлардин) артуқтур, маңа адәм күчи йардәм қилиңлар, улар билән силәрниң араңларға мустәһкәм бир тосма селип берәй[95]. маңа төмүр парчилирини елип келиңлар, (төмүр парчилири дөвилинип) икки тағниң ариси тәкши болғанда, көйүкләрни бесиңлар». төмүр парчилири (қизип) оттәк болғанда, у: «маңа (еритилгән мисни) бериңлар, үстигә төкәй» деди[96].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر