түркийәниң әң узун пийадиләр йоли - карийа

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң йеңи сани...

1729302
түркийәниң әң узун пийадиләр йоли - карийа

түркийә авази радийоси: дәм елиш сизгә немидин дерәк бериду? кишиләр даим сәйлә қилидиған даңлиқ сайаһәт мәркәзлиригә беришни халамсиз йаки һечким билмәйдиған җайларни көрүшни бәкрәк арзу қиламсиз? саһайитиңиз җәрйанида бирәр меһманханида турушни халамсиз йаки  йағач өйдә вәйаки чедирда йетишни арзу қиламсиз? сиз әң җәлп қилидиғини деңизму, дәрәхзарлиқму вәйаки тағлиқ җайларму? кишиләрниң дәм елиш, сәйлә – сайаһәткә алақидар таллашлирини ениқлаш үчүн бир – биридин пәрқлиқ нурғун соалларни сорашқа болиду. чүнки инсанларниң дәм елиш уқумиға болған чүшәнчиси вә тәтилдин күтидиған үмиди охшимайду. бу җәһәттә кишиләрниң қизиқиши, иқтисадий, иҗтимаий-мәдәнийәт вә писхологийәлик шараити һәл қилғуч рол ойнайду. бәзи кишиләр сәйлә – сайаһәт, тәтил җәрйанида китабларға ғәрқ болуп кәтсә, йәнә бәзилири тәнтәрбийә билән шуғуллиниду, бәзилири қуйаштин һузурланса, йәнә бәзилири қардин бәһр алиду... археологийәлик орунларға қизиқидиғанлар, тән сағламлиқиниң йоллирини издәйдиғанлар, қишлиқ тәнһәрикәтни йахши көридиғанлар, деңиз – қум – қуйаштин һузур елишни халайдиғанлар йаки узун йүрүш йоллирида һузур вә тинчлиқниң пәйзини сүридиғанлар... булар анадолуда ройапқа чиқарғили болидиған сәйлә – сайаһәт, тәтил түрлириниң бир қисми... бу йәрләр сиз немигә қизиқсиңиз, шуниңға асасән дәм елиш пилани түзүшиңизгә имканийәт йаритип бериду. бүгүн биз әркин сайаһәт қилишни халайдиған кишиләр йақтуридиған узунға созулған пийадиләр йоллири һәққидә, техиму ениқ қилип ейтқанда, сәһипимизниң бүгүнки санида, түркийәниң әң узун пийадиләр йоли — «карйа (Karya/Karia)» һәққидә тохтилип өтимиз.

* * * * *

бүгүнки күндә айдин, муғла вә дәнизлиниң бир қисмини өз ичигә алған бу район қәдимки дәврләрдә «карийа райони» дәп атилатти. портлири, мунбәт түзләңликлири, орманлиқлири вә тик тағлири билән мәшһур карийа райони, фригйа, ликйа вә ионийә қатарлиқ өз дәвриниң башқа даңлиқ районлири билән қошна иди… афродисиас, каунос, книдос вә һаликарнас қатарлиқлар  районниң муһим шәһәрлири қатаридин орун алатти. бүгүнки күндә, карйа райони асасән һаликарнас шәһири сәвәбидин тонулди. чүнки бу шәһәр һәм қәдимки замандики мәшһур тарихчи һиродотниң туғулған җайи һәмдә қәдимки дунйаниң йәттә мөҗизисиниң бири болған һаликарнас мәқбәриси җайлашқан җай болуш сүпити билән алаһидә диққәтни тартиду. һалбуки, карйа районида нурғун тонулмиған әмма интайин муһим қәдимки шәһәрләр бар. мана бу шәһәрләрни түркийәниң 820 километирлиқ әң узун пийадиләр йоли — «карйа йоли»дин пайдилинип көргили болиду. түркийәниң шәрқтин ғәрбкичә болған омумий узунлуқиниң йеримиға тәң келидиған бу узунлуқтин қорқмаң! чүнки бу йол охшимиған линийәләрдин тәркиб тапиду. сизниң қилидиғиниңиз, пәқәт қизиқишиңизға мувапиқ бир линийәни таллаштинла ибарәт! мәйли қәдимки шәһәрләр вә йошурун өңкүрләрни көрүң йаки өзиниң әсли қурулмисини сақлап қалған йезилар, қағҗирақ қумлуқлар йаки қәдимий шәһәрләрдин бирини бесип өтүң, булар сизниң таллишиңиз...

 сәйлиңиз әснасида қариғай вә пистә дәрәхлири сәвәбидин асманни көрәлмәйдиған чағлириңизму؛ бадам вә нәччә әсирлик зәйтун дәрәхлири арисидин бирдинла алдиңизға чиқидиған һәйвәтлик көпкөк муһит сизни башқа җайларға елип кетидиған дәқиқиләрму болиду! карийа йолида илгириләветип һәм өтмүшни, йашаватқан пәйтни вә өзиңизни байқайсиз!

карийа райони даңлиқ сайаһәт арамгаһлириниң йенидила болушиға қаримай, мәлум дәриҗидә уларниң көләңгисидә қалған бир сайаһәт райони. сайаһитиңиз җәрйанида, хәлқара өлчәмләргә уйғун шәкилдә ишарәтләр қойулған бу пийадиләр йоли бойидики һәр хил өткәлләрни бесип өтисиз؛ сайаһитиңиз ақдеңиздин әгә деңизиғичә болған җайлардики тарих вә тәбиәт ичидә башқичә мәнигә игә болиду.

* * * * *

түркийәниң әң узун пийадиләр йоли — карийа, 2021- йили «дунйадики 35 әң йахши сайаһәт линийәси» вә «дунйадики әң йахши алтә тәвәккүлчилик линийәсиниң бири» дәп елан қилинди. бу йолда 46 басқуч бар болуп, у бозбурун, дача йерим арили, гөкова қолтуқи вә ички карийадин ибарәт төт асаслиқ бөләктин тәркиб тапиду.

 бозбурун йерим арили ақдеңизниң муһити әң начарлашқан, әң тәбиий йери...  бозбурун йерим  арили орманлиқи, көктин йешилғичә һәр хил рәңдики вадилири вә тағлиқ районлири билән кишиләрни һәйран қалдуридиған җай. бозбурун йоли издиниш роһиға игә сайаһәтчиләр үчүн көңүлдикидәк йол. узун вә бир аз җапалиқ йүрүштин кейин, қәдимки карийаниң изналири сақланған нәччә миң йиллиқ харабиликләрни учритисиз. бу йәрдә тисанос, қоруқлуқ йоли йоқ лорима, қәдимки һидас, амос, ривайәтлири билән даңқ чиқарған бибасос вә йәнә нурғун йадикарлиқлар йатиду. нурғунлириниң исми намәлум болуп, уларға аит өтмүшниң изналири өчүп кәткән болсиму,  у йәрдә һайатлиқ қәтий тохтап қалмиди. өтмүшниң у қәдимки шәһәрлири бүгүнниң сәлимиййәси, турунчи, қизилқумидур. бу шәһәрләрниң көпинчисидә археологийәлик қезиш елип берилмиған болсиму, әмма меңиш җәрйанида тарихни бесип өтүватқанлиқиңизни һес қилисиз.

датча йерим арили линийәси қәдимки дәврләрдә интайин муһим сода, мәдәнийәт вә сәнәт мәркизи болған тарихий шәһәр кинидосни,  йерим аралниң әң четидики девебойну майакини вә кләопатра йаки сәдир арилиға қарап созулидиған «аста шәһәр» намлиқ ақйақа қатарлиқларни өз ичигә алиду.

гөкова линийәси йерим аралниң сеһрий күчкә игә мәнзириси, йошурун өңкүрлири вә нурғун адәмсиз деңиз саһиллирини бағриға бесип йатиду. пәқәт деңиз арқилиқла барғили болидиған, пичити бузулмиған бу деңиз қирғиқи карийа йолиға ечилиду.

карийа йолиниң йәнә бир линийәси «ички карийа». таш йатқузулған йоллар, нәччә әсирлик зәйтун дәрәхлири вә қариғайлиқлар арисидики бу йол карийаниң кона пайтәхти миласни, бәшпармақ тағлири, бафа көлиниң қирғақлирини вә  карийа ханиши аданиң шәһири алиндани өз ичигә алиду.

* * * * *

карийа йолида сәйлә қилмақчи болғанларға бир қанчә әскәртиш берәйли. йаз пәсли бәк иссиқ болғачқа, мутәхәссисләр әтийаз вә күз айлирида сәйлә қилишни тәвсийә қилиду. улар йәнә, өз чәк – чеграйиңизни бекитип, йолни шуниңға мас һалда таллишиңизни, маңидиған йолиңиз һәққидә туғқанлириңизға алдин мәлумат беришиңизни, һәммидин муһими, әгәр сиз тәҗрибилик сайаһәтчи болмисиңиз, йалғуз әмәс, чоқум бир команда билән биллә сайаһәткә чиқишиңиз керәкликиниму алаһидә тәвсийә қилиду.

һәйвәтлик көл вә деңиз мәнзирилири, орманлар, йеза-кәнтләр, он нәччә қәдимий шәһәр харабилики, тупилиқ йоллар, таш йатқузулған карван йоллири... бу мәдәнийәт, тарих вә тәбиәт билән гирәлишип кәткән, өтмүшниң изналириға толған интайин гүзәл пийадиләр йоли. һәйран қаларлиқ ишлар билән толған бу йолда, бәшпармақ тағлиридики өңкүрдин тепилған 6000 йиллиқ тарихқа игә таш рәсимләрни, һәйвәтлик ташларға падишаһ рәсимлири ойулған қәдимий шәһәр кауносни, дунйаниң әң чоң мәрмәр шәһәрлириниң бири болған, һәмдә б д т маарип, илим – пән вә мәдәнийәт тәшкилати — йунескониң вақитлиқ дунйа мираслири тизимликигә киргүзүлгән стратоникйа қәдимий шәһирини көрәләйсиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر