баку хитабнамиси

йавроасийаға нәзәр - 84

1686328
баку хитабнамиси

әзәрбәйҗан, пакистан вә түркийә парламент башлиқлири тәрипидин имзаланған «баку хитабнамиси»

абдрәсул исһақов

2021-йили 7-айниң 27-күни, әзәрбәйҗан миллий мәҗлисиниң рәиси саһиба гафарова, пакистан миллий мәҗлисиниң башлиқи әсәд қәйсәр вә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, бакуда үч тәрәп йиғини ачти. йиғинда, бу дөләтләрниң мунасивәтлири музакирә қилинди. йиғин ахирида, әзәрбәйҗан-пакистан-түркийә һәмкарлиқини күчәйтидиған «баку хитабнамиси» имзаланди.

парламент башлиқлири әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән көрүшти, шеһитләр қәбристанлиқини зийарәт қилди. парламент башлиқлири шушадиму зийарәттә болуп, бирлик вә баравәрлик сигнали бәрди.  келәр қетимлиқ үч тәрәп парламент башлиқлири йиғининиң, 2022-йили мартта пакистанда өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди.

2021-йили 1-айда, әзәрбәйҗан, пакистан вә түркийә ташқи ишлар министирлири исламабадта үч тәрәп йиғини ачқаниди. йиғинда, дипломатийә министирлири «исламабад хитабнамиси» ни имзалиғаниди.

«баку хитабнамиси», парламентлар ара дийалог, бихәтәрлик, иқтисад вә мәдәнийәт саһәлиридә истиратегийәлик һәмкарлиқни күчәйтиду. бу хитабнамә илгири бар болған үч тәрәп һәмкарлиқиниң һөҗҗәт шәкли болуп, үч тәрәпниң һәмкарлиқини қурулмилаштурушиға төһпә қошиду. бу нуқтидин елип ейтқанда, пакистанниң түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири мәҗлиси  билән қойуқ һәмкарлиқ орнитиши барлиқ тәрәпләрниң мәнпәәтигә уйғундур.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлири қәғәз йүзидила қеливатқан бир пәйттә, бу хил һәмкарлиқниң орнитилиши наһайити зор әһмийәткә игә. буниңдин кейин, әзәрбәйҗан, пакистан вә түркийә хәлқара сәһнидә бир-бирини техиму күчлүк қоллайду.

әзәрбәйҗан, пакистан вә түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилиниши, кәшмир мәсилисиниң һәл қилиниши вә афғанистанда муқимлиқ орнитилиши қатарлиқ муһим районлуқ мәсилиләрни һәл қилишта башламчилиқ рол ойниши мумкин. қарабағниң ишғалийәттин азад қилинишида түркийә билән пакистанниң әзәрбәйҗанни қоллиши буниң рошән ипадисидур.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, бакуда, әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисидики мудапиә саһәсидики һәмкарлиқиниң муһимлиқини тәкитлиди. дәрвәқә, әзәрбәйҗан – түркийә оттурисидики һәрбий һәмкарлиқ йеқинқи 30 йил ичидә муқим тәрәққий қилди. муһим сандики әзәрбәйҗан офитсерлири түркийәдә тәрбийиләнди. икки дөләтниң мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқи әң йүксәк сәвийәгә йәткүзүлди. йеқинқи йиллардин буйан бирләшмә һәрбий маневирлар системилиқ һалда өткүзүлмәктә. бу һәмкарлиқ йеқинқи 44 күнлүк қарабағ урушида мевә бәрди. темимиз һәққидә шуниму әскәртип өтүшимиз керәкки, пакистан-түркийә-әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневириниң сентәбирдә әзәрбәйҗанда өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди. бу үч дөләтниң һәрбий һәмкарлиқи зор йошурун күчкә игә.

әзәрбәйҗан билән түркийә, үч тәрәп йиғинлирини мувәппәқийәтлик һалда өткүзмәктә. әзәрбәйҗан билән түркийә, һазирғичә иран, гирузийә, русийә вә түркмәнистан билән үч тәрәплик йиғинлар ачти. бу йиғинларниң бәзилири кейинки үч тәрәплик башлиқлар йиғинлириға земин һазирлап бәрди. пакистан билән ишқа ашурулған үч тәрәп йиғинлириму мәзкур дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққийатиға төһпә қошупла қалмай, йәнә районниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә, һәмдә районниң тәрәққийатиғиму хизмәт қилиду. байрақлирида асаслиқ символ сүпитидә һилал ай вә йултуз бар болған бу үч дөләт, күчлирини бирләштүрүп, ислам дунйасиниң мәсилилирини һәл қилишқа зор төһпә қошиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر