(и муһәммәд!) күн қайрилған вақиттин тартип қараңғу чүшкән вақитқа қәдәр намаз оқуғин

саңа нәплә (ибадәт) болуши үчүн, кечиниң бир қисимида (намаз оқушқа, қуран оқушқа) ойғанғин, (и муһммәд‍!) пәрвәрдигариңниң сени мәдһийилинидиған орунға (йәни бүйүк шапаәт мақамиға) турғузуши һәқиқәттур.

1679181
(и муһәммәд!) күн қайрилған вақиттин тартип қараңғу чүшкән вақитқа қәдәр намаз оқуғин

бәни исраил сүриси, 70 – 80 - айәтләр. шәк ـ шүбһисизки, биз адәм балилирини һөрмәтлик қилдуқ, уларни қуруқлуқта (улағларға) миндурдуқ, деңизда (кемиләргә) чиқардуқ, уларни шерин йемәкликләр билән ризиқландурдуқ, уларни мәхлуқатлиримизниң нурғунидин үстүн қилдуқ[70]. биз һәммә адәмни уларниң намә ـ әмали билән чақиридиған күнни (есиңда тутқин), намә ـ әмали оң қолидин берилгәнләр өзлириниң намә ـ әмалини оқуйду, уларға қилчә зулум қилинмайду[71]. бу дунйада (дили) кор болған адәм ахирәттиму кор вә техиму гумраһ болиду[72]. улар сени биз саңа вәһий қилған қуранға хилаплиқ қилдуруп, бизгә қурандин ғәйрини иптира қилдурушқа тас қалди, (уларниң көңлидикидәк қилғиниңда) әлвәттә улар сени (өзлиригә) дост қиливалатти[73]. сени биз (һәқтә турушта) мустәһкәм қилмиған болсақ, уларға майил болуп кәткили һәқиқәтән тас қалған идиң[74]. әгәр шундақ қилидиған болсаң, әлвәттә саңа дунйа вә ахирәттә һәссиләп азаб бәргән болаттуқ, андин сән бизгә қарши йардәм беридиған һеч адәм тапалмайттиң[75]. (йәһудийлар) сени (мәдинә) земинидин чиқириветиш үчүн, у йәрдә сени хатирҗәм турғузмаслиққа тас қалди, шундақ болғанда, сән чиқип кәткәндин кейин, улар азғина вақит туралайтти (йәни азғина вақиттин кейин һалак болатти)[76]. (бу) сәндин илгири биз әвәткән пәйғәмбәрлиримизниң тутқан йолидур (йәни пәйғәмбәрлирини арисидин һәйдәп чиқарған һәрқандақ үммәтни һалак қилиш аллаһниң пәйғәмбәрлири һәққидә тутқан йолидур), тутқан йолимизда өзгириш тапалмайсән[77]. (и муһәммәд!) күн қайрилған вақиттин тартип қараңғу чүшкән вақитқа қәдәр намаз оқуғин. бамдат намизиниму оқуғин, (күндүзниң вә кечиниң пәриштилири) чоқум бамдат намизида һазир болиду[78]. саңа нәплә (ибадәт) болуши үчүн, кечиниң бир қисимида (намаз оқушқа, қуран оқушқа) ойғанғин, (и муһммәд‍!) пәрвәрдигариңниң сени мәдһийилинидиған орунға (йәни бүйүк шапаәт мақамиға) турғузуши һәқиқәттур[79]. «пәрвәрдигарим! мени (қәбрәмгә) оңушлуқ киргүзгин, (қәбрәмдин) оңушлуқ чиқарғин, маңа дәргаһиңдин һәққә йардәм беридиған қуввәт ата қилғин» дегин[80].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر