аллаһ пактур

йәттә асман ـ земин вә улардики мәхлуқатлар аллаһни пак дәп билиду, (каинаттики) қандақлики нәрсә болмисун, аллаһни пак дәп мәдһийиләйду (йәни аллаһниң улуғлуқини сөзләйду).

1660632
аллаһ пактур

түркийә авази радийоси: исра сүриси, 41 – 51 - айәтләр. уларни ибрәт алсун дәп (вәз ـ нәсиһәтни) қуранда түрлүк шәкилдә байан қилдуқ, (буниң билән) улар (һәқиқәтән) техиму йирақлашмақта[41]. мушриклар ейтқандәк, аллаһ билән биргә йәнә башқа илаһлар болған тәқдирдә әрш игиси ( аллаһ үстидин) ғәлибә қилиш үчүн әлвәттә йол издигән болатти[42]. аллаһ пактур, уларниң боһтан сөзлиридин йүксәк дәриҗидә алийдур[43]. йәттә асман ـ земин вә улардики мәхлуқатлар аллаһни пак дәп билиду, (каинаттики) қандақлики нәрсә болмисун, аллаһни пак дәп мәдһийиләйду (йәни аллаһниң улуғлуқини сөзләйду), лекин силәр (тилиңлар охшаш болмиғанлиқи үчүн) уларниң мәдһийисини сәзмәйсиләр, аллаһ һәқиқәтән (бәндилиригә) һәлимдур (йәни асийлиқ қилғанларни җазалашқа алдирап кәтмәйду), (тәвбә қилғучиларни) мәғпирәт қилғучидур[44]. (и муһәммәд!) сән ахирәткә ишәнмәйдиған (мушрикларға) қуранни оқуған чеғиңда улар билән сениң араңда йошурун пәрдә пәйда қилдуқ[45]. қуранни чүшәнмисун дәп уларниң диллирини пәрдилидуқ, уларниң қулақлирини еғир қилдуқ, қуранда йалғуз пәрвәрдигариңни тилға алсаң, улар үркүп қечип кетиду[46]. тилавитиңгә уларниң немә үчүн (йәни мәсхирә үчүн) қулақ салидиғанлиқини биз обдан билимиз, улар қираитиңни тиңшиған чағлирида (сениң тоғраңда) пичирлишиду, әйни вақитта залимлар (мөминләргә): «силәр пәқәт сеһирләнгән адәмгила әгишиватисиләр» дәйду[47]. уларниң сениң тоғраңда (бирдәм сеһригәр, бирдәм шаир вә бирдәм мәҗнун дегәндәк) нурғун мисалларни кәлтүргәнликигә қариғин, улар (мушундақ боһтанларни чаплаш билән) азди, улар (һидайәткә) йол тапалмайду[48]. мушриклар: ‹‹биз қуруқ сөңәк вә чирип топа болуп кәткәндин кейин чоқум қайта тирилип йеңидин адәм боламдуқ?›› дейишиду[49]. силәр таш йаки төмүр йаки һайатлиқни тәсәввур қилиш техиму қийин болған бир нәрсә болуп кәтсәңларму (аллаһ силәрни тирилдүриду) улар: ‹‹бизни ким тирилдүриду?» дәйду, «силәрни дәсләптә йаратқан аллаһ тирилдүриду» дегин, улар саңа башлирини лиңшитип: ‹‹у қачан болиду?›› дейишиду, (сән) ‹‹үмидки, у йеқинда болиду›› дегин[50ـ51].  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر