аллаһ (барчә нуқсандин) пактур

һәқиқәтән аллаһ һәммини аңлап турғучидур, һәммини көрүп турғучидур.

1643724
аллаһ (барчә нуқсандин) пактур

түркийә авази радийоси: бәни исраил сүриси, 1 – 7 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

 аллаһ (барчә нуқсандин) пактур, у (муһәммәд әләйһиссаламға) қудритимизниң дәлиллирини көрситиш үчүн, бәндисини (йәни муһәммәд әләйһиссаламни) бир кечидә мәсҗиди һәрәмдин әтрапини бәрикәтлик қилған мәсҗиди әқсаға елип кәлди. һәқиқәтән аллаһ һәммини аңлап турғучидур, һәммини көрүп турғучидур[1]. мусаға китабни (йәни тәвратни) ата қилдуқ, китабни исраил әвладиға йетәкчи қилдуқ, (уларға) мәндин ғәйрини һамий (йәни пәрвәрдигар) қиливалмаңлар!» (дедуқ)[2]. и биз нуһ билән биллә кемигә чүшүргәнләрниң әвладлири! (әҗдадиңларни ғәрқ болуп кетиштин қутқуздуқ, аллаһниң немитигә шүкүр қилиңлар) нуһ һәқиқәтән көп шүкүр қилғучи бәндә иди[3]. исраил әвладиға китабта (йәни тәвратта): «пәләстин земинида чоқум икки қетим бузғунчилиқ қилисиләр вә зулум қилиш билән, аллаһ чәклигән ишларни қилиш билән толиму һәддиңлардин ешип кетисиләр» дәп вәһйи қилдуқ[4]. биринчи қетимлиқ бузғунчилиқниң (җазаси) вәдә қилинған вақит кәлгәндә, (силәрни җазалаш үчүн) силәргә күчлүк бәндилиримизни әвәттуқ, (улар силәрни өлтүрүш, булаң ـ талаң қилиш үчүн) өйләрни ахтурди. (силәргә дүшмәнни мусәлләт қилиш) чоқум ишқа ашидиған вәдә иди[5]. андин (йәни тәвбә қилғиниңлардин) кейин силәрниң улардин үстүнлүкүңларни әслигә кәлтүрдуқ (йәни дүшминиңларни һалак қилдуқ, силәрни униң үстидин ғалиб қилдуқ), силәргә нурғун мал вә әвладлар ата қилдуқ, саниңларни көп қилдуқ[6]. (и сраил әвлади!) әгәр йахшилиқ қилсаңлар, йахшилиқиңлар өзүңлар үчүндур, йаманлиқ қилсаңларму өзүңлар үчүндур. иккинчи қетимлиқ бузғунчилиқ (җазасиниң) вәдә қилинған вақти кәлгәндә, (дүшмәнләрниң хар қилиши билән) йүзүңларда қайғуниң аламәтлири көрүлүши үчүн, уларниң бәйтулмуқәддәскә дәсләпки қетимда киргәндәк кирип (уни хараб қилиши) үчүн, ишғал қилғанлики йәрни вәйран қилиши үчүн (уларни биз әвәттуқ)[7].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر