асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур

ибадәт һәмишә аллаһқа хастур, аллаһтин бөләк ғәйридин қорқамсиләр?

1595888
асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур

түркийә авази радийоси: нәһл сүриси, 43 – 54 - айәтләр. сәндин илгири биз пәқәт әрләргила вәһйи назил қилип, уларни пәйғәмбәр қилип әвәттуқ, (и қурәйш җамаәси!) буни билмисәңлар, илим әһлилири (йәни тәврат вә инҗилни билгүчиләр) дин сораңлар[43]. (уларни уларниң өзлирниң растлиқини көрситип беридиған) дәлилләр вә муқәддәс китаблар билән (әвәттуқ), биз саңа қуранни инсанларға чүшүрүлгән шәриәтни байан қилип бәрсун, улар (бу қуранни) пикир қилип (униңдин вәз ـ нәсиһәт алсун) дәп назил қилдуқ[44]. һийлә ـ микир ишлитип йаман иш қилғанлар аллаһниң өзлирини йәргә йутқузуветишидин йаки өзлиригә ойлимиған йәрдин азаб келишидин қорқмамду?[45] йаки өзлирини сәпәр устидики чағлирида җазаға йулуқтурушидин қорқмамду? (бу чағда) улар қечип қутулалмайду[46]. йаки (аллаһниң) өзлирини қәдәммуқәдәм җазалишидин қорқмамду? силәрниң пәрвәрдигариңлар әлвәттә мәрһәмәтликтур, меһрибандур (шуңа силәрни алдирап җазалимиди[47]. улар аллаһ йаратқан шәйиләрниң сайилириниң бойсунған һалда аллаһқа сәҗдә қилиш йүзисидин оң ـ солға майил болуп турғанлиқини көрмидиму?[48] асманлардики вә земиндики һайванатлар, пәриштиләр аллаһқа сәҗдә қилиду, улар ( аллаһқа сәҗдә қилиштин) чоңчилиқ қилип баш тартмайду[49]. улар өз үстидики пәрвәрдигаридин қорқиду, өзлиригә буйрулғанни қилиду[50]. аллаһ: «икки илаһқа ибадәт қилмаңлар, у пәқәт бирла илаһтур, мәндинла қорқуңлар» деди[51]. асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур, ибадәт һәмишә аллаһқа хастур, аллаһтин бөләк ғәйридин қорқамсиләр?[52] силәр бәһримән болуватқан немәтләрниң һәммисини аллаһ бәргән, силәргә бир еғирчилиқ йәтсә, аллаһқа йалвуруп дуа қилисиләр[53]. аллаһ силәрдин еғирчилиқни көтүрүвәтсә, араңлардин бир бөлүк адәм дәрһал өз пәрвәрдигариға шерик кәлтүриду[54].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر