су билән кәлгән мәдәнийәт (06) — алаҗаһөйүк...

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «су билән кәлгән мәдәнийәт» намлиқ сәһипимизни диққитиңларни сунушни давамлаштуримиз...

1580373
су билән кәлгән мәдәнийәт (06) — алаҗаһөйүк...

анадолуда гүлләнгән мәдәнийәтләр күлтүр, сәнәт, бинакарлиқ, пән- техника саһәсидә муһим вә өзгичә изларни қалдурди. шуңлашқа, анадолу җуғрапийәси архологийәлик мираслири билән һәр даим алдинқи қатардин орун алди. су қурулмилири бу мирасниң интайин муһим бир қисмини тәшкил қилиду. бу саһәдики дунйаниң алдинқи қатардики дөләтлириниң бири түркийә. чүнки бу қурулушларниң һәр бири үсти очуқ музей һесаблиниду...

анадолуда функсийәсини һазирму давамлаштуруватқан универсал мәдәнийәт характеридики қурулмилар бар. ундақта, бу тупрақлардики әң қәдимки су қурулушиниң қайси икәнликини вә қанчә йиллиқ тарихқа игә икәнликини пәрәз қилаламсиләр? бу бир  тосма болуп, 3000 йиллиқ тарихқа игә. йавропа вә оттура шәрқниң әпсанилири, тили, дини вә сийаситигә зор тәсир көрсәткән вә дунйадики әң чоң мәдәнийәтләрниң бири дәп қаралған һититлар дәвридә селинған... чорум алаҗаһөйүктики қезип тәкшүрүшләр нәтиҗисидә йоруқлуққа чиқирилған алаҗаһөйүк һитит тосмиси, һазирму функсийәсини җари қилдуруватқан дунйаниң бирдинбир тосмиси дегән унванға игә. ишиниш қийин, әмма алаҗаһөйүк деһқанлири нурғун тиришчанлиқлар сайисида әслигә кәлтүрүлгән нәччә миң йиллиқ тарихқа игә бу қәдимий тосминиң сүйидин пайдиланған һалда териқчилиқлирини давамлаштурмақта.

* * * *

инсан тарих сәһнисидә орун алғандин башлап, өзи билмәйдиған йаки һәл қилалмайдиған нәрсиләрдин дәслипидә қорқти, вақитниң өтүшигә әгишип өзини қорқутуватқан нәрсиниң немә икәнликини чүшинип уни бойсундурушни йаки униңдин қоғдинишни өгинип кәлди. униң су билән болған мунасивитидиму мушуниңға охшаш җәрйан баштин кәчүрүлди... гәрчә су һайатлиқ ата қилидиған кәм болса болмайдиған байлиқ болсиму, вәйранчилиқларни кәлтүрүп чиқарғанлиқи үчүн, инсанлар дәслипидә униңдин әймәнди... ташқин, су апити йаки қурғақчилиқлар арқилиқ җанға замин болмисун дәп, униңға атап нәзирләрни, қурбанлиқларни қилди. қәдимки мәдәнийәтләрниң асманни йаки йәр йүзидики бәзи нәрсиләрни муқәддәс дәп қариғиндәк һититларму су, булақлар, деңизлар, көлләр вә дәрйаларни муқәддәс дәп қобул қилди вә улар үчүн абидиләрни тиклиди... йәнә келип пәқәт иҗтимаий әһмийити сәвәбидинла әмәс, бәлки муқәддәсликигә ишәнгәнлики үчүнму шәһәрлирини, болупму бутханилирини су бойлириға қурди.

тәңриләрниң һузуриға чиқидиған чағлирида су билән пакизлинидиған болғачқа, бутханиларниң йанлириға муқәддәс көлчәкләрни йасиди. тосмилар, су көлчәклири, абидиви су қурулушлирини бәрпа қилған һититлар сайисида анадолуниң тунҗи су қурулмилири барлиққа кәлди.

* * * *

анадолуниң һазирғичә мәлум болған әң қәдимки исми «хатти дөлити»... һититлардин бурун излири байқалған бу тупрақлардики тунҗи мәдәнийәтниң нами — хаттилар... алаҗаһөйүк хатти дәвридики әң чоң шәһәрләрниң бири дәп қарилиду. у һититлар дәвридиму өзиниң әһмийитини сақлап кәлгән вә мих йазмилиқ тахтайларда булақлар вә су мәнбәлири билән даңлиқ шәһәр дәп байан қилиниду. у өз нөвитидә йәнә һитит дөлити вә қошунлириниң пасибани болған қуйаш тәңрисиниң йурти дәп қарилиду. униң һититлар дәвридики нами «булақ шәһәр» дегән мәнидики «аринна» иди. ундақта қандақсигә қурғақчилиқ хәвпи астидики анадолуниң оттурисиға җайлашқан бу шәһәр су билән даңқ чиқарди?

һититлар олтурақлашқан җуғрапийәдә килимат соғуқ, суғириш мумкин болмиғачқа тупрақ мунбәт әмәс иди. күнимизгичә йетип кәлгән мих йезиқлиқ тахтайларда нурғун йамғур дуалириниң болуши вә қурғақчилиқ мәсилисиниң көпләп тилға елиниши, бизгә бу мәдәнийәтниң су мәсилисидә қийинчилиқларға дуч кәлгәнликини көрситип бериду. шуңлашқа, һититлар өзлири йашаватқан район вә килимат шараитиға мас келидиған системиларни тәрәққий қилдурушқа мәҗбур болди. улар күндилик турмушини, қурғақчилиқ дәври вә қурғақчилиқтин кейинки ачарчилиқ апитини нәзәрдә тутуп, йамғурға вә сүний суғиришни асас қилған бир системини барлиққа кәлтүрди. улар йәнә йәрлирини суғириш, күндилик турмуш еһтийаҗини қандуруш вә кәлкүн апитини контрол қилиш үчүн тосмилар, көлчәкләр, қудуқлар, өстәңләр вә су амбарлирини йасиди.

шундақ қилип, һититлар анадолудики тунҗи тосмилардин бирни алаҗаһөйүктә қурди. бу тосминиң анадолудики чоң қурғақчилиқтин кейин һитит падишаһлири тәрипидин йасалғанлиқи мәлум. алаҗаһөйүк һитит тосмиси анадолудики тунҗи тосма болупла қалмай, өз нөвитидә йәнә һазирму ишлитиливатқан дунйадики тунҗи тосма болуш алаһидиликигә игә. тосма ташларни ойуш арқилиқ йасалған болуп, бүгүнки тосмилардикигә охшаш артуқчә суни чиқириветидиған механизми бар. харабиликтә пакиз вә керәксиз су йоллириниң изналирини көргили болиду. тосмиға йиғилған суниң деһқанчилиқ ишлири, ичимлик ​​су еһтийаҗини қандуруш вә диний мәқсәтләрдә ишлитилидиғанлиқи мәлум.

* * * *

һититлар өзлири олтурақлашқан башқа шәһәрләрдиму тосмиларни йасиди. бу тосмиларниң орунлириниң таллиниши су еһтийаҗи йаки йәр шәклигә асасән бир – биридин пәрқлинидиған болуп, бәзилири түзләңликкә көлчәк шәклидә, йәнә бәзилири егиз тағларға пәләмпәй шәклидә йасалған. уларниң қәйсәри, конйа, сивас вә чорумда қурған тосмилири тәкшүрүлгинидә, йашиған дәврлиригә нисбәтән математика вә инженерлиқта наһайити илғар икәнлики намайан болиду.

әлвәттә, һититлар тосмиларни йасаш биләнла қалмай, қийалиқларни ойуп йасиған таш көлчәкләр сайисида йамғур сүйиниң бир йәргә йиғилишиға капаләтлик қилған вә уларни сақлаш үчүн бак вә көлчәкләрни йасиған. ташларға ойулған қудуқларниң йардимидә, йамғур сүйиниң йиғилишиға капаләтлик қилған. мәзкур чоң бак вә көлчәкләрдики суларни пишурулған сеғиз туруббилар арқилиқ өйләргичә елип барған. улар йәнә суға мунасивәтлик барлиқ қурулма вә қурулушларни йилда кәм дегәндә бир қетим тазилап, напак нәрсиләрдин қоғдиған, шундақла суғириш системисиға зийан йәткүзгүчиләрни җазалаш қатарлиқ қаидә – түзүмләрни йолға қойған. бу ишларниң һәммисиниң буниңдин тәхминән 3000 йил илгири йүз бәргәнликини  йәнә бир қетим әслитип өткән вә һититларниң немә үчүн анадолу үчүнла әмәс, дунйа тарихи вә мәдәнийити үчүнму муһим икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән болайли...

* * * *

әмди қизиқидиғанлар үчүн алаҗаһөйүк һәққидә қисқичә мәлумат берип өтүп кетәйли... алаҗаһөйүк шәһәр аһалиси таш вә төмүр қол һүнәрвәнчиликигә маһирлиқи билән даңқ чиқарған болуп, гөрләр вә униңдин чиқирилған қиммәт баһалиқ металлардин йасалған зибу – зиннәтләрму археологларниң нәзиридә алаһидә орунға игә. чорумниң җәнубидики алаҗаһөйүк, анадолу мәдәнийәт мирасилири ичидә муһим орунға игә. чүнки, у түркийә җумһурийитиниң тунҗи қетимлиқ мәмликәтлик қезип тәкшүрүшлири һесаблиниду. униңдин бурунму алаҗаһөйүктә қезиш, тәкшүрүш хизмәтлири башланған болсиму, һәммиси дегүдәк йерим йолда тохтап қалғаниди. түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң тәшәббуси билән у дунйа тарихиға киргүзүлди. алаҗаһөйүктики қезиш җәрйанида рим, гирек, салҗуқ вә османли мәдәнийәтлиригә тәвә төт қатлам байқалди. тепилған йадикарлиқлар шу дәврниң мәдәнийәт, иқтисадий, сийасий вә иҗтимаий қурулмисини чүшинишкә зор төһпә қошти... бу йадикарлиқлар әнқәрә анадолу мәдәнийәт музейи вә чорум алаҗаһөйүк музейида көргәзмә қилинип анадолуниң һәм инсанийәтниң өтмүшини йорутуп бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر