су билән кәлгән мәдәнийәт (02) — су вә инсанларниң су билән орнатқан мунасивити

төвәндә нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «су билән кәлгән мәдәнийәт» намлиқ сәһипимизни силәр билән ортақлишимиз...

1562960
су билән кәлгән мәдәнийәт (02) — су вә инсанларниң су билән орнатқан мунасивити

түркийә авази радийоси: сиз бир шәһәр, базар йаки йезида турамсиз? ундақта, мениң туридиған йерим чоқум су бойиға йеқин болуши керәк дәп ойлап бақтиңизму? әгәр алаһидә қизиқиш йаки майиллиқиңиз болмиса, сизниң бәлким бу соалға «йақ» дәп җаваб бәргән болуш еһтималиңиз йуқири.  чүнки бүгүнки заманиви дунйада хизмәт, мәктәп йаки аилә қатарлиқ амиллар бизниң қәйәрдә туридиғанлиқимизни бәлгиләйду. һалбуки, дунйа сәһнисидә пәйда болғандин башлап, инсанлар үчүн турмуш кәчүрүшкә әң мувапиқ, әң асаслиқ җайларниң бири су бойлири болуп кәлди. биз ов овлиғучилар дәп билидиған тунҗи инсанларниң бәзидә сазлиқлар арисиға панаһлиниш орунлирини йасиғанлиқи, бәзидә су үстигә һәр хил усуллар билән селинған туралғуларда йашиғанлиқи тәтқиқатлар нәтиҗисидә оттуриға чиқмақта. ичимлик ​​сүйигә еришиш вә илкидики нурғун өсүмлүк вә һайванат түриниң узуқлиниш еһтийаҗини қамдаш вә һәр хил һуҗумлардин мудапиәлиниш җәһәттики қолайлиқларни нәзәрдә тутуп бу йәрләрдә олтурақлашқаниди.

вақитниң өтүшигә әгишип, инсанлар деһқанчилиқ җәмийитигә қәдәм басти... териқчилиқ вә олтурақ турмуш башланған бу дәврдиму дәрйа бойлири, көл вә деңиз қирғақлири асаслиқ таллаш шәртлириниң бири болди. у дәвр — инсанниң тарихниң айлинишини тезлитидиған иқтидарға еришкән дәвр болди. бәзи мәнбәләр, бәлким көпинчимиз ойлапму бақмиған бир җисим бизниң су билән болған мунасивитимизни өзгәрткән дәп қарайду. бу җисимниң немә икәнликини пәрәз қилаламсиз? ... сизниң қаришиңизчә, бүгүн биз асанла еришәләйдиған су әйни вақитта бир йәрдин йәнә бир орунға қандақ тошулған болғийди? ... дәсләпки чағларда суни тошуш үчүн кава вә терә ишлитилгәниди, әмма бу усул билән суни пәқәт чәклик миқдардила тошуғили болатти. андин инсанлар шах, йағач талалири вә қомуштин севәт тоқушни өгәнди… у севәтни тупрақ вә лай билән совиди, әмма су униңлиқ билән әйвәшкә кәлмиди, еқип кетивәрди... инсанлар башқичирәк бир нәрсә тепиши керәк иди, нәтиҗидә сапал қачиларни иҗад қилди. мана бу  йуқиридики соалимизниң җаваби... инсанлар сапал қачиларниң сайисида суларни халиған йеригә елип баралайтти, йирақ җайларға қарап атлиништа техиму җәсур қарар қилалайтти.

дәрйаларни тизгинләшму шу дәвргә тоғра келәтти. бу усул инсанлар йетиштүридиған мәһсулатлириниң йамғур сүйигә моһтаҗ болуп қелишиға хатимә бирәтти, халиған вақитта халиған нәрсини териш пурситигә еришәтти. шундақ қилип инсан тәбиәткә тайинип йашашниң орниға аста - аста тәбиәтни контрол қилишқа башлиди вә һазир тәбиий портлар билән дәрйаларниң бойлириға орунлашти, аста әмма бихәтәр һаләттә мәдәнийәткә қарап қәдәм ташлашқа башлиди.

шундақ қилип дәрйалар кишиләрни өлтүридиған күчлүк, қорқунчлуқ вә намәлум қудрәтлик мәвҗудатлар болуш даирисидин чиқти. инсанларниң шу заманғичә болған җәрйанда қорсиқини тойғузған йаки күчидин әнсирәп қурбанлиқларни қилған дәрйа билән болған мунасивәтниң шәкли өзгәрди. инсанлар әмди улардин қорқмайтти, уларға қизиқатти. узун өтмәй адди қейиқларни йасап контроллуқиға алған дәрйаларда идишиға толдурған сүйини йениға елип, содиниң башлиниши һесаблинидиған тавар алмаштуруш мәқсәтлик сайаһәтләрни қилишқа башлиди.

әлвәттә, мәлум мәзгил өткәндин кейин бу чәклик сәпәрләр инсанларни қанаәтләндүрәлмәйдиған һаләт шәкилләнди. инсанлар дәрйалар ахирлашқан нуқтдики интайин һәйвәтлик бипайан тузлуқ суларни вә у суларниң у йеқида немиләрниң барлиқиға қизиқишқа башлиди. инсандики намәлумни билишкә интилиш роһи вә қизиқиш очуқ деңизларда үзәләйдиған васитиләргә болған еһтийаҗни оттуриға чиқарди. шуниң билән йәлкәнлик кемиләр, кичик кемиләр вә парахотларни йасашқа йүзләнди. уларниң алдида көрүшкә әрзийдиған ғайәт зор бир дунйа бариди!

* * * *

су билән орнитилған бу мунасивәт биз билидиған тунҗи мәдәнийәтләрдин башлап таки йеқин тарихқичә инсанларниң су байлиқини чөридәп олтурақлишишини вә су билән һайатлиққа еришкән бир мәдәнийәтниң бәрпа болушини капаләткә игә қилди. дәрйа - еқинлар вә деңизлар сайисида инсанийәт муһим байқашларни ройапқа чиқарди вә муһим тәрәққийатларни қолға кәлтүрди.

инсанийәт тарихиға шаһит болған қәдимки олтурақ районларниң һәммиси дегүдәк су бойлириға қурулди… мәдәнийәт су әтрапида йашниди, инсанлар су билән һайатлиққа еришти, су инсанлар билән башқичә бир нуқтиға қарап тәрәққий қилди. башқичә ейтқанда, инсанлар суни тәбиәттики бир мәвҗутлуқ болуштин чиқирип, өзиниң мәқсәт вә еһтийаҗлири үчүн ишлитидиған гәвдигә айландурди. инсанлар тосмилар, ериқ – өстәңләр арқилиқ контрол қилишқа мувәппәқ болди. мана мушу хил тәрәққийатлардин кейин, нәччә миң йиллардин буйан өзи халиғанчә еқип кәлгән бу суларниң әтрапида нурғун йеза йаки шәһәрләр қурулди.

әҗәба, буларниң қайси йезилар, шәһәрлә, қайси мәдәнийәтләр икәнликигә қизиқамсиз? уларниң ичидә һазирму мәвҗутлуқини давамлаштуруватқанлириму, вәйран қилинип йоқитип ташланған болушиға қаримай инсанийәткә қошқан төһписи билән һелиһәм тәсирини сақлап келиватқанлириму бар.

җуғрапийәмизниң муһим бир қисми болғачқа, месопотамиййә мәдәнийитини алдинқи орунға қойдуқ. месопотамиййәгә фират вә диҗлә дәрйасидин ибарәт икки дәрйа һайатлиқ беғишлайтти. охшимиған дәврләрдә әламлар, асурлар, бабилләр, сомерлар вә акадлар бу икки дәрйаниң бойлирида йашиғаниди... һәтта мисирниң гөрән томури һесаблинидиған нил дәрйасиму бунчилик көп мәдәнийәтни бир йәргә топлийалмиғаниди ... месопотамиййәдә йашиған бу тунҗи мәдәнийәтниң бири, дунйаниң һазирғичә билингән әң қәдимий мәдәнийити болған сомерлардур.

сомерларниң инсанийәткә қошқан төһписи интайин зор: чүнки йезиқни тунҗи қетим иҗад қилип ишләткәнләрсомерлардур... йезиқ инсанийәт тарихидики бир бөсүш болуп, тунҗи алақә васитиси һесаблиниду… сомерлар сазлиқларни қурутуп, суғириш өстәңлирини йасап, кәлкүнниң алдини алди, буниң билән, зираәтлирини суғириштики мувәппәқийити сайисида ишләпчиқиришни ашуруп, содини тәрәққийатини капаләткәк игә қилди. буниң түрткисидә сумерниң кичик йезилири чоң шәһәрләргә айланди. дунйа тарихидики мәшһур месопотамиййә мәдәнийитиниң йәнә бири, сомерлар улини салған бабиллиқлар. бабиллиқларму тунҗи универсал асасий қанун сүпитидә қобул қилинған «һаммураби қануни» барлиққа кәлгән мәдәнийәт иди ... суниң әһмийитини наһайити йахши билидиған бабиллиқлар бу қанунларға суға мунасивәтлик маддиларнму қошқаниди.

бүгүнгә қәдәр давамлишиватқан йәнә бир муһим мәдәнийәт мисир мәдәнийити. бу мәдәнийәт қумлуққа һайатлиқ ата қилған нил дәрйаси әтрапиға бәрпа қилинғаниди. мисирлиқлар  йултузларниң қуйаш болған арилиқини көзитип, биз һазир ишлитиватқан милади калиндариниң алдинқи қәдими һесаблинидиған қуйаш — шәмсийә калиндарини иҗад қилип, нил дәрйасиниң тешип кетиш вақтини алдин һесаблап чиққаниди؛ бу билим уларни тәбиәт алдида үстүнлүккә игә қилди. уларниң кәлкүндә вәйран болуп кәткән етизлиқларниң чеграсини қайтидин сизип чиқалайдиған иқтидариға игә икәнлики вә алйумин ишлитип суни ичишкә болидиған һаләткә кәлтүргәнлики мәлум. пирамидалар, папирус вә һийелоглиф бу мәдәнийәтниң дунйаға қалдурған совғилириниң бир қисми һесаблиниду.

ақдеңиз (оттура деңиз) болса нурғун дәрйа, татлиқ су байлиқлири вә деңизниң тәсиридә һазирғичә билингән тунҗи мәдәнийәткә саһибханлиқ қилған бир район... анадолуниң ғәрбий қисмини өз ичигә алған ақдеңиз мәдәнийитини шәкилләндүргән мәдәнийәтләрму әлвәттә дәрйалар билән суғирилидиған мунбәт районларда қурулған. дунйадики йәттә мөҗизиниң бири болған әфәс артемис бутханиси селинған ионийә, қәдимки дәврниң әң һәйвәтлик чоң шәһәрлиридин милет бүйүк вә кичик мәндәрәс түзләңликлиридә, пулни иҗад қилған лидийәликләр гәдиз түзләңликидә, йунамлар вә фәникәликләр ақдеңиз бойлирида қурулған мәдәнийәтләр.

дунйадики йәнә бир чоң мәдәнийәт хитай мәдәнийити. бу қәдим мәдәнийәтму көк дәрйа билән сериқ дәрйа бойлириға қурулуп тәрәққий қилғаниди. йәнә қәдимки мәдәнийәтләрниң бири болған һиндистан мәдәнийити мунбәт деһқанчилиқ йәрлири вә пакиз су билән тәминләш иқтидари сәвәбидин һинди вә ганге дәрйасиниң қирғақлирида қурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر