җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң баку зийарити

йавроасийаға нәзәр - 51

1547218
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң баку зийарити

төвәндә, «йавроасийаға нәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, абдрәсул исһақов тәрипидин тәййарланған «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң баку зийарити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тәклипигә бинаән, 2020-йили 12-айниң 9-күнидин 10-күнигичә бакуда зийарәттә болди. 10- декабир күни, икки рәһбәр, алди билән шеһитләр хийабанини зийарәт қилди, арқидин, қарабағда қолға кәлтүрүлгән «зипәрни тәбрикләш парати» ға қатнашти. җумһур рәис әрдоған бу йәрдә  қилған сөзидә, мундақ деди: «бүгүн һәммимиз  үчүн, түрк дунйаси үчүн зәпәр вә иптихар күнидур. бизни бундақ шад – хурамлиқ күнләрни йашаш пурситидин бәһримән қилғанлиқи үчүн, рәббимизгә шүкүрләр ейтимән. қарабағ әзәрбәйҗандур.» әскәртип өтүшкә тегишлики шуки, 8 – нойабир  күни, әзәрбәйҗан җумһурийити тәрипидин қарабағниң зәпири мунасивити билән «зәпәр күни» елан қилинғаниди.

күнниң кейинки йеримида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пирезидент илһам әлийев тәрипидин  йашлар сарийида рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди. кейинчә, рәһбәрләр айрим көрүшти. көрүшүштин кейин, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди, һәмдә икки дөләт оттурисида 3 келишим имзаланди.

ахбарат елан қилиш йиғинида, икки дөләт рәһбәрлири, кавказ районида һәмкарлиқни йеңи сәвийәгә йәткүзидиған 6 тәрәплик (әзәрбәйҗан, гирузийә, әрменийә, иран, русийә вә түркийә) кәң даирилик һәмкарлиққа тәййар икәнликини билдүрди. әмәлгә ашқан тәқдирдә, районни гүлләндүридиған бу мунбәр тәклипи наһайити муһимдур. лекин иранниң бәзи рәһбәрлириниң җумһур рәис әрдоғанниң «зәпәр парати» да оқуған «арас» намлиқ шеириға болған инкаси вә униңдин кейинки өзгиришләр, теһран һөкүмитиниң районлуқ мәсилиләр вә қошнилириға қарита қандақ бир тәрәплимә қарашта икәнликини көрситип бериду. йеқинқи күнләрдә, әрмәнләрниң «тинчлиқ келишими» ни бузидиған иғвагәрчилик һәрикәтлирини қиливатқанлиқи тоғрулуқ қарбағдин хәвәрләр кәлмәктә. русийә билән гирузийә оттурисида чегра мәсилиси давамлашмақта. түрк җумһурийәтлири болса , буларниң һәммисигә қаримай районда тинчлиқ орнитилиши үчүн изчил  тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

бакуда имзаланған келишимгә асасән, түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида чегра еғизлиридин кимлик ​​биләнла өтүш мумкин. бу әһвал, иқтисадий вә сайаһәт саһәлирини өз ичигә алған икки дөләт мунасивәтлириниң йәниму тәрәққий қилишиға төһпә қошиду.

бакуда 2020-йили, 25 – феврал күни, икки дөләт рәһбәрлириниң учришишида, төмүр йол вә туруба линийәсиниң түркийәдин нәхичеванғичә туташтурулуши нишан қилинған келишимләр имзаланди. тарихий зәпәрдин кейин, нәхчиванни әзәрбәйҗан билән қуруқлуқтин туташтуруш йоли ечилди. түркийә әзәрбәйҗан арқилиқ шәрқ вә түрк дунйасиға туташса, әзәрбәйҗан түркийә арқилиқ ғәрбкә, окйанға тутишиду. әң муһими, шәрқ-ғәрб тиранспортида мусапә қисқирайду.

қарабағ 5 – 10 йилдәк қисқа вақит ичидә илгирики шан-шәрипигә еришиду. бу һәқтә әң чоң йардәмни түркийәниң беридиғанлиқи рәһбәрләр тәрипидин оттуриға қойулди. түрк ширкәтлири ул әслиһә вә қурулма мәсилилиридә мол тәҗрибигә игә.

әзәрбәйҗанниң қарабағ вә униң әтрапидики земинларни ишғалдин азад қилиши, һәқлиқ болған тәрәпниң ахирида чоқум зәпәр қучидиғанлиқини йәнә бир қетим испатлап бәрди. түркийә билән әзәрбәйҗанниң буниңдин кейин ташлайдиған ортақ қәдәмлири, кавказ райониниң тинчлиқиниң капалити болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر