қазақистанниң түркистан шәһириниң әһмийити

йавроасийаға нәзәр - 50

1542752
қазақистанниң түркистан шәһириниң әһмийити

түркистанниң әһмийити  

төвәндә, «йавроасийаға нәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, абдрәсул исһақов тәрипидин тәййарланған «қазақистанниң түркистан шәһириниң әһмийити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

2020 – йили, 1- декабир  күни, қазақистанниң түркистан вилайитигә җайлашқан хәлқара айродуруми хизмәткә кириштүрүлди. омумий йәр көлими 905 гектар келидиған бу айродурум, мустәқиллиқ йиллирида қазақистанда йеңи йасалған тунҗи айродурум болуш алаһидиликигә игә. йеңи айродурумниң учуш ـ қонуш  йоли  бирла вақитта 9 айропиланни қобул қилиш иқтидариға игә. шуниң билән бир вақитта, йеңи айродурум йилиға 3 милйон йолучи қобул қилалайду. айродурумниң бинакарлиқ қурулуши, түрк карханичилар тәрипидин хоҗа әһмәд йәсәвиниң мәқбәрәси үлгә қилинип йасалғндур.

әлбаси нурсултан нәзәрбайев, 2018-йили җәнубий қазақистан вилайитиниң намини түркистанға өзгәртиш қарарнамисини имзалиғаниди. бу вилайәтниң исми өзгәртилгәндин кейин, шәһәр мәркизи шимкәнттин түркистан шәһиригә йөткәлди. уда икки йилдин буйан, түркистан шәһири гойа қайтидин қурулмақта. бу қурулушларниң һәммиси тамамланған чағда, 150 миң нопусқа игә түркистан шәһириниң бу райондики алдинқи қатардики җәзбидарлиқ мәркәзләрдин биригә айлинидиғанлиқи вә вақти кәлгәндә нопусини 1 милйонға йәткүзидиғанлиқи ениқтур. шуни изаһлаш һаҗәтки,  астана (нурсултан) шәһириму әйни вақитта мушундақ бәрпа қилинғаниди.

биз йеқинқи 200 йиллиқ тарихтин шуни обдан билимизки, руслар пүткүл җуғрапийәлик исми болған түркистан наминиң инавитигә зийан йәткүзүш үчүн, түркистанни алди билән баш валий мәһкимиси, андин йәси базири дәп атиғаниди. лекин, мустәқиллиқ йиллирида «түркистан» нами қайтидин илгирики инавитигә еришти. һәммә бу намниң түркистанниң һәм шәһәр  вилайәт исми икәнликидин хәвәр тапти.

бу районниң сайаһәт җәһәттики йошурун күчи интайин зор. хоҗа әһмәд йәсәвиниң мәқбәрәси бу йәргә җайлашқан. йеңи ул әслиһә қурулушлири, шәһәрниң алмута, бишкәк, ташкәнт, сәмәрқәнт вә бухара қатарлиқ чоң шәһәрләргә йеқин болуштәк алаһидә орни, түркистанниң сайаһәт саһәсидә һәр йили 5 милйон сайаһәтчини җәлп қилишида муһим рол ойнимақта. нөвәттә ташкәнтни түркистан шәһиригә туташтуридиған дөләтлик тез сүрәтлик ташйол қурулуши давамлашмақта. төмүр йол тиранспорти узундин буйан бар болуп, бу линийәдә йуқири сүрәтлик пойиз линийәсиниму ишқа кириштүрүш мумкин. район дөләтлириниң сайаһәтчиликни җанландуруш үчүн ишқа кириштүргән «йепәк йоли виза хизмити», «вухән вируси» басқучидин кейинки мәзгилдә районниң сайаһәтчиликиниң тәрәққийатиға муһим төһпиләрни қошиду.

түркистан шәһириниң қиммитини ашуруватқан йәнә бир муһим орган болса, бу шәһәргә җайлашқан хәлқара қазақистан-түрк әһмәд йәсәви университетидур. әйни вақитта, бу университетниң немә үчүн пайтәхттә әмәс, әксичә пайтәхтниң сиртида бәрпа қилинғанлиқи қаттиқ ғулғула қозғиғаниди. әмдиликтә болса бу қарарниң наһайити тоғра қарар икәнлики испатланди. буниңдин кейин, университет шәһәрниң, шәһәрму университетниң қиммитини ашуриду.

түрк дунйасиға себирийәдин йавропағичә созулидиған бир җуғрапийә сүпитидә нәзәр ташлиғинимизда, түркистан шәһириниң түрк дунйасиниң дәл мәркизигә җайлашқанлиқи көз алдимизда наһайити рошән һалда намайән болиду. түркләрниң ислам динини қобул қилишида асаслиқ рол ойниған вә «пири түркистан» дәп аталған әһмәд йәсәвиниң мәқбәрси, түркистан шәһириниң қиммитини техиму ашурмақта. шу вәҗидин, түркистан шәһири түрк дунйасиниң мәниви вә мәдәнийәт пайтәхтигә айлиниш йолида алға илгирилийәлиши мумкин. бу мәнидин елип ейтқанда,  түрк дунйасиниң хәлқаралиқ тәшкилатлиридин бириниң, мәсилән, хәлқара түрк академийәсиниң бу йәргә йөткилиши, наһайити тоғра бир өзгириш болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر