фаһризадә суйиқәстиниң пәрдә арқиси

күнтәртип вә анализ (49)

1539533
фаһризадә суйиқәстиниң пәрдә арқиси

фаһризадә суйиқәстиниң пәрдә арқиси

күнтәртип вә анализ (74)

(җан аҗун)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә,  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «фаһризадә суйиқәстиниң пәрдә арқиси» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

оттура шәрқ «иранниң йадро ппрограммисиниң атиси» дәп тонулған алим муһсин фаһризадәниң қәстләп өлтүрүлүши билән тәврәнгәндәк болди.

муһсин фаһризадә өлтүрүлгәндин кейин нурғун әйибләшләр илгири сүрүлүшкә башланди, барлиқ әйибләш оқлириниң учи исраилийәни көрсәтмәктә. иранниң буниңға қандақ җаваб қайтуруши әң қизиқарлиқ темиға айланди. шундақтиму бу һуҗумниң  вақтиниң иранға нисбәтән бир қәдәр кәң қорсақ сийасәт тутуши билән тонулған җо байденниң америка президентлиқи вәзиписини өткүзүвелиштин илгиригә удулланғанлиқи наһайити муһим.

йеқинқи тарихқа нәзәр салидиған болсақ, иранниң йадро һәвәслири америкадин башқа йәнә райондики исраилийә вә парс қолтуқи дөләтлириниму чоңқур қайғуға салған иди. иранниң йадро қорал күчигә игә болушиниң алдини елиш үчүн нурғун һәрикәтләр елип берилди. бир тәрәптин американиң ембарго тәһдитлири, йәнә бир тәрәптин һәр түрлүк бузғунчилиқ урунушлири вә пат-пат иран мутәхәссислириниң қәстләп өлтүрүлүши қатарлиқ вәқәләр кәм болмиди. лекин,  обама дәвридә бу сийасәткә бир тирнақ ечилди вә иран билән үстәлдә музакирә қилинди. тәрәпләр йавропа иттипақиниңму қоллиши билән келишим һасил қилди. иран йадро пирограммисиға нисбәтән очуқ- ашкара болуштин башқа йәнә, һәр хил чәклимиләрниму қобул қилди. бирақ бу әһвал нә исраилийәни, нә сәуди әрәбистанға охшаш парис қолтуқи дөләтлирини қанаәтләндүрәлмиди. улар иранни «йадро келишимини вастиға айландуривилип, районда кеңәймичилик сийаситини давамлаштуруватиду» дәп әйиблиди. бу нуқтида обамаға қаритаму җиддий лобичилиқ паалийәтлирини башлиди.  лекин, нәтиҗигә еришәлмиди, таки трамп кәлгәнгә қәдәр.

исраилийә вә парс қолтуқи дөләтлири тирампни иранға қарши мувапиқ васитиләр билән илһамландурди. шуниң билән йеңи ақсарай һөкүмити йадро келишимидин чекинип чиқип, иранға қарита әң еғир бесим сийасити вә интайин қаттиқ ембарголарни йүргүзүшкә башлиди. иран болса, илгирики чәклимиләрдин атлап, йадро програмисини давамлаштуруш арқилиқ җавап қайтурди. исраилийә вә сәуди әрәбистанниң трампни иранға қарши һәрбий һәрикәт елип беришқа қистиши вә башқа тиришчанлиқлириниң һәммиси нәтиҗисиз қалди.

әмдиликтә болса, трамп сайламда уттуруп қойди вә иранға қарита обама дәвридикигә охшаш позитсийә тутуш қаришиға игә җо байден һакимийәт бешиға чиқиш алдида туриду. бу вәзийәт исраилийә вә парс қолтуқи иттипақини иран нуқтисида болишиға биарам қилди. йадро музакирилиниң қайтидин башлиниш мумкинчилики вә иранға қаритилған еғир имбарголарниңму бекар қилиниш еһтимали қатарлиқ тәңлимиләр исраилийә вә парс қолтуқи иттипақини толиму қорқутушқа башлиди.

иранниң йадро ипрограммисиниң бинакарлиридин бири болған алим муһсин фаһризадә суйиқәстиму дәл мана шундақ пәйткә тоғриланди. буниңда иранни җавап қайтурушқа  зорлаш арқилиқ байден дәври  башлиништин илгири җиддийликни күчәйтиш, һәтта мумкин болса, тоқунуш долқуни пәйда қилиш мәқсәт қилинмақта. иран болса, гәрчә аммиға һәрқанчә иннтиқам елиш сөзлирини қилған болсиму, «истратегийәлик сәврчанлиқи»ни давамлаштуридиғандәк қилиду. лекин, мунасивәтлик иттипақдашлар иранниң җаваб қайтурушини сақлимай, йеңи бир һәрикәт қоллинишиму мумкин.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر