түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлири йиғини

йавроасийаға нәзәр - 49

1538840
түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлири йиғини

түркийә авази радийоси: төвәндә, «йавроасийаға нәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, абдрәсул исһақов тәрипидин тәййарланған «түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлириниң 6 – нөвәтлик йиғини» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

2020-йили 11-айниң 19-күни, қирғизистан җумһурийити  дөләтлик истиратегийәлик тәтқиқат иниститутиниң саһибханилиқида,  түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлириниң 6 нөвәтлик  тор йиғини чақирилди. йиғинға, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, венгирийә, түркийә вә өзбекистанниң истиратегийәликтәтқиқат иниститутлириниң мәсуллири қатнашти. бу йәрдә әскәртишкә тегишлики шуки,   түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлири ара һәмкарлиқкелишим лайиһәси, 2015-йили 5-айниң 8-күни бакуда имзаланғаниди.

йиғин,түрк кеңишиниң баш катипи бағдад амрейевниң ечилиш нутқи биләнбашланди. баш катип бағдад амрейев сөзидә, тәшкилатқа әза дөләтләр оттурисида ташқи сийасәттә техиму күчлүк пикир бирлики һасил қилишни вә йәр шари характерлик сийасий сәһнидә техиму йуқири сәвийәдә өзара қоллашни нишан қиливатқанлиқлирини тәкитлиди. баш катип бағдад амрейев йәнә,түрк кеңишигә күзәткүчи болушни халайдиған дөләтләрниң санини көпәйткәнликлириниму сөзлиригә илавә қилди. йиғинға қатнашқан рәһбәрләр, «вухән вируси» ға қарши күрәш, әзәрбәйҗанниң азад қилинған районлириниң қайтидин қуруп чиқилиши, маарип һәмкарлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә доклат сунди. түрк җумһурийәтлириниң мустәқиллиқиниң 30 йиллиқиға беғишланған алаһидә нәшр буйумлирини тәййарлаш мәсилисиму, йиғинниң муһим күнтәртип маддилиридин бири иди.

йиғин ахирида, әзәрбәйҗан хәлқара мунасивәтләр анализ мәркизиниң мәсули фарид шафийевниң тәклипигә бинаән, тәрәпләр, келәр қетимқи түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлири йиғининиң, әзәрбәйҗанниң шуша шәһиридә өткүзүлүшини қарарлаштурди. бу қарарниң наһайити тоғра қарар икәнлики ениқ иди.

йеқинқи йиллардин буйан түрк дунйасидики ортақ хәлқаралиқ тәшкилатларниң паалийәтлири вә йиғинлири көпәймәктә. бундақ йиғинларниң пат пат чақирилиши мәзкур органларда ортақ нуқтиинәзәрниң шәкиллинишигә төһпә қошиду. түрк кеңиши рәсмий ташқи сийасәт тәтқиқат мәркәзлири йиғинлириниңму өз вақтида чақирилиши толиму хушаллинарлиқ әһвалдур. чүнки бу тәшкилатлар, түрк җумһурийәтлириниң хәлқара сәһнидә техиму үнүмлүк һәрикәт қилалиши үчүн, үнүмлүк истиратегийәләрни йолға қоймақта.

йиғинда оттуриға қойулған «түрк дунйасиниң нуқтиинәзәри - 2040» пирограммисиниң тәпсилий пиланлирини, түрк дунйасиниң истиратегийә мәркәзлири түзүп чиқиду. шу вәҗидин,,түрк кеңишипәқәт дөләтләрниң рәсмий тәтқиқат мәркәзлиринила әмәс, түрк дунйасиниң барлиқ тәтқиқат мәркәзлириниму бир йәргә җәм қилиши вә түрк дунйасиниң келәчикини бирликтә бәрпа қилишта уларға йетәкчилик қилиши керәк. шундақ қилғандила, андин түрк җумһурийәтлиридә түрк дунйасиниң өзигә хасалаһидиликини йаритиш мумкин.

түрк җумһурийәтлиридә тәтқиқат мәркәзлириниң йеңи йеңи қурулуватқанлиқи һәммигә айан, әлвәттә. бу хил органларни қоллаш үчүн,  түрк җумһурийәтлири бир қисим баҗларни аҗритиш арқилиқ бу саһәниң малийә мәсилисини һәл қилалиши мумкин. дәрвәқә, тәрәққий тапқан дөләтләрму мушуниңға охшиған усуллар билән бу саһәгә мәбләғ селиш арқилиқ еһтийаҗлирини қамдимақта.

түрк җумһурийәтлириниң мустәқиллиқиниң 30 йиллиқиға беғишланған алаһидә нәшр буйумлирини тәййарлаш даирисидә, бу хил нәшир бойумлирини тәшкилатниң барлиқ әзалири вә күзәткүчилириниң тиллирида нәшр қилишқа әһмийәт бериш толиму мувапиқ тәшәббус болиду.

түрк җумһурийәтлириниң тәтқиқат мәркәзлири күчлирини бирләштүргинидә, түрк дунйасиниң келәчики техиму парлақ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر