гирузийәдә өткүзүлгән омумий сайлам

йавроасийаға нәзәр - 46

1526723
гирузийәдә өткүзүлгән омумий сайлам

 «йавроасийаға нәзәр» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә, абдрәсул исһақов тәрипидин тәййарланған «гирузийәдә өткүзүлгән омумий сайлам» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

гирузийәдә 2020-йили 31-өктәбир омумий сайлам өткүзүлди. 10-нөвәтлик парламент әзалирини сайлап чиқиш үчүн, 3 милйон 500 миң сайлиғучидин тәхминән 2 милйон киши беләт ташлиди. сайлам күни, 6 миң журналист, 47 миң йәрлик вә чәт әллик көзәткүчи, 80 миңдин артуқ партийә вәкили омумий сайламни көзәтти.

гирузийә мәркизий сайлам комитетиниңбилдүрүшичә, сайламға қатнашқан 48 партийә билән 2 сайлам гурупписидин тоққузи% 1 лик сайлам босуғисидин  һалқип өтәлигән. һакимийәт бешидикигирузийә тәсәввур партийәси% 48 авазға еришип, ғәлбисини елан қилған. өктичиләрниң бирләшмә миллий һәрикити-бирләшмә өктичиләр сайлам гурупписи аран% 27 авазға еришәлигән. ғәлибә қилған башқа партийәләрниң авазға еришиш нисбити% 4 ниң астида қалған.

сайлам нәтиҗисигә етираз билдүргәнләр, сайлам нәтиҗилириниң бикар қилиниши үчүн, 1-нойабирдин башлап намайишөткүзмәктә. өктичиләрниң чоң намайиши 8-нойабир күни өткүзүлди. парламентқа кириштә мувәппәқийәт қазанған 8 партийә вә ғәлибә қилалмиғанлар, муддәттин бурун сайлам өткүзүлүшини, мәркизий сайлам комитетиниңбашлиқиниң вәзиписидин истепа беришини вә сийасий мәһбусларниң қойуп берилишини тәләп қилмақта. ортақ байаннамигә имза қойған өктичи партийәләр өзлириниң испат хетини алмайдиғанлиқлирини, һөкүмәт тәләплирини орундимиған тәқдирдә, һәрикәт пиланини елан қилидиғанлиқлирини билдүрди.

парламентниң хизмитини башлийалиши үчүн, сайланған вәкилләрниң йеримидин көпрәкиниң чоқум испат хәтлири билән парламентниң паалийәтлиригә қатнишишиға тоғра келиду. һөкүмәт бу санға аллиқачанеришип болған. лекин, вәкилләрниң йеримини тәшкил қилидиған өктичиләрниң өз орнида олтурмаслиқи, дөләтниң муқимлиқиға биваситә тәсир көрситиду.

гирузийә парламенти 150 вәкилдин тәркиб тапидиған болуп, 150 вәкилниң 120 си нисбәт системисиға, 30 и көп санлиқ түзүмгә асасән бекитилиду. көп санлиқ түзүм бойичә иккинчи басқучлуқ сайлам 16 сайлам районида 21-нойабир күни өткүзүлиду.

гирузийә тәсәввур партийәси үчинчи қетим чоң сайламда ғәлибә қилди. һөкүмәтниң, болупму «вухән вируси» йуқумиоттуриға чиққандәсләпкимәзгилләрдә қолланған тәдбирлири, партийәниң нопузиниң йуқири көтүрүлүшигә сәвәб болғаниди. лекин, күз пәслидә «вухән вируси» йуқуминиң дөләтмиқйасида кәңтарқилишқа башлиши вә бу даиридә йолға қойулған чәклимиләр сәвәбидин, иқтисадниң қийин әһвалға чүшүп қелиши, һөкүмәтниң ишини қийинлаштурмақта.

өктичи сәвийәсигә чүшүп қалған сабиқ пирезидент михаил саакшвили, узун йиллардин буйан дөлитигә қайтип келәлмәйватиду. дөләттә зор ислаһатларни елип барған болсиму, лекинрусийәбиләнуруш қилип, һакимийитини сақлап қалалмиған михаил сакашвилиниң дөлитигә қайтиш арзуси, бу қетимқи сайламдиму ишқа ашмиди.

гирузийә дөләт бихәтәрлик оргини, 6-нойабир күни, байаннамә елан қилип, бир түркүм сабиқ дөләт хәвпсизлик күчлириниң вәкиллиридин тәшкил тапқан вә асасий қанун тәртипини ағдурушқа урунуватқан бир гуруппиниң барлиқини билдүрди.

һөкүмәт, «вухән вируси» билән йуқумланғучилар саниниң күнигә 3 миңға йәткәнликини сәвәб көрситип,   9-нойабирдин башлап чоң шәһәрләрдә бирқатар чәклимиләрни йолға қойди. «вухән вируси» йуқуми вә чәклимиләр, өктичиләрниң намайиш өткүзүшини қийинлаштуруветиду.

гирузийә парламент түзүмини йолға қойуватқан дөләт болғанлиқтин, омумий сайлам наһайити зор әһмийәткә игә. шу вәҗидин, өктичиләр күришини изчил давамлаштуриду. лекин, қарабағда тоқунуш давамлишиватқан пәйттә, гирузийәниң  дөләтичидә сийасий муқимлиқини сақлиши интайин муһим.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر