чәт әллик йазғучиларниң қәлимидики ататүрк

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «чәт әллик йазғучиларниң қәлимидики ататүрк» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1524554
чәт әллик йазғучиларниң қәлимидики ататүрк

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүрк тоғрисида һәрхил тилларда нурғун китабларниң йезилғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

1938- йили 11- айниң 10- күни вапат болған мустапа камал ататүрк түркийә җумһурийитиниң әң муһим кишисидур. ататүрк , йалғуз түркийәдила әмәс, дунйаниң һәрқайси җайлиридиму муһим тәсирләрни қалдурған болуп, нурғун дөләтләр униң иш - излирини өзлиригә үлгә қилди, нурғун тәтқиқатчилар вә йазғучилар униң һайатини тәтқиқ қилип китабларни йазди.

бу китабларниң әң мәшһурлири ичидә әнглийә һөкүмити тәрипидин ататүрк һәққидә тәрҗимиһал йезишқа тәйинләнгән лорд кинрос йазған «ататүрк - бир милләтниң қайта туғулуши» намлиқ әсәр алдинқи рәттин орун алиду. биринчи нәшри 1960 – йили елан қилинған китабта ататүркниң характер алаһидилики, османли империйәсиниң ахирқи вә түркийә җумһурийитиниң дәсләпки йиллири тәсвирлиниду. йәнә бир әнглийәлик йазғучи, тәтқиқатчи андрев мангому «ататүрк - заманиви түркийәниң қурғучиси» намлиқ әсиридә, ататүркниң һайатини һәрҗәһәттин муһакимә қилиду. йәнә америкилиқ һәрбий йазғучи остин байниң «ататүрк – заманиви түркийәниң қурғучиси даһи генералниң лидерлиқиға даир савақлар» намлиқ әсири, ататүркниң лидерлиқи вә һәрбийләргә қоманданлиқ қилиш қабилийити шундақла һәрхил иқтидарлири наһайити җанлиқ тәсвирләнгән бир тәрҗимиһалдур. түрк тили вә тарихи тоғрисидики тәтқиқатлири билән тонулған клаус крейсерниң «ататүрк» намлиқ әсири болса, германийәдә көп қетим нәшр қилинған вә оқуғучи - оқутқучиларниң муһим мәнбәсигә айланған муһим әсәрләрниң бири һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر