түркийәдики тунҗи айал учқучиниң ким икәнликини биләмсиз

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «тунҗи түрк айал учқучи» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1514796
түркийәдики тунҗи айал учқучиниң ким икәнликини биләмсиз

түркийәдә 1933 – йили тунҗи қетим бир айалниң очқучи болғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

түркийәниң тунҗи айал учқучиси бәдрийә таһир гөкмәндур. 1932- йили вәҗиһи учқучилар мәктипидә авиатсийә саһәси бойичә оқушини башлиған бәдрийә таһир, мәмурлуқ вәзиписини өтәш билән бир вақитта учуш мәшиқлириниму давамллаштуриду. авиатсийә саһәсидики урунушлири йүзисидин нурғун наразилиқларға учрайду, тосқунлуқларға дуч келиду. учқучилиқ билән мәшғул болғанлиқи үчүн маашидин җәриманә елиниду, ахирида хизмитидин айрилишқа мәҗбур болиду. шундақтиму учқучи болуш арзусидин ваз кәчмәйду. түркийәниң тунҗи парашутчиси вә вә парашут мәктипиниң тунҗи мудири болған абдураһман түркқушу,  1933- йили кәспий учқучи унванини алған бәдрийә таһирға «гөкмән» дегән тәхәллусни қойуп қойиду. 1934 – йили фамилә қануниниң йолға қойулуши билән, бәдрийә таһир «гөкмән» дегән фамилини ишлитиду.

1934-йили учқучилиқ унваниниң рәсмийлишиши үчүн оқуғучиларниң имтиһандин өтүши тәләп қилиниду. бирақ, имтиһан елиш үмики йетип кәлгәндә, мәктәпниң бирдинбир учалайдиған айропиланида кашила көрүлгәнлики үчүн имтиһан елиналмайду вә узун өтмәйла мәктәп тақилип қалиду.

гәрчә учқучилиқи рәсмий тәстиқланмиған болсиму, бәдрийә таһир гөкмән, асманда пәрваз қилған түрк айал учқучи сүпитидә авиатсийә тарихидики орнини алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر