беларусийәдә өткүзүлгән пирезидент сайлими

беларусийәдә өткүзүлгән пирезидент сайлими вә арқа көрүнүши.

1475965
беларусийәдә өткүзүлгән пирезидент сайлими

2020 – йили 9 – авғуст күни беларусийәдә пирезидент сайлими өткүзүлди. сайламда 5 намзат риқабәтләшти. 5 милйон 818 миң 955 сайлиғучи беләт ташлиған сайламларға қатнишиш нисбити % 84 кә йәтти. беларусийә җумһурийити мәркизий сайлам комитетиниң қарариға асасланғанда, александир лукашенко % 80 авазға еришип, қайтидин пирезидентлиққа сайланған, өктичиләрниң намзати светлана тикһановскайа болса % 10 авазға еришкән.

өктичиләр сайлам нәтиҗилирини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрүп, сайлам күнидин буйан һәр күни дөләт миқйасида рухсәтсиз намайишларни өткүзмәктә. рәсмий мәлуматларға қариғанда, бу намайишлар җәрйанида 6700 киши қолға елинған. таратқуларниң хәвәр қилишичә, 2 киши һайатидин айрилған. өктичиләрниң намзати светлана тикһановскайа литванийәгә қачқан. дөләт хәвпсизлик күчлириниң намайишчиларға қаттиқ мудахилә қилиши хәлқниң наразилиқ қозғиған вә бу намайишларниң дөләт игиликидики завутлар, дохтурханилар вә тийатирханилар қатарлиқ орун һәм органларда иш ташлаш тәриқисидә давамлишишиға сәвәб болған. әслидә, бу қетимқи сайламниң алдинқисиға охшимайдиғанлиқи баштила мәлум иди.

намзатлиқ басқучида өктичиләрниң күчлүк намзатлириниң һөкүмәт тәрипидин сайлам риқабитигә қатнаштурулмаслиқи, өктичиләрниң техиму зич уйушушиға сәвәб болди. дөләттә сайлам тоғрулуқ рай синаш өткүзүлүши чәкләнди. мустәқил дөләтләр ортақ гәвдисиниң сиртида һечбир хәлқаралиқ тәшкилатниң көзәткүчи әвәтиши қобул қилинмиди.  дөләттики өктичиләрниң «ким пирезидент болса мәйли, әмма мәвҗут пирезидент һакимийәт бешиға чиқмисун» дегән йәргә кәлгәнлики, йеқинқи өзгиришләрдин очуқ – ашкара һалда көрүнүп туратти.

беларусийәдики пирезидент сайлими басқучида вә йеқинқи күнләрдики намайишларда айалларниң алдинқи пиланға чиқиши диққәт қозғимақта. бу нуқтидин елип ейтқанда, беларусийә айаллири бу басқучниң йөнилишини бәлгиләштә муһим рол ойниши мумкин.

сайлам һарписида хусусий рус ширкити вагнер мәнсуби 33 кишиниң беларусийәдә тутқун қилиниши, беларусийә – русийә мунасивәтлиригә бираз сәлбий тәсир йәткүзди. тутқун қилинған кишиләр сайламдин кейинла русийәгә қайтуруп берилди.  вагнер һадисисиниң өзара тил бириктүрүшниң мәһсули йаки әмәсликини вақит көрситип бериду. чүнки александир лукашенко йеқинқи йилларда, болупму бу қетимқи сайламда киремил сарийини хели көп тәнқид қилди. бирақ ғәрбкә қарши күрәштә минск вә москва һөкүмәтлири бир - биригә муһтаҗтур. дәрвәқә, александир лукашенко билән владимир путин 15 – авғуст күни телефонда көрүшкәндә, путин русийәниң һәмишә беларусийәниң йенида икәнликини тәкитлиди.

пирезидент сайлими нәтиҗилирини омумән беларусийәниң шәрқидики дөләтләрниң көпинчиси қобул қилған болсиму, лекин, ғәрб әллири сайламниң қайтидин өткүзүлүшини тәләп қилмақта. йавропа иттипақи мәвҗут беларусийә рәһбәрлиригә қарши ембарго қарари чиқарғанлиқини җакарлиди. лукашенкониң өктичиләр билән мурәссәлишиш тиришчанлиқлири һазирчә һечқандақ нәтиҗигә еришәлмиди. лукашенко украина вә полша қатарлиқ дөләтләрдин бәзи чәт әлликләрниң беларусийәниң вәзийитини қалаймиқанлаштуруветишкә урунуватқанлиқини илгири сүрмәктә. беләтләрниң қайтидин санилишини тәләп қиливатқан өктичиләр болса, лукашенкониң вәзиписидин истепа беришини тәләп қилмақта. тәрәпләр оттурисида мурәссәчилик ишқа ашурулалмиған тәқдирдә, беларусийәниң йеңи бир русийә – ғәрб оттурисидики сүркилиш саһәсигә айлинип қелиш еһтималлиқи наһайити йуқири. мәвҗут шәрт – шараитлар астида түрлүк сенарийәләрниң мәйданға келишиму еһтималдин йирақ әмәс, әлвәттә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر