айасофйа

айасофйаниң қайтидин җамәгә айландурулушиниң йавроасийаға көрсәткән тәсири.

1455495
айасофйа

2020 – йили 10 – ийул күни җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң имзаси билән айасофйа музейи қайтидин җамәгә айландурулди. бу қарар, «вухән вируси» ға қарши күрәш қиливатқан йавроасийа дөләтлиридә кәң даиридә тәсир қозғиди. бу һәқтә йүзләрчә хәвәр, хәвәр анализи елан қилинди. чүнки, айасофйа йавроасийа хәлқлиригә биваситә мунасивәтлик мәниви бир ибадәтханидур.

йавроасийаниң ортодокос етиқади кәң тарқалған дөләтлиридә диний рәһбәрләр вә бир қисим сийасийонлар бу қарарға наразилиқ билдүрсә, районниң түрк вә мусулман хәлқлири чәксиз шад – хурамлиққа чөмди. аммиви таратқуларда йүз миңларчә учур тарқитилди, тәбрик йағди. бир қирғизистан пуқраси йеңи туғулған бовиқиға «айасофйа» дәп исим қойди.

әрдоғанниң бу қарари тоғрулуқ елип берилған анализларда, айасофйаниң қайтидин җамәгә айландурулуш қарариниң, муһим бурулуш нуқтисиға ишарәт қилидиған бир қарар икәнлики тәкитләнмәктә.

гәрчә қарарға наразилиқ билдүрүватқанлар, түркийәдә лаиқлиқ (дин билән сийасәт бир – биридин айриветилгән түзүм) ниң қолдин кетип қалғанлиқини тәкитләтватқан болсиму, лекин, уларниң өзлириниң  наразилиқлириниң диний сәзгүрлүктин башқа нәрсә әмәсликини, җүмлидин, өзлириниң бу һәқтә зиддийәтлик әһвалға чүшүп қалғанлиқидин хәвириму йоқ. униң үстигә, улар тарихтин буйан ислам ибадәтханилирини тақап келиватқан, җамәләрни черкавларға, музейларға, йаки башқа дөләт орунлириниң биналириға айландуруватқан дөләтләрниң мәнсуплиридур. йеқинқи йилларда атеизим (динсизлиқ) сийаситини йолға қойуватқан русийә коммунист партийәсиниң бу қарарға наразилиқ билдүрүп, русийә хәлқини түркийәгә сайаһәткә бармаслиққа тәклип қилиши болса, толиму күккилик әһвалдур.

бир қисим рус йазғучилар бу һәқтә йазған мақалиридә һәддидин ешип, истанбулниң пәтһи қилинишини «11 – сентәбир вәқәси» гә охшитишқа урунди. һалбуки, тарихий һәқиқәтләрниң бундақ әмәслики әқил – парасәтлик кишиләрниң һәммисигә бәш қолдәк айан, әлвәттә. бу йәрдә, тарихий һадисиләр һәққидә илгири сүрүлгән «москва үчинчи рим» қаришиниң кейинчә оттуриға чиқирилған бир шоар икәнликиниму алаһидә тәкитләшкә тоғра келиду.

истанбул хәлипиликниң мәркизи елан қилинған вақиттин етибарән йавроасийа җуғрапийәсидә йашаватқан мусулманлар, һәҗ ибадәтлирини ада қилғанда, йоллириниң узирап кетишигә қаримай, истанбул арқилиқ сәуди әрәбистанға беришқа алаһидә әһмийәт бәргәндур. османли империйәси падишаһиниң һузуриға чиқиш, хәлипә билән бирликтә бир җүмә намизи оқуш, «әййуб султан», «султан әһмәд», «айасофйа» қатарлиқ истанбулдики даңлиқ җамәләрдә ибадәт қилиш,  һаҗи намзатлири истанбулда чоқум ада қилишқа тегишлик ишлар иди. йавроасийа җуғрапийәсидики мусулманларниң истанбул билән болған алақиси, шәһәрдики түрлүк «өзбекләр, бухара қатарлиқ» ханиқарларниң васитиси арқилиқ орнитилғандур, бу нуқтидин елип ейтқанда, йавроасийа мусулманлири үчүн айасофйаниң қайтидин ибадәткә ечилиши наһайити зор әһмийәткә игә.

түркийә йеқинқи йиллардин буйан ортодокс дунйасида өзиниң сийасәтлирини йолға қойушқа башлиди. фәнәр рум ортодокс черкавиниң васитиси арқилиқ украина черкавиниң москвадин айрилиши,  айасофйаниң қайтидин җамәгә айландурулуши йолидики муһим басқучлардин бири һесаблиниду.

ортодокслар вә сүнний мусулманларниң вәкиллири қанчилиған әсирләрдин буйан охшаш җуғрапийәни ортақлашқан һалда йашимақта. өзара учур – алақә қилиш зөрүр болғинидәк, ихтилаплардин халий болушму мумкин әмәс. шундақтиму улар бирликтә йашашқа мәҗбурдур. бу нуқтидин елип ейтқанда, ортодокс дунйасиниң айасофйаниң җамә сүпитидә ечилишини қобул қилиш вә иғвагәрликликләргә алдинип қалмаслиқ мәҗбурийити бардур. истанбулниң пәтһи қилинишиниң символи болған айасофйаниң ибадәткә ечилиши, түркийә рәһбәрликидики түрк – ислам дунйасиниң, буниңдин кейин өз йөнилишини өзи бәлгиләйдиғанлиқиниң әң йарқин намайәндисидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر