«бүркүт пәнчиси»  һәрикити

күнтәртип вә анализ (26)

1444566
«бүркүт пәнчиси»  һәрикити

«бүркүт пәнчиси»  һәрикити

күнтәртип вә анализ (62)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «ливийәдә йеқинлишиватқан ғәлибә» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ** ***** ***** ***** ***** ******

түркийә бир тәрәптин сүрийәдә вә ливийәдә һәрбий һәрикәт елип бериш билән бир вақитта йәнә бир тәрәптин, PKK террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшини давамлаштурмақта. бу мунасивәт билән ирақниң шималий районида түркийә чеграсиға параллел тағлиқларда «бүркүт пәнчиси» намлиқ һава вә қуруқлуқ һәрикити башлиди. түркийә командир-җәңчилири һавадин сәкрәп елип барған һәрикити арқилиқ нурғунлиған нуқтилиқ чоққиларни игилиди. түркийәниң йеқинқи йиллардин буйанқи бихәтәрлик һәрикити буйриқиға бинаән чегра һалқип, тәһдит вә нишанларни йоқитиш үчүн терорлуқ тәшкилатини ирақ вә сүрийә қатарлиқ маканлашқан увилирида бир тәрәп қилишни башлиди.

түркийә узун йиллардин буйан марксизм вә ленинизм идиологийәсигә игә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати PKK билән күрәш қилип келип келиватқан болуп, йеқинқи йиллардин буйан йеңи бихәтәрлик буйриқиға бинаән һәрбий истратегийәсини өзгәртти. түркийәниң терорлуқ тәшкилатиға қарши бу йеңи истратегийәсидә, тәшкилат макан тутқан чегра сиртидики районлар биваситә һуҗум нишани қилинип, тәһдит түркийәгә йетип келиштин бурун йоқитиш мәқсәт қилиинмақта. буниңда болупму терорлуқ тәшкилатиниң райондики малиманчилиқтин пайдилинип, ирақ вә сүрийәниң кәң районлириға тарқилип орунлишииму бәлгилик рол ойнимақта. бу нуқтидин түркийә һәм PKK ниң район ишғалийитиниң, һәм чегра сиртидики тиранспорт имканийәтлиридин пайдилинип, түркийә ичидә терорлуқ һуҗумларни қилишқа асас йаритишиниң алдини елишқа тиришмақта.

түркийә йеқинқи йилларда болупму сүрийәдә «фират қалқини», «зәйтун шехи» вә «тинчлиқ булиқи» намлиқ кәң – көләмлик һәрбий һәрикәтлирини елип бериш билән биргә терорлуқ тәшкилати PKK ни бивастә ирақта һуҗум нишани қилди. «қәти ирадә» һәрикити билән башланған бу җәрйан «пәнчә һәрикити» вә ахирида «бүркүт пәнчиси һәрикити» билән давамлашмақта.

түркийә ирақниң шималидики тағлиқ районлириға җайлашқан террорлуқ тәшкилатниң базилириға һуҗум қилип, тәшкилатниң тиранспорт ул – әслиһәлирини вәйран қилишқа тиришмақта. ундин башқа йәнә, райондики егиз чоқиларни контируллуқ астиға елип, ирақ-түркийә вә ирақ-сүрийә линийәсидә тәшкилатниң асан һәрикәт қилишиниң алдини елишқа тиришмақта. йәнә келип терорлуқ тәшкилати PKK ни қандил теғида қоршавға елип, уҗуқтуруш мәқсәт қилинмақта.

бир тәрәптин кәң көләмлик һәрбий һәрикәтләр елип бериливатқан болса, йәнә бир тәрәптин мәйдандики үнүмлүк иштихбарат арқилиқ тәшкилатниң йуқири дәриҗилик каттивашлири бир тәрәп қилинмақта. тәшкилатниң қоманданлиқ вә контроллуқ қурулмисини битчит қилишқа тиришмақта. бу йәрдә болупму түркийәниң дөләт мудапиә санаити йасап чиққан қоралсиз учқучисиз айропиланлириниң интайин үнүмлүк һалда ишлитилгәнликини көримиз. бу әслиһәләр арқилиқ түркийәниң PKK терорлуқ тәшкилатиға қарши илгирикигә селиштурғанда техиму үнүми йуқири күрүшләрни қилалайдиған һалға кәлгәнлики бир һәқиқәт.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر