түркийәниң ваксина ишләпчиқиришқа қәдәм қойуш җәрйаниға даир учурлар...

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «түркийәдә ваксинаниң кәчүрмиши» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1389755
түркийәниң ваксина ишләпчиқиришқа қәдәм қойуш җәрйаниға даир учурлар...

түркийәдә ваксина ишләпчиқириш хизмәтлириниң әң дәсләп османли империйәси мәзгилидә башланғанлиқини аңлиғандимиңиз?

 

1721- йили әнглийә баш әлчисиниң рәпиқиси монтагу ханим дөлитигә йазған бир парчә мәктупида, истанбулда чечәк кесилигә қарши «ваксина дәйдиған бир нәрсә» ниң йасалғанлиқини байан қилиду. бу мәктуп ваксина ишләпчиқириш хизмәтлиригә даир һазирғичә тепилған әң кона мәнбә һесаблиниду.

фирансийәлик химик вә микро биолог луис пастер, әйни вақиттики башлиқлардин ғалҗир итларға алақидар тәкшүрүшлирини давамлаштуруш үчүн иқтисадий йардәм тәләп қилиду. иккинчи абдулһәмит өзиниң йардәм қилидиғанлиқини, әмма тәтқиқатини истанбулда давамлаштурушини тәләп қилиду. иккинчи абдулһәмидниң бу тәлипини қобул қилмиған пастерға 10 миң алтун әвәтилип, османлидин 3 кишини өзиниң йардәмчиси сүпитидә тәрбийәлиши тәләп қилиниду. фирансийәгә барған үч кишилик һәйәт, қайтқандин кейин тәтқиқатини давамлаштуруш мәқситидә «ғалҗирит микроби» укул қилип урулған бир сөңәк йиликини елип қайтип келиду. 1887-йили 1- айда ғалҗирлиқ кесилини давалаш орни қурулиду. бу орун дунйаниң үчинчи, шәрқниң болса, тунҗи ғалҗирлиқ кесилини давалаш мәркизи болиду.

азадлиқ уруши мәзгилидә наһайити қийин шараит астида һайван вә адәм ваксинилири ишләпчиқирилиду؛ ишләпчиқириш җумһурийәт дәвридиму давамлишиду. 1940- йилларға қәдәр, тифо, тифүс, дифтерийә , BCG , холера , көкрәк пәрдиси , тетан , ғалҗирлиқ ваксиниси кәң көләмдә ишләпчиқириш арқилиқ барлиққа келиду. 1940-йили холера йуқумиға қарши туруш үчүн хитайға түркийәдә ишләнгән холера ваксиниси әвәтиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر