җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоғанниң украина зийарити

йавро асийаниң күнтәртипи (07)

1363376
җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоғанниң украина зийарити

җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоғанниң украина зийарити

 

җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоғанниң украина зийарити

һөрмәтлик радийә аңлиғучилар! «йавро асийаниң күнтәртипи» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлмидә җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоғанниң украина зийарити үстидә тохтилимиз.

***** ***** *** **** *** *****

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2020йили 3февралда уканада бир күнлүк зийарәттә болди. шуни әскәртип өтүш керәкки, түркийә - украина оттурисидики дипломатик мунасивәтму 1992йили 3февралда орнитилған иди. әрдоған пайтәхт кевдә рәсмий мурасим билән қарши елинди. икки дөләт рәһбәрлири айрим сөһбәт өткүзди. арқидинла 8нөвәтлик түркийә украина йуқири сәвийәлик истиратегийәлик кеңәш йиғини чақирилди. икки тәрәп оттурисида 7 келишм имзаланди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатнишиши билән түркийә украина сода мунбири йиғини өткүзүлди.

икки дөләт мунасивәтлири истиратегийәлик мунасивәт дәп қаралмақта. һәқиқәтәнму йеқинқи мәзгилдә, өзара мунасивәтләрниң охшаш болмиған саһәләрдә тәң тәрәққий қилғанлиқини ейтишқа болиду. бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқ түркийә украина мунасивәтлирини йеңи бир сәвийәгә елип чиқти. бу мунасивәт билән украинаниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси андрей сибига украина армийәсиниң еһтийаҗлири, болупму қорал сетивелиши үчүн түркийәниң 200 милйон лира иқтисадий йардәмдә болидиғанлиқини билдүрди.

түркийә украинаниң «Antonov-178» типлиқ айропиланиға интайин қиззиқмақта. түркийә дөләт мудапиә министири, террорлуққа қарши күрәшниму өз ичигә алған бихәтәрлик саһәлиридики һәмкарлиқни музакирилишиш үчүн март ейида украинада айрим зийарәттә болиду. бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқниң тәрәққий қилдурулиши һәр икки дөләткә нурғун һәссиләрни қошидиғанлиқи ениқ.

**** *** **** ********

икки дөләт тәрипидин тәң йолға қойулған гиражданлиқ кенишки биләнла өзара сайаһәт қилиш бәлгилимисиму мевисини беришкә башлиди. алдинқи йили украинадин түркийәгә бир йерим милйон сайаһәтчи кәлди. техи 5 йил илгири бу сан 500 миң әтрапида иди.

сәһийә сайаһити саһәсидиму түркийә украиналиқлар әң көп таллайдиған дөләткә айланди. бу қетимқи зийарәт җәрйанида имзаланған өзара шопурулуқ кенишкилириниң инавәтлик һесаблинишиға даир келишимму йалғуз йаки аилә бойичә зийарәт қилидиғанлар үчүн асанлиқ йаритип бериду. йәни, сайаһәт ишлириниң тәрәққий қилишиға һәссә қошилиду. буниң билән биргә йәнә, сайаһәт саһәсидә өзара һәмкарлиқ орнитиш имканийәтлириниң техиму көпликини тилға елишқа болиду.

кевдә чақирилған сода мунбири йиғинида әркин сода келишиминиң мушу йил ичидә имзалиниши мумкинлики елан қилинди. әркин сода келишими ишқа ашурулған тәқдирдә, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң йеңи бир сәвийәгә чиқидиғанлиқини вә 10 милйард долларлиқ сода нишанини асан әмәлийләштүргили болидиғанлиқини тилға алалаймиз. мушу баһарда өткүзүлиши пиланланған түркийә украина иқтисадий һәмкарлиқ кеңиши йиғинида бу җәһәтләрдә илгириләшләр қолға келиши мумкин. 

кевдики йиғинда йәнә, украинаниң «TANAP» линийәси арқилиқ һазар тәбий газиға еришиш мәсилисиму күнтәртипкә кәлди. бу һәммәйләнгә пайда кәлтүрүдиған бир иш. илгири түркийә русийә тәбиий газини украина арқилиқ алған болса, әмдиликтә украина һазар газини түркийә арқилиқ алиду.

**** ***** *** ***** *****

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған укранада қирим тартарлири, гагавузлар вә аһеиска түрклири билән айрим айрим учришишларни өткүзди. украинадики түрк хәлқлириниң вәкиллири, түркийә украина билән болған мунасивәтлириниң тәрәққийатиниң капаләтчилиридур.  түрк һәмкарлиқ тәшкилати «TİKA» ниң уларға қаратқан паалийәтлири, өзара мунасивәтләрниң техиму мустәһкәмлинишигә һәссә қошиду.  

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң кевдә украинаниң земин пүтүнликигә қарита түркийәниң позитсийәниң қәтийиликини тәкитлиши вә рәсмий қарши елиш мурасими әснасида «Slava Ukraine» йәни йашисун украина! дегән сөзни ишлитиши русийәни тәңпуңлуқта тутуш нуқтисидин толиму муһим һесаблиниду. буниңдин башқа йәнә, түркийәниң украина билән шериклишип қирим тарталири үчүн туралғу биналарни йасайдиғанлиқини елан қилиши вә украина ортодокис чиркавиниң русийәдин мустәқил болишида ойниған роли қатарлиқлар түркийәниң тәңпуңлаштуруш сийасити йүргүзиватқанлиқини көрситип бериду. түркийә русийәдә қолға елинған украина пуқралириниң қойуп берилиши үчүнму тиришчанлиқ көрситәләйду. 

йиғинчақлап ейтқанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң украина зийарити үнүмлүк болди. украина билән болған һәмкарлиқниң тәрәққий қилдурулиши, түркийәниң қара деңизда вә омумән қилип ейтқанда, шималда тәсир күчини ашуруши нуқтисидин толиму пайдилиқ болғуси.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر