идлибтә әсәд вә иттипақдашлирини тинчлиққа мәҗбурлаш

күнтәртип вә анализ (07)

1359015
идлибтә әсәд вә иттипақдашлирини тинчлиққа мәҗбурлаш

идлибтә әсәд вә иттипақдашлирини тинчлиққа мәҗбурлаш

идлиб киризи

(җан аҗун)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә силәргә «идлибтә әсәд вә иттипақдашлирини тинчлиққа мәҗбурлаш» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

 

әсәд қисимлири, русийә вә иранниң күнсири ашуруливатқан йардәмлири сайисида, астанә келишимигә хилап һалда, идлибтики һуҗумлирини давамлаштурүп, истиратегийәлик әһийәткә игә «M4-M5» йолиниң контироллуқини алқиниға киргүзивилишқа азла қалған вәзийәттә турмақта. сәрақибтин әләйс йезисигичә болған районларни контироллуқиға киргүзивалған әсәд қисимлири йеқинқи бир йилда бир йерим милйонға йеқин кишини йүрт маканлиридин айрип қойди. идлибкә қаратқан кәң көләмлик һәрбий һәрикити, әслидә әсәд қисимлири вә иттипақдашлириниң сийасий һәл қилиш чарисини ташлап, бир һәрбий зәпәр елан қилишниң койида икәнликини көрситип бәрмәктә. түркийә болса, ташлиған һәрбий қәдәмлири билән бундақ болушиға йол қоймайдиғанлиқини намайан қилмақта.

төвәндә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗунниң мәсилигә мунасивәтлик анилизини диққитиңларға сунимиз:

*** *** ** ****** **** *****

әсәд қисимлири йеқинқи 2 һәптидин бери идлибтики һуҗумлирини күчәйтти. қуруғлуқтин иранға қарашлиқ шиә милитанлар, һавадин русийә айропиланлириниң зор йардими сайисида, қозғилаңчиларға қарши илгириләшлирини давамлаштурди. 

идлибниң әң чоң йезиси болған маарәт әл нуманниң контирллуқини тартивалғандин кейин шималға бурулуп, «M4-M5» йоллирини бир - биригә туташтуридиған муһим истиратегийәлик әһмийәткә игә сәрақибни алқиниға киргүзавалди. йүз миңлиған инсан оқ бомбиларниң астида райондин түркийә чеграсиға қарап қечишқа башлиди.  түркийә бу әһвалға қарита җиддий һалда идлибтә һәрбий толуқлима хизмәтлирини ишқа ашуруп, әсәд қисимлириға улитиматум (ахриқи агаһландуруш) беришкә мәҗбур болди. бирақ әсәд қисимлири сәрақиб вә тәфтаназ районлирида бивастә түркийә әскәрлиригә һуҗум қилди. буниңға җавабән түркийәму сүрийәдики ички уруш партлиғандин буйан түнҗи қетим сүрийә һөкүмити қисимлириға кәң - көләмлик һуҗум қилишқа мәҗбур болди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сүрийә қисимлириға «әгәр феврал ейиниң ахириғичә сүрийә һөкүмити қисимлири сочи келишимидә бәлгиләнгән чегра даирисигә чекинмәйдикән, биз һәрбий мудахилә қилиш арқилиқ қоғлап чиқиримиз» дәп агаһландуруш бериш арқилиқ әсәд қисимлириға чекинишкә муддәт бәрди.

әрдоғанниң бу һәқтики байанати вә түркийә армийәсиниң идлибкә еғир қораллиқ қисимларни йоллиши, түркийәниң районға қаратқан һәрикәт методиниң өзгәргәнликини шундақла буниңдин кейин йеңи бир басқучқа киргәнликимизни көситип бәрмәктә.

түркийә һазирму русийә билән келишим асасини тикләп, әсәд һөкүмити қисимлирини сочи келишимидә бәлгиләнгән чеграниң сиртида тутушни арзу қилмақта. әгәр бу ишқа ашмиған тәқдирдә (толиму төвән еһтималлиқ бар), түркийә вә қозғилаңчилар әсәд қисимлирини, түркийәниң 12 көзитиш нуқтисниң у тәрипигичә чекиндүридиған бир һәрбий һәрикәт башлиши мумкин.

әсәд қисимлиридин башқа йәнә, русийәниң йеқинки мәзгилдә сүрийәдә ташлиған қәдәмлири түркийәниң дөләт мәнпәәтигә зийан салмақта. русийә бир итипақдаш болуш сүпити билән түркийәниң қиммитини тонуп йетидиған чағ йетип кәлди. түркийәниң һәрбий һәл қилиш чарисини күчәйтиши билән тинчлиқниң қәдригә йетилиши вә русийәниң буни йахши чүшүнүп йетиши зорүрдәк қилиду.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر