орһан памуқ әсәрлириниң 60 тин артуқ тилға тәрҗимә қилинғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

төвәндә дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «орһан памуқ» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1332280
орһан памуқ әсәрлириниң 60 тин артуқ тилға тәрҗимә қилинғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

нобел әдәбийат мукапатиға еришкән түрк йазғучи орһан памуқниң әсәрлириниң 60 тин артуқ тилға тәрҗимә қилинғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

1952 – йили истанбулда дунйаға кәлгән орһан памуқ, нобел мукапати алған тунҗи түрк дегән нам билән тарих сәһипилиридин орун алди вә шу йили «тайм» журнили тәрипидин дунйаниң әң тәсири күчлүк 100 адиминиң бири болуп талланди.

20 йашларға киргүчә рәссам болушни ойлап йүргән, истанбул пән – техника университетида бинакарлиқ кәспидә оқуған орһан памуқ, нә бинакар, нә рәссам болалмайдиғанлиқини тонуп йәткәндин кейин, ахбарат кәспидә оқушқа башлиди. бирақ бу ишларниң һечбири билән шуғулланмиди вә 1974 – йили йазғучи болушқа бәл бағлап, ханисигә бекинип йезиқчилиқ билән шуғуллинишқа башлиди.

дунйа миқйасида  әсәрлири көп сетилған йазғучилар тизимликидин орун алған орһан памуқ, түркийәниң мурәккәп тарихини әнәниви йавропа йезиқчилиқ услуби бойичә ипадилигән романлири арқилиқ дунйада намини чиқарди. 2006 – йили нобел әдәбийат мукапатиға еришип, романлириға болған қизиқишни дунйа миқйасида йәнә бир балдақ йуқири көтүрди. дунйаниң һәрқайси җайлиридики оқурмәнләр униң түркийәдә ройапқа чиққан өзигә хас һекайилириниң тәсиригә учриди. әсәрлири 60 тин артуқ тилға тәрҗимә қилинди вә пүткүл дунйада 13 милйондин артуқ сетилди.

 

мәнбә: мунасивәтлик тор бәтләр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر