түркийәдики түрк тили идариси һәққидә немиләрни билисиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «түрк тили идариси» ға даир учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1275064
түркийәдики түрк тили идариси һәққидә немиләрни билисиз?

түркийәдики түрк тили идариси һәққидә немиләрни билисиз?

түркийәдики тил саһәсигә мунасивәтлик хизмәтләр билән шуғуллинидиған түрк тили идарисиниң ататүркниң йолйоруқиға асасән 1932 – йили қурулғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

түрк тили идариси , түрк тилини тәтқиқ қилиш җәмийити дегән намда 1932 – йили 12 – ийулда ататүркниң йолйоруқиға асасән қурулди. қурғучилири өз дәвриниң тонулған әдәбийатчилиридин самиһ рифат, рушән әшрәф, җәлал саһир вә йақуп қадри қатарлиқлар болуп, буларниң һәммиси парламент әзаси иди.

түрк тили идариси баштин тартип таки һазирғичә хизмәтлирини түрк тили тоғрсида тәтқиқат елип бериш, тәтқиқ қилдуруш вә тилниң йеңидин оттуриға чиққан мәсилилиригә көңүл бөлүп чарә тепишни мәркәз қилған һалда давамлаштурди.

ататүрк, түрк тили тоғрисидики тәтқиқатларға алаһидә көңүл бөләтти. вапат болуштин бир мәзгил илгири вәсийәтнамә қалдуруп, мал – мүлкини түрк тили идариси билән түрк тарих оргиниға мирас қилип қалдурди. бу икки органниң хамчоти һазирму ататүркниң мирасидин тәмин қилинмақта.

 

мәнбә: мунасивәтлик тор бәтләр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر